Woodrow Wilson Мәркизидә уйғур тарихий муһакимә йиғини
2007.03.13

Уйғурлар мәсилисиниң хәлқара җәмийәт тәрипидин етирап қилинишиға әгишип, уйғурларниң сиясий, иҗтимаий-иқтисадий вә мәдәнийәт тарихи мәсилилирини билиш еһтияҗиниң ешиватқанлиқи мәлум. Әнә шундақ еһтияҗларни тәмин етиш үчүн бир қанчә йиллар издиниш арқилиқ уйғурларниң қәдимдин тартип таки бүгүнки күнгичә болған арилиқтики тарихини системилиқ йорутуш үчүн тиришқан җорҗи товн университетиниң профессори җамес милливард әпәнди бүгүн Woodrow Wilson алимлар мәркизидә өзиниң "явро –асияниң өткили шинҗаңниң тарихи" намлиқ китабиниң йоруққа чиқиши мунасивити билән мәзкур китабта әкис әттүрүлгән мәзмунларни тонуштуруп өтти. Бу паалийәткә вашингтондики һәр қайси саһәдин кәлгән уйғурлар тарихи вә мәсилилиригә қизиқидиған 50 кә йеқин киши қатнашти.
Уйғурларниң тарихтики вә бугүнки орни тилға елинди
Woodrow Wilson Хәлқара алимлар мәркизиниң асия программисиниң башлиқи доктор марк әпәнди кириш сөз сөзләп, җамес миллвардниң тәтқиқатлирини тонуштурди шуниңдәк уйғур елиниң явро асияниң өтмүш тарихида җүмлидин буддизм, християн, ислам дини қатарлиқларниң хитайға киришидә өткәл болуштәк муһим рол ойниғанлиқини тәкитлиди.
"Бу район йәнә хитай, түркий, тибәт вә моңғул империйилириниң алақә қилидиған һәм бир-бири билән күрәш қилидиған өткили болған иди. Бүгүнки шинҗаңниң асаслиқ аһалиси уйғурлар, қазақлар, қирғизларниң һәммиси түркий хәлқ һәм мусулманлардур, бу йәрдә һәм йәнә хитайларму бар" дәйду риясәтчи сөзидә. У, уйғур елиниң қәдимдила әмәс бәлки, бүгүнки күндики дуняви сиясәттиму тегишлик орунға игә икәнликини, ислам радикализимиға қарши хәлқаралиқ терроризмға қарши уруштин уйғур елиниң йеңидин диққәткә сазавәр болуватқанлиқини тәкитләйду.
Уйғурларниң тарихи мусаписи әкс әттүрүлидиған омумий тарих китаби
Нөвәттики сөз китаб аптори, доктор җамес милливардқа берилгәндин кейин, у алди билән өзиниң водров вилсон хәлқара алимлар мәркизиниң бу китабниң йезилишиға көрсәткән ярдими вә қоллишиға болған рәһмитини билдүргәндин кейин екран ярдими билән китабниң мәзмунлирини омумлаштуруп тонуштурди.
Униң чүшәндүрүшичә, мәзкур китаб пәқәт бир дәвр һәққидә яки айрим тема бойичә йезилған китаб болмастин бәлки, уйғур елиниң қәдимдин таки бүгүнки күнгичә болған тарихий мусаписини әкис әттүридиған омумий тарихтур.
Апторниң чүшәндүрүшлиригә таянғанда, "явро-асия өткили шинҗаңниң тарихи" намлиқ бу китабниң алдинқи икки баби уйғур елиниң җуғрапийилик түзүлүши, геологийилик әһвали, қәдимки археологийилик мәдәнийити җүмлидин қәдимки һунлар, түркләр, уйғурлар вә башқа қәдимий йәрлик қәбилиләрниң паалийәтлири шуниңдәк дәсләпки оттура әсирләрдики қараханилар сулалиси, турпан идиқут дөлити қатарлиқ уйғур дөләтлириниң сиясий, иқтисадий түзүлмиси һәққидә қисқичә мәлумат беришкә қаритилған.
Китабниң кейинки бәш баби 19-әсирдин таки бүгүнки күнгичә болған омумий тарихиға беғишланған болуп, апторниң қаришичә 19-вә 20-әсир тарихини йорутуш китабниң асаслиқ муддиасидин ибарәт. Шуңа профессор җамес миллвард доклатиниң асасий қисимини уйғурларниң 19-әсир болупму 20-әсир тарихиға қаратти. Апторниң йәкүничә, 20-әсирниң алдинқи йерими болупму 1949-йилиғичә болған мәзгил уйғур сиясий тарихидики муһим басқуч болуп, 19-әсирниң ахирида уйғур әли йеңи санаәт билән руслар арқилиқ учрашти, нәтиҗидә уйғур тилиға рус тилидин көплигән санәт аталғулири кирди. Бу мәзгилдә йәнә уйғур елиға түркчилик, түрк милләтпәрвәрлики, миллий кимлик еңи, коммунизм қатарлиқ түрлүк идеологийиләр кирди.
Профессор җамес миллвард китабиниң ахирқи қисимлирида бүгүнки күндики уйғур елиниң сиясий, иқтисадий әһвали, милләтләр мунасивити, бейҗиңниң уйғурларға қаратқан тил, иқтисадий вә мәдәнийәт сиясәтлири җүмлидин 11-сентәбир вәқәсидин кейин хитай һөкүмитиниң терроризмға қарши туруш баһаниси билән уйғурларниң тинч һәрикәтлирини бастурушни күчәйтивәткәнлики һәққидә тохталди. Униң қариши бойичә алғанда, 50 йил ичидә уйғур елидә көп өзгириш йүз бәргән, егиз биналар селинған, тәрәққиятлар мәйданға кәлгән болсиму, лекин хитай көчмәнлириниң һәддидин зиядә көпийип кетиши билән иш орунлирини, сода-тиҗарәт вә башқиларни хитайларниң игилигәнлики вә башқа түрлүк амиллар түпәйлидин уйғурларниң қаршилиқ һәрикәтлири күчийип кәткән. Ахирида у мутәхәссисләрниң сориған соаллириға җаваб бәрди.
Профессор җамәс миллвардниң 440 бәтлик мәзкур китаби 2007-йили америкидики коломбийә университети нәшрияти тәрипидин нәшир қилинған болуп, муқәддимә, кириш сөз, хатимә һәмдә җәмий йәттә бабтин тәркип тапқан чоң һәҗимлик китабтур. (Үмидвар)
Мунасивәтлик мақалилар
- "Хитай мәнбәлиридә шәрқтики түркий милләтләр тарихи" намлиқ әсәр истанбулда нәширдин чиқти
- "Һәқиқәтләр вә ялғанлар" намлиқ әсәр түркийидә нәшир қилинди
- "Йипәк йоли үстидики ғерип дөләт шәрқий түркистан" намлиқ китаб нәшир қилинди
- "Уйғур дөләтлири тарихи вә мәдәнийити" намлиқ әсәр истанбулда нәшир қилинди
- Тәйвәндә оттура асияда терроризмға қарши күрәшниң һазирқи әһвали вә келәчики темисида йиғин өткүзүлди
- 6 - Нөвәтлик оттура асия тәтқиқатлири илми муһакимә йиғинида уйғур мәсилиси
- Билкәнт университетида "шәрқий туркистан вә инсан һәқлири" темисида илмий муһакимә йиғини өткүзүлди
- UNPO Ниң 8 - нөвәтлик омумий йиғиниға сунулған уйғурлар һәққидики қарар мақулланди
- UNPO Ниң 8 - нөвәтлик омуми йиғини тәйвәнниң пайтәхти тәйбейдә рәсмий башланди
- Көз йешида нәмләнгән земин" намлиқ әсәр истанбулда нәшир қилинди