Түркийидә "шәрқий түркистанниң өтмүши вә бүгүни" намлиқ йиғин ечилди
2006.02.21
18-Феврал күни түркийиниң деңизли шәһиридә "шәрқий түркистанниң өтмүши вә бүгүни" темисида илмий муһакимә йиғини ечилди.
Түрк очақлири вә кадирлар уюшмиси тәшкилатлириниң деңизлидики шөбилири уюштурған мәзкур йиғинға деңизли валиси, аммиви тәшкилат рәислири болуп, 500 әтрапида киши қатнашти.
Түркийә һаҗитөппә университети оқутқучиси доктур әркин әкрәм вә шәрқий түркистан вәхпи баш катипи һамид көктүрк қатарлиқ уйғурлар өзлириниң илмий мақалилирини оқуди.
Бу һәқтики тәпсили мәлуматларни, түркийидики ихтияри мухбиримиз әркин таримдин аңлаң.
©
2006 Radio Free Asia