Америка һөкүмити иран билән қорал содиси қилған хитай ширкәтлиригә имбарго қойди


2005.12.28
Share on WhatsApp
Share on WhatsApp
CHINA-ARMS-ISRAEL-MILITA-22.jpg
2004-Йили 6-декабир. Бейҗиңдики һәрбий музейханидики "қизил байрақ" -2 башқурулидиған бомба. Исраилийиниң хитайға юқири техникилиқ қоралларни сетиши, америка билән исраилийә оттурисида сүркилиш пәйда қилған иди. AFP

Америка һөкүмити сәйшәнбә күни иран билән назук техника вә қирғинчилиқ характерлик қоралларни ясашқа кетидиған әсваблар содиси қилған 9 чәтәл ширкитигә имбарго қойған болуп, буларниң 6 си хитай ширкәтлири, иккиси һиндистанниң ширкити, бири австрийиниң ширкити икән.

Қарар "ишәнчлик пакитлар" асасида чиқирилған

Имбарго қарари америка дөләт мәҗлисиниң 2000 - йили мақуллиған иранға қирғинчилиқ характерлик қоралларни експорт қилишни чәкләш қануни бойичә чиқирилған. Бу қанун иранниң ядро, биологийилик вә химийилик қоралларни ясашқа кетидиған материял мәнбәлиригә еришишни чәкләшни асас қилиду.

Америка ташқи ишлар министирлиқиниң сәйшәнбә күни әскәртишичә, имбарго қарари 23 - декабирдин башлап күчкә игә болған. Имбарго қарари бойичә шималий җуңго санаәт ширкити қатарлиқ 6 хитай санаәт гуруһиниң америка һөкүмити билән сода қилиш яки америка ширкәтлиридин юқири техникилиқ әслиһәләрни сетивелиши чәклиниду.

Америка ташқи ишлар министирлиқиниң баянатчиси адам әрәлий сәйшәнбә күнки мухбирларни күтүвелиш йиғинида, имбарго қарариниң "ишәнчлик пакитлар" ға асасән чиқирилғанлиқини билдүрди.

Америка ташқи ишлар министирлиқи баянатчисиниң әскәртишичә, америка һөкүмити имбарго қоюлған ширкәтләргә америкида сода қилиш гуваһнамиси беришни чәкләп, америка һөкүмәт органлириниң бу ширкәтләр мәһсулатини сетивелиши чәклинидикән.

Адам әрәлий "бу қанун иранниң башқурулидиған бомба вә қирғинчилиқ характерлик қоралларни тәрәққи қилдуруш иқтидарини чәкләштики муһим вә үнүмлүк вастә" дәп көрсәтти. Адам әрәлий, буш һөкүмитиниң имбарго қарарини ақлап, "бу қарарниң әһмийити болиду. Болупму алақидар һөкүмәтләргә өз дөлитидә йүз бериватқан ишлар тоғрисида агаһландуруш бериду" дәйду.

Қайта тәкрарланған җаза

Бу америка һөкүмитиниң иран билән назук техникилиқ қораллар содиси қилған хитай ширкәтлиригә тунҗи қетим имбарго қоюши әмәс. Бу қетим америка һөкүмити тәрипидин имбарго қоюлған хитай ширкәтлириниң үчигә илгири иран билән қилған қорал - ярақ содиси сәвәбидин америка дөләт мәҗлисиниң 2000 - йили чиқарған қануни бойичә имбарго қоюлған. Бу ширкәтләрниң бири шималий җуңго санаәт гуруһи болуп, америка даирилири бу ширкәтни иран билән болған қирғинчилиқ характерлик қораллар содиси сәвәбидин көп қетим тилға алған.

Хитай иранни назук техникилиқ һәрбий әсваблар билән тәминләйдиған асаслиқ дөләтләрдин бири болуп һесаблиниду. Әмма бейҗиң һөкүмити илгири хитайниң вә хитай ширкәтлирини иранни башқурулидиған бомба техникиси вә мунасивәтлик материяллар билән тәминләп кәлгәнликини рәт қилип кәлмәктә. Бейҗиң һөкүмити имбарго қоюлған хитай ширкәтлириниң иранға назук техникилиқ һәрбий әсвабларни сатқанлиқини рәт қилип, буш һөкүмитиниң имбарго қарарини әйиблиди.

Хитайниң наразилиқи

Хитай ташқи ишлар министирлиқи чаршәнбә күни елан қилған баянатида, америка һөкүмитидин имбаргони бикар қилишни тәләп қилип, "биз буниңға қаттиқ наразилиқ билдүримиз шундақла америкиниң җуңго ширкәтлиригә имбарго қойғанлиқиға қарши туримиз" дәп көрсәтти.

Хитай ташқи ишлар министирлиқи, " җуңго һөкүмити қирғинчилиқ характерлик қоралларниң кеңийишини чәкләш мәсилисидә җидди вә мәсулийәтчан позитсийигә игә шундақла бир қатар үнүмлүк тәдбирләрни елиш арқилиқ експортни башқуруш вә контрол қилишни күчәйтип кәлди" дәйду. Хитай тәрәпниң баянатида йәнә "биз америкиниң бу хата һәрикитини түзитишини тәләп қилимиз " дәп тәкитлигән. Шуниң билән биргә америка тәрипидин имбарго қоюлған шималий җуңго санаәт гуруһи, америка ташқи ишлар министирлиқиниң имбарго қарарини асассиз, дәп әйиблиди вә америка һөкүмитидин әркин содиға йол қоюшни тәләп қилди. Мәзкур ширкәт чаршәнбә күни тор бетидә елан қилған баянатида," америка һөкүмитиниң 2003 - йили 23 - майдин бери шималий җуңго санаәт гуруһиға бир қанчә қетимлап имбарго қоюп кәлгәнлики һечқандақ асасқа таянмиған вә пәқәтла тоғра әмәс " дәйду.

Америка: бәзи ширкәтләр пайдини көзләп, аммиви мәнпәәткә сәл қаримақта

Америка иранни ядро енергийини тинч мәқсәтләр үчүн ишлитишни баһанә қилип, ядро қораллар программисини тәрәққи қилдуриватиду, дәп әйиблимәктә иди. Америка ташқи ишлар министирлиқи иран билән қорал - ярақ содиси қилған ширкәтләрни пайдини көзләп аммиви мәнпәәткә сәл қараш билән әйиблиди. Адам әрәлий, хитай ширкәтлириниң иран билән назук техникилиқ қорал - ярағлар содиси қилғанлиқиға даир " ишәнчлик пакитлар" ни тәпсилати билән ашкарилимиған болсиму, әмма у, " қирғинчилиқ характеридики хәтәрлик техникиларниң кеңийишини чәкләш асанға тохтимайду. Бәзи ширкәтләр алидиған пайдини көзләп, аммиви мәнпәәткә сәл қаримақта" деди.

Америка һөкүмити тәрипидин имбарго қоюлған хитай ширкәтлири башқурулидиған бомба вә химийилик әсвабларни експорт қилиш билән шуғуллинидиған ширкәтләр болуп, бу ширкәтләр шималий җуңго санаәт гуруһи, зибо гуруһи, җоңго аләм технологийә импорт - експорт ширкити, хуңду авиатсийә санаәт ширкити, хәлқара иқтисади вә технологийә һәмкарлиқ гуруһи, металлоргийә вә минерал маддилар ширкити қатарлиқларни өз ичигә алиду.

Америка мәркизи ахбарат идарисиниң өткән ноябирда америка дөләт мәҗлискә йоллиған мәхпий доклатида, иранниң ядро вә био - биохимийилик қоралларға керәклик техника вә әслиһәләргә русийә, хитай, шималий корийә вә бир қисим явропа дөләтлиридин еришиватқанлиқини, болупму хитай ширкәтлириниң иранни баллистик башқурулидиған бомба вә химийилик қоралларға кетидиған әсваблар билән тәминләватқанлиқини тәкитлигән. (Әркин)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.