Яврупа бирлики, қорал имбаргосини бикар қилишта америкиниң қошулушини қолға кәлтүрүш үчүн тиришмақта
2005.03.11
Франсийиниң мудапиә министири мишел аллиот мәрениң ейтишичә, яврупа бирликиниң вәкилләр өмики, америкиниң али дәриҗилик хадимлири вә парламент әзалири билән сөһбәтлишип, хитайға қаритилған қорал имбаргосини бикар қилиш мәсилисини музакирә қилидикән.
Бирақ нөвәттә америкиниң бир қисим парламент әзалири "әгәр яврупа бирлики хитайға қаратқан қорал имбаргосини бикар қилса, америка яврупа билән болған сода мунасивитидә өч елиш тәдбирлирини ишлитиду" дегән агаһландурушни оттуриға қоймақта.
Мишел аллиот мәре сөзидә йәнә, яврупа бирлики вәкилләр өмикиниң бу қетимқи сөһбәт арқилиқ, америка хадимлириниң бу мәсилигә қарита позитсийисини юмшутишини үмид қилидиғанлиқини билдүрди.
Амма америка дөләт хадимлирииң қаришичә, хитайға қарита қорал имбаргосини бикар қилиш, хитай армийисиниң заманивилишишиға йол ечипла қалмастин бәлки хитайниң кишилик һоқуқ мәсилисидә хата сигнал берип қоюштәк йәни мундақчә ейтқанда хитайда йүз бериватқан кишилик һоқуқ нуқсанлириға көз юмуш хаталиқи садир қилиштәк мәсилиләр мәйданға келидикән.
яврупа бирлики 1989 -йили хитай даирлириниң оқуғучилар демократик һәркитини қораллиқ бастуруш қилмишиға җаза бериш үчүн, хитайға қарита қорал имбаргоси йолға қойған иди .
Америка президенти җорҗ буш яврупани зиярәт қилған вақитта, франсийә президенти җәк ширак билән бу мәсилә үстидә сөһбәтләшкән болуп, президент буш: "оттурдики ихтилапларни түгитиш үчүн, яврупа бирлики чоқум америка парламентиниң, хитайға қарита қорал имбаргосини бикар қилиш пиланиға қошулушини қолға кәлтүрүш керәк" дәп көрсәтти.
Хитайниң хәлқ қурултийида мақуллашқа сунулған "дөләтни парчилашқа қарши қанун" лайиһиси, бир қисим кишиләрниң нәзиридә бивастә тәйвәнгә қаритилған икән. Нөвәттә тәйвәндә болса "тәйвән мустәқиллиқи" күндин - күнгә күчәймәктә.
Күзәткүчиләр йәнә "президент буш билән президент ширакниң қорал имбаргосини бикар қилиш һәққидә өткүзгән сөһбити һәмдә франсийә дөләт мудапиә миниситириниң пәйшәнбә күни вашингтонда елип барған зиярити, америка билән франсийә икки дөләт мунасивитиниң яхшилинишиға йол ачти" дийишмәктә. Икки йил бурун йүз бәргән ирақ уруши сәвәбидин америка - франсийә мунасивити йирикләшкән иди.
Пәйшәнбә күни ечилған мухбирларни күтүвелиш йиғинида, франсийә дөләт мудапиә миниситири шишел аллиот мәре билән америка дөләт мудапиә миниситири рамисфелд бирликтә, америка - франсийә икки тәрәпниң бир қисим мәсилләрдә ортақ пикиргә игә икәнлики, болупму сүрийиниң ливандин қошунлирини лип чиқип кетиш мәсилиси вә буниңдин сирт икки тәрәп армийисиниң афғанистандики һәмкарлиқ мәсиллиридә алаһидә иттипақлашқанлиқини тәкитлиди. (Әқидә)
Мунасивәтлик мақалилар
- Америка дөләт мәҗлиси хитайға қаратқан қорал имбаргоси сәвәбидин яврупани агаһландурди
- Буш русийә президентигә ядро қораллар вә демократийә мәсилисидики сәзгүрликини әсләтти
- Америка билән германийә, оттуридики ихтилаплар бойичә чүшәнчә һасил қилди
- Буш хитайға қаратқан қорал чәклимисини бикар қилишидин әндишә қилидиғанлиқини билдүрди
- Америка президенти буш, америка - яврупа мунасивитини күчәйтишни тәкитлиди