Түркийидә бир күндә үч университетта уйғурлар һәққидә паалийәт өткүзүлди

Шәрқий туркистан мәдәнийәт вә һәмкарлиқ җәмийити бир күндә 3 университетта шәрқий түркситанни тонутуш йиғини ачти. Бу йиғин түркийидики һәр қайси университет вә аммиви тәшкилатларниң һәмкарлишиши билән өткүзүлмәктә. Қәйсири әрҗийәс университети, коня сәлҗуқ университети, оттура шәрқ техника университетида бир күндә өткүзүлгән бу йиғин кәң оқутқучи оқуғучилар вә уйғур достлириниң қизғин алқишиға еришти.
Коня сәлчуқ университетиниң сулайман дәмирәл залида өткүзүлгән шәрқий туркистан һәққидики паалийәтни шәрқий туркистан мәдәнийәт вә һәмкарлиқ җәмийитиниң конядики вәкили, жорналист алев аййилдиз ханим билән сәлҗуқ универстети турк дуняси һәмкарлиқ тәшкилати ортақлишип өткүзгән.
Бу йиғин һәқққидә техиму көп мәлуматқа игә болуш үчүн, түркийидики ихтияри мухбиримиз әркин тарим йиғинни орунлаштурған шәрқий туркистан мәдәнийәт вә һәмкарлиқ җәмийитиниң башлиқи сийит томтүрк вә шәрқий туркистан мәдәнийәт вә һәмкарлиқ җәмийитиниң конядики вәкили, жорналист алев аййилдиз ханимни зиярәт қилди.
Мунасивәтлик мақалилар
- Уйғурлар түркийидә хәлқара фестивалға қатнашти
- Осман батурниң шеһит болғанлиқиниң 55 - йиллиқи хатириләнди
- Ғази университетида ечилиши әмәлдин қалдурулған йиғин маарипчилар уюшмиси залида ечилди
- "Шәрқий түркистанниң бүгүни вә өтмүши" мавзулуқ йиғинниң ғази университетида ечилиши әмәлдин қалдурулди
- "Улуғ шаир вә дөләт әрбаби әлишир навайи" мавзулуқ илмий муһакимә йиғини чақирилди