Явропа парламенти хитайға йүргүзүлгән имбаргони бикар қилишқа қарши турди
2005.04.15
явропа парламенти имбарго тоғрисидики қарарида, хитай - явропа мунасвитиниң иқтисади саһәләр билән чәклинип қалғанлиқини әскәртип, хитай - явропа мунасивитиниң демократийә вә кишилик һоқуқ җәһәттики тәрәққиятини илгири сүрүшни тәләп қилди.
явропа парламенти, явропа иттипақиниң хитайдики демократийә вә кишилик һоқуқни илгири сүрүш йолида һечқандақ нәтиҗә алалмиғанлиқини вә буниң явропа парламентини әпсусландурғанлиқини тәкитлигән. Қарарда, явропа иттипақидики һәр қайси дөләтләрни иттипақниң башлиқлар йиғинида, " хитайға қаритилған қорал - ярақ имбаргосини бикар қилиштин сақлиниш, тәйвән боғузидики җидди вәзийәтни пәсәйтишниң сөһбәт йоллирини тепиш, тәйвән боғузида һәрбий һазирлиқларни қисқартишқа һәйдәкчилик қилиш шундақла тәйвәнни пүтүн хитайдики димократийиниң өлгиси сүпитидә қоллаш" ни тәләп қилди.
явропа иттипақи имбаргони бикар қилишни кечиктүридикән
Мән буниңға ( имбаргониң бикар қилинишиға ) қарши. Әгәр хитай һөкүмитигә қаритилған қорал имбаргосини бикар қиливәтсә, шу дөләтләр йәр шарида тарихий гунаһ өткүзгән болиду.
явропа парламенти имбарго мәсилисини авазға қоюшниң сәл алдида, германийә баш министири герхард шөридир явропа парламентидики германийилик әзаларға сөз қилип, имбаргони бикар қилишни қоллашни тәләп қилған. Шөридир, явропа иттипақдики имбаргони бикар қилишни тәшәббус қиливатқан дөләт башлиқлириниң бири иди. Әмма шөридирниң тиришчанлиқи явропа парламентидики германийилик әзаларни юмшиталмиған. Шөридир, имбарго мәсилисидә германийә ташқи ишлар министири билән пикирдаш әмәс.
Шөридир һөкүмитиниң ташқи ишлар министири, бирләшмә һөкүмәттики германийә йешиллар партийисиниң рәһбири йошка фишир, явропа иттипақиниң имбаргони бикар қилишниң кечиктүридиғанлиқини билдүргән. Фиширниң тәкитлишичә, " явропа иттипақи бейҗиңниң тәйвән билән болған мунасвитини юмшатқанлиқини шундақла кишилик һоқуқ хатирисини яхшилиғанлиқини көрмигичә, имбаргони бикар қилишқа алдирмайдикән,"
Имбаргониң бу йил 6 - айға қәдәр бикар қилиниш мүмкинчилики қалмиди
явропа мәтбуатлириниң мулаһизә қилишичә, хитай һөкүмити 3 - айниң башлирида мақуллиған "дөләтни парчилашқа қарши туруш қануни" , явропа парламентиниң юқириқи қарарни чиқиришиға түрткә болған. Гәрчә явропа комитети имбаргони бикар қилиш пиланидин ваз кәчмигәнликини тәкитлигән болсиму, әмма имбаргониң бу йил 6 - айға қәдәр бикар қилиниш мүмкинчилики қалмиди.
явропа иттипақдики 25 дөләтниң ташқи ишлар министирлар йиғини, җүмә күни люксимбургда башланди. Улар икки күн давамлишидиған йиғинда хитай - явропа иттипақи мунасвитиниң истиқбали вә имбарго мәсилисини музакирә қилиду.
Франсийиниң имбаргони бикар қилишни тәшәббус қилишидики сәвәбләр
Имбарго мәсилиси, пат арида хитайни зиярәт қилидиған франсийә президентиниң күнтәртипидики муһим темиларниң бири. Франсийә, германийә билән биргә имбаргони бикар қилишни қоллаватиду. Франсийә мәтбуатлириниң ашкарилишичә, парижниң имбаргони бикар қилишни қоллишидики сәвәбләрниң бири, хитайниң авиатсийә, аләм бошлуқи вә ядро енергийә базириға киришни көзләйдикән.
Рабийә қадир, "имбаргони бикар қилиш җинайәт," деди
явропа иттипақиниң имбаргони бикар қилиш пилани америка һөкүмити, дөләт мәҗлиси вә хәлқара кишилик һоқуқ органлириниң қарши турушиға учриған иди. Америкидики мәшһур кишилик һоқуқпәрвәр зат рабийә қадир, йеқинда америка дөләтлик демократийини илгири сүрүш фонди җәмийитидә сөз қилип, имбаргониң бикар қилинишиға қарши турди. У мундақ деди:
"Мән буниңға қарши. Әгәр хитай һөкүмитигә қаритилған қорал имбаргосини бикар қиливәтсә, шу дөләтләр йәр шарида тарихий гунаһ өткүзгән болиду. Хитай һөкүмитиниң әскири 30 ٪ сиртқа қаритилған болсиму, 70٪ өз хәлқини қорқутуш вә бастуруп туруп қорқитишқа қаритилған. Мән бир аддий аял, көп билмәймән. Бирақ, явропа бирлики шунчә сиясийонлар бар йәр, улар бундақ хата ишни қилмас"
Әмма франсийидә чиқидиған "дуня гезити" ниң көрситишичә, имбаргониң орниға дәсситилидиған " қорал - ярақ сетиш низамнамиси" да, қорал содисиға қаттиқ чәклимиләр қоюлған. "Дуня гезити", "хитайға қорал сетиш бу йәрдики мәсилиниң ачқучи әмәс, мәсилиниң ачқучи явропа иттипақиниң қандақ шәртләр астида хитайға қорал - ярақ сетип бериши керәклики," дәп көрсәтти.(Әркин)
Мунасивәтлик мақалилар
- Хитай кишилик һоқуқ паалийәтчилири, қорал чәклимисини бикар қилишқа қәти қарши чиқти
- Америка дөләт мәҗлисидә хитайдики қоралларниң тарқилиши һәққидә испат бериш йиғини өткүзүлди
- яврупа бирлики, қорал имбаргосини бикар қилишта америкиниң қошулушини қолға кәлтүрүш үчүн тиришмақта
- Америка дөләт мәҗлиси хитайға қаратқан қорал имбаргоси сәвәбидин яврупани агаһландурди
- Америка билән германийә, оттуридики ихтилаплар бойичә чүшәнчә һасил қилди
- Буш хитайға қаратқан қорал чәклимисини бикар қилишидин әндишә қилидиғанлиқини билдүрди