Хитай чәттәлләрдики уйғур илтиҗачиларға зиянкәшлик қилмақта


2006.08.16

8 – Айниң 4 – күни, муса һаҗи исимлик бир уйғурниң германийидин өз ихтиярлиқи билән юртиға қайтип кетиши, германийә уйғурлири арисида күчлүк ғул – ғула қозғиди.

Д у қ рәһбәрлириниң ейтишичә, хитай һөкүмити йеқиндин буян чәт`әлләрдики сиясий панаһлиқ тилигүчи уйғурларниң илтиҗа ишлирини қийинлаштуруш үчүн, һәр хил һилә – мекирләрни ишлитишкә башлиған. Болупму, хитай җасуслуқ органлири германийә уйғурлирини қайтуруп әкелиш үчүн, паал һәрикәткә өткән.

Д у қ рәһбәрлириниң билдүрүшичә, хитай һөкүмити чәт`әлләргә ялған илтиҗачиларни әвәтип, бир мәзгилдин кейин уларни қайтуруп келиш усулини қоллиниш арқилиқ, уйғур илтиҗачиларға зиянкәшлик қилиш тәдбирини йолға қойған. Буниң биләнла қалмай, хитай бихәтәрлик органлири германийидики уйғурларға үзлүксиз телефун ечип, хәт йезип, хитайниң сияситини мәдһийиләп, улар юртиға қайтип кәлсә параван турмушқа еришидиғанлиқини вәдә қилип, уйғурларни қайтип келишкә қутратқан. Муса һаҗиниң хитайниң ирадиси бойичә қайтиш йолини таллиши, буниң бир мисали болуп һесаблинидикән.

Муса һаҗи йеқинқи бир қанчә һәптидин буян, чәт`әлдики уйғурларниң интәрнәт сәһипилиридә қаттиқ әйибләнгән иди. Германийидики уйғур җамаити, мусаниң бу хаинлиқ һәм җасуслуқ қилмишлирини ғулҗидики уйғур җамаитигә билдүрүп қоюш вә өз юртида униңға арамлиқ бәрмәслик үчүн, қолидин килидиған чариләргә мураҗиәт қилидиғанлиқини тәкитләшмәктә.

Д у қ рәһбәрлири, муса һаҗи мәсилисини чөридигән һалда, хитайниң германийә уйғурлирини қайтуруп келиш үчүн қоллиниватқан чарә – тәдбирлири һәққидә мәлуматлар бәрди. Бу һәқтики тәпсили мәлуматларни, германийидики ихтияри мухбиримиз әкрәмдин аңлаң.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.