Измирдә "шәрқий туркистан мәсилисиниң дуня вә түркийә сияситидики орни" темисида йиғин өткүзүлди

Измирдә паалийәт елип бериватқан түрк дуняси мәдәнийәт вә инсан һәқлири җәмийитиниң уюштуруши билән измир шәһәрлик һөкүмитиниң залида "шәрқий туркистан мәсилисиниң дуня вә түркийә сияситидики орни" темисида йиғин өткүзүлди. Йиғинға измирдики һәр қайси аммивий тәшкилатниң мәсуллири, университет оқутқучи-оқуғучилири болуп көп санда киши қатнашти. Йиғинда ирақ кәркүк вәхпи баш секретари профессор, доктор супһи саатчи, әйса йүсүп алиптекин вәхи башлиқи арслан алиптекин, түрк дуняси мәдәнийәт вә инсан һәқлири җәмийитиниң башлиқи җәлал өзҗан қатарлиқ кишиләр сөз қилди.

2025 M Street NW
Washington, DC 20036
+1 (202) 530-4900
uygwebnews@rfa.org