Мусулман аяллири вә илим - мәрипәт


2007.06.13

Уйғурлар тарихида аманнисахан мисали оқумушлуқ вә талантлиқ аяллар аз өтмигән. Оқуш вә өгиниш түрлүк кәшпиятларниң ачқучидур. Уйғурлар етиқад қилип келиватқан ислам дини оқуш вә өгинишни пәрз қилип бәлгилигән. Ислам дини өгинишкә чақирған илимләр, әр аял һәр икки җинсқа ортақтур. Пәйғәмбәр әләйһиссалам: "илим өгиниш әр болсун, аял болсун һәрқандақ мусулман кишигә пәрздур" дәп көрсәткән. (Бухари ривайити)

Исламда аялларниң илим өгиниши чәкләнмигән

Бу һәдистики буйруқ әр аял һәр икки җинсқа охшаш қаритилған болуп, ислам тарихида, аяллар илим пән өгиниш һоқуқидин һеч вақит чәкләнгән әмәс. Илим - мәрипәттин мәһрум қалған бәзи авамларниң" аялларниң әқли қисқа", " қизлар көп оқуса битәләй болуп қалиду" дегәнгә охшиған сөзлири өтмүшләрдики мустәбит һакимийәтниң пайдиси үчүн хизмәт қилип кәлгән интайин хәтәрлик сөзләрдур.

Хәлқни билимсиз қалдуруш усули билән өзлириниң һакимийитини сүрдүрүшни көзлигән бесимдарлар милләтниң кәлгүси болған пәрзәнтләрниң тунҗи муәллимлири саналған аниларни билимсиз қалдуруш арқилиқ бир пүтүн милләтни надан қалдуруш үчүн һәр түрлүк хата тәшвиқатларни тарқитип кәлгән.

Мәккә мукәррәмә шәһиридә турушлуқ яш алим абдулһәким һаҗим аялларниң билим елиш һоқуқиниң ислам динида һеч вақит чәк қоюлмиғанлиқини вә ислам пәйғәмбириниң аялларниң билим елиш ишиға зор әһмийәт бәргәнликини баян қилип мундақ деди: " бир күни саһабиләрниң аяллири пәйғәмбәр әләйһиссаламниң йениға келип, я рәсулиллаһ! әрләр сизниң дәрисиңизгә һазир болуп диний мәсилиләрни өгиниду, бизләргиму айрим бир күнни бәлгиләп бәрсиңиз, шу күндә аллаһ сизгә билдүргәнләрни бизләргә өгәтсиңиз, дегәндә, пәйғәмбәр әләйһиссалам уларни: "палани күни, палани йәрдә топлишиңлар" дәп буйруп, шу бәлгиләнгән күнләрдә аялларға мәхсус тәлим бәргән".

Муһәммәд әләйһиссалам вә саһабиләр аяллирини илимлик болушқа үндигән

Абдулһәким һаҗимниң ейтишичә, пәйғәмбәр әләйһиссаламниң вә саһабиләрниң аяллири ичидин қуранни, көплигән һәдисләрни ядлиған, шеир, нәсир вә тарихларни язидиған аяллар көп болуп, һәтта мәшһур саһабилар вә бүйүк алимлар пәйғәмбәр әләйһиссаламдин биваситә сорап өгинәлмигән аилә билимлирини, аялларға қилинидиған муамилиләрниң қаидилирини, аялларға мәхсус болған айлиқ адәт, қорсақ көтүрүш, туғут вә бала емитиш қатарлиқ мәсилиләрниң һөкүмлирини йәйғәмбәр әләйһиссаламниң аяллиридин сорап өгәнгән.

Аишә рәзийәллаһу әнһа пәйғәмбәр әләйһиссаламдин 1210 һәдис ривайәт қилған. У, өзи айәт вә һәдисләрдин һөкүмләрни чиқиралайтти, өзидин яшта чоң болған көплигән кишиләрниң соаллириға қанаәтлик җавабларни берип, уларни диний мәсилиләрдин хәвәрдар қилатти.

Һәпсә рәзийәллаһу әнһа йезиш оқушта маһир иди. Көплигән алимлар вә мәзһәб пешвалири пәйғәмбәр әләйһиссаламдин кейин, аялларға мунасивәтлик болған мәсилиләрни вә нурғунлиған һәдисләрни шу аяллардин аңлап өгәнгән. Тарихта ейтилишичә 700 дин артуқ аял пәйғәмбәр әләйһиссаламдин һәдисләрни ривайәт қилған. Улардин алимлар өгәнгән. Мәсилән: мәшһур алим ибни әсакир ирақ вә сүрийә әтрапида 500дин артуқ аял кишидин пәйғәмбәр әләйһиссаламниң һәдислирини өгинип ривайәт қилған. Мисир, шам, ирақ, йәмән, маракәш, һәбәш, испанийә қатарлиқ ислам шәһәрлиридә, тарих, әдәбият, шеир, тәпсир, һәдис қатарлиқ илимләрдә тонулған мәшһур аяллар көп өткән икән.

Мусулманлар 16 - әсирдин кейин хурапилашти

Пәқәт, мусулманлар 16 әсирниң ахирлиридин башлап, һәрхил қалақ пикирләр вә хурапий еқимларға әгишип кетип, ислам дининиң роһидин узақлашқандин кейин, уларниң әмәлийити өзлири етиқад қилип кәлгән динниң көрсәтмилиригә тоғра кәлмәйдиған болуп қалған.

Уларда тәркийдунялиқ, чәктин ашқан шүкүр қилиш, илим пәнгә йүрүш қилиштинму өз арисидики муһим болмиған диний талаш тартишларни әвзәл көрүш қатарлиқ илләтләр қанат яйған. Шуңа биздики тәрәққийпәрвәр, мәдәнийәтлик , пакиз вә илим мәрипәтлик болушни тәшәббус қилидиған миллий әнәнә аҗизлишип қалған. Милләтниң анилири болған уйғур аяллирини билим елиштин вә башқиму иҗабий аммиви паалийәтләрдин, диний сорунлардин чәкләп кәлди.

Аниларниң билимлик болуши атиларниң билимлик болушидинму муһимдур. Чүнки аилә балиларниң иптидаий мәктипи болуп, бу мәктәптә атиниң ролидинму аниниң роли әлвәттә чоң.

Балилар көпрәк аниси билән болиду. Көп нәрсиләрни анисидин өгиниду. Балилар кейин, рәсми мәктәпкә берип, аилидә қобул қилғиниға зит келидиған, һәрхил пикирләрни қисмән қубул қилған тәқдирдиму, униң аилисидә дәсләп қобул қилған әқидиси, пикри күчлүк болиду. Униңға зит пикирләр уни аздуруп кетәлмәйду. Чүнки униң дәсләпки қәлби ақ қәғәзгә охшаш сап болиду. Мана булар тәрбийә мутәхәссислириниң йәкүнидур. (Өмәрҗан тохти)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.