Түркийидә хитайниң җәнубий кавказийә сиясити вә уйғур мәсилилири бойичә муһакимә йиғини өткүзүлди


2006.06.20

Өткән һәптә түркийә йәр шари истратегийә институтида җәнубий кавказийидә өзгәргән тәңпуңлуқ вә һәр қайси дөләтләрниң кавказийә сиясити мавзулуқ илмий муһакимә йиғини өткүзүлди. Бу илмий муһакимә йиғинида һаҗәттәпә университети оқутқучиси уйғур истратегийә тәтқиқатчиси доктур әркин әкрәм әпәнди хитайниң җәнубий кавказийә йәни әзәрбәйҗан, әрминийә вә грузийәгә қаратқан сиясити темисида сөз қилди.

Доктур әркин әкрәм әпәнди сөзидә хитайниң әзәрбәйҗанға наһайити әһмийәт бериватқанлиқини, буниң сәвәби енергийә билән шәрқий түркистан мәсилиси икәнликини тәкитлиди. Доктур әркин әкрәм сөзидә хитайларниң тарихтин бүгүнгичә түркий милләтлиригә елип барған сиясити үстидиму тәпсилий тохталди. Әнқәрәдики ихтияри мухбиримиз әркин тарим бу мунасивәт билән доктур әркин әкрәм әпәндини зиярәт қилди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.