Америка дөләт мәҗлиси хитайға қаратқан қорал имбаргоси сәвәбидин яврупани агаһландурди
2005.03.03
Мушу бир икки күндин бери америка мәтбуатларда, америка президенти җорҗ в буш билән америка дөләт мәҗлиси рәһбәрлириниң бирликтә яврупа бирликиниң хитайға қаратқан қорал чәклимисини бикар қилишиға қарши турғанлиқи вә шуниңдәк америка дөләт мәҗлисиниң хитайға қорал сетип беришкә қошулған яврупа дөләтлиригә җаза қоллиндиғанлиқи һәққидики һәққидики хәвәрләр көп елан қилинди .
Америка дөләт мәҗлисиниң ташқи ишлар мунасивитигә мәсул бир қанчә рәһбәр сәйшәнбә күни ақ сарайға келип, президент җорҗ буш билән көрүшкәндин кейин, мәтбуатларда очуқ баянат елан қилип, "әгәр яврупа бирлики өзиниң иқтисадий мәнпәәтини көздә тутуп, хитайға қаратқан қорал имбаргосини бикар қилишни қарар қилса, улар тамамән хаталашқан болиду" дегән ипадисини ашкарилиди.
Америка дөләт мәҗлиси кеңәш палатаси ташқи ишлар мунасивәт комитетиниң рәиси ричард лугар мухбирларни күтүвелиш йиғинида " әгәр яврупа бирлики һәқиқәтән мәзкур қорал имбаргосини бикар қилса, америка дөләт мәҗлиси мунасивәтлик қанун лаһийисидин пайдилинип, америкиниң нөвәттә явропани түрлүк техника мәһсулатлири шуниңдәк үскүниләр билән тәминләш имтиязини чәкләйдиғанлиқини, һәтта яврупадики көплигән дөләтләрниң америка билән түзгән сода алақә пиланлирида чоң өзгүрүшләрниң мәйданға келидиғанлиқини" тәкитлиди.
Америка дөләт мәҗлиси кеңәш палатаси ташқи ишлар мунасивити комитетиниң , яврупа ишлири башқармисиниң рәиси George Allen ниң билдүрүшичә, америка билән яврупа һазир интайин көп һәрбий һәмкарлиқ мунасивәт түрлири орнатқан болуп, буниң ичидә йеңи типтики урушчи айропилан тәтқиқ қилиш келишими бар икән, әгәр яврупа бирлики хитайға қаратқан қорал имбаргосини бикар қилса, ундақта америка дөләт мәҗлиси қанун лаһийиси бойичә америкиниң яврупа билән болған һәрбий мунасивитини үзүп ташлайдикән.
Америка дөләт мәҗлисиниң кеңәш палатаси ташқи ишлар мунасивити комитетида әң юқири орунни игилигән димократлардин һесабланған җосеф байденниң қарашлири юқирқи кишиләр билән бирдәк болуп, җосеф байден мухбирларни күтивилиш йиғинида: " яврупа бирликиниң хитайға қаратқан қорал имбаргосини бикар қилиш пиланини , америка дөләт мәҗлиси тамамән қобул қилалмайду, әгәр яврупа иттипақи өзиниң бу қарарида чиң турса, ундақта америка билән яврупаниң һәрбий, ташқи вә иқтисадий мунасивәтлири зиянға учирайду" дәп көрсәтти.
Җосеф байден сөзидә йәнә, яврупа бирликиниң бу мәсилини яхши тонуп йетишини үмит қилидиғанлқини билдүрүп: " әгәр бу мәсилидә яврупа бирлики америка билән бир тәрәптә турса, атлантик окянниң икки қирғиқиниң иқтисади вә бихәтәрлик мәнпәәтигә капаләтлик қилғили болиду" дәп тәкитлиди. (Әқидә)
Мунасивәтлик мақалилар
- Америка билән германийә, оттуридики ихтилаплар бойичә чүшәнчә һасил қилди
- Буш хитайға қаратқан қорал чәклимисини бикар қилишидин әндишә қилидиғанлиқини билдүрди
- Америка билән явропа иттипақи хитайға қаритилған имбарго мәсилисидә бирликкә келәлмиди
- Шветсийә телевизорида хитайға қаритилған қорал – ярақ ембарго мәсилиси
- Голландийидә хитайға қарши намайиш өткүзүлди
- Германийә баш министири широдер яврупа бирликини хитайға қаратқан қорал чәклимисини әмәлдин қалдурушқа чақирди