Хитайдики рәһимсиз җәң -алий мәктәпкә таллап қобул қилиш имтиһани
2007.06.07
Хитайниң дөләтлик алий мәктәпләргә таллаш бир туташ имтиһани, 6 - айниң 7 - күни рәсми башланди.
Бу йил уйғур елидин имтиһан бәргән оқуғучиларниң сани оттуз йилдин бери әң көп бир йил болуп, 154 миңға йәткән. Имтиһан маарипи асаслиқ орунда туридиған хитайда, мәмликәт бойичә һәр йили бир туташ елинидиған алий мәктәпкә қобул қилиш имтиһани, оқуғучилар үчүн әң вәһимилик һәм қорқунчлуқ бир басқуч болупла қалмай йәнә уларниң ата анилири һәмдә оқутқучиларниму охшашла әнсизликкә салидиған бир җидди пәйттур, чүнки мушу имтиһан нәтиҗиси хитайда оқуғучиларниң тәқдири бәлгилинидиған бир өткәл болуп кәлмәктә. Әмма бу хил юқири бесим кәлтүрүп чиқириватқан имтиһан елиш усули нурғун тәнқидләргә учримақта.
Хитайда алий мәктәпкә имтиһан бәргүчиләр, қобул қилинидиған әмәлий санни икки қатлайду
7 - Июн вә 8 - июн икки күнлири, хитайдики алий мәктәпкә имтиһан беридиған оқуғучилар һәмдә уларниң ата анилири үчүн қабаһәтлик күнләр һесаблиниду. Чүнки, бу күнләр хитайниң алий мәктәпләргә қобул қилиш бир туташ имтиһан күнлиридур.
Хитайдики маарип тор бәтлиридин игилинишичә, бу йил хитайдики бу бир туташ алий мәктәпкә кириш имтиһаниға қатнашқучилар он милйон бир йүз миң әтрапида болуп,бултурқиға қариғанда йәнә 600 миң оқуғучи көпәйгән, йәни бу йил, бәш милйон 670 миң оқуғучи хитайдики һәр қайси алий мәктәп һәмдә алий техникомларға таллап қобул қилинмақчи, демәк имтиһан бәргүчиләр әмәлий қобул қилиш санидин икки һәссә җиқ. Имтиһанға қатнашқан оқуғучилар қурбиниң йетишичә мушу чәклик санниң ичигә кириш үчүн тиришиду, шуңа бу хитайда "рәһимсиз җәң" дәп аталған.
Уйғур елидин бу йил 154 миңдин артуқ оқуғучи алий мәктәпкә таллаш имтиһаниға қатнашти. 7 - Июндики имтиһанда чүштин бурун тил әдәбияттин, чүштин кейин математикидин имтиһан елинған.
8 - Июн күни чүштин бурун иҗтимаий пәнләр бирләшмә имтиһани чүштин кейин тәбиий пәнләр бирләшмә имтиһани елиниду.
Бу йиллиқ алий мәктәпләргә бир туташ қобул қилиш июлниң беши башлинип 8 - айниң 20 - күни пүтүнләй ахирлишиду. Җүмлидин бу қетим уйғур елидиму охшашла вақитта елинған алий мәктәпкә таллаш имтиһаниға җәмий 154 миң 96 оқуғучи қатнашқан болуп, бу сан оттуз йилдин буянқи әң юқири сан һесаблинидикән.
Уйғур ели тәвәсидә 175 имтиһан елиш нуқтиси бекитилгән болуп, алий мәктәпләргә қобул қилиш бир туташ имтиһаниға қатнашқан оқуғучилар илгирики оқуғучиларға охшашла имтиһан мәйданиға худди җәңгә киргәндәк җидди кәйпиятта киргәнликини мөлчәрләш тәс әмәс. Чүнки, бу оқуғучиларниң алдиға тәқдирини бәлгиләйдиған имтиһан соаллири қоюлған болса, уларниң зиммисигә ата- анилири вә оқутқучилириниң арзу- үмидлири йүкләнгән.
Уйғур елидики һәр қайси ахбарат тор бәтлиридә бу һәқтә берилгән сүрәтлик хәвәрләрдин шуни көрүвелишқа болидуки, пәрзәнтлириниң бу өткәлдин нәтиҗилик өтүшигә илһам бериш үчүн кәлгән ата аниларму балилириға охшашла һаяҗанланған,җиддийләшкән, чарчиған болуп, улар балилириниң бу сүрлүк имтиһан мәйданидин қандақ кәйпиятта чиқидиғанлиқини көрүш үчүн тәқәзза болған.
Оқуғучилар имтиһандин қаттиқ бесим һес қилиду
Үрүмчидики мәлум хитайчә оттура мәктәптин хитай оқуғучилар билән бирликтә алий мәктәпкә қобул қилиш бир туташ имтиһаниға қатнашқан бир уйғур қиз имтиһандин кейин уйғурчә һәм хитайчини арилаштуруп туруп соаллиримизға җаваб бәрди.
Бу қизниң билдүрүшичә әслидинла сүрлүк болған бу имтиһан мәйданлириға оқуғучиларниң көчүрүш һәрикәтлирини назарәт қилиш аппаратлири қоюлғанлиқи сәвәбидин оқуғучиларда техиму җиддийлик пәйда қилған шундақла имтиһан мәйданида оқуғучиларниң җиддийләшкинидин һошидин кетиш һадисилириму йүз бәргән.
Хитайниң узақ тарихтин буян давамлаштуруп келиватқан имтиһан елиш түзүлмиси башланғуч мәктәпләрдин тартип, һәр саһә, һәр кәсп вә идарә җәмийәтләргичә омумлашқан болуп,шу сәвәблик хитайдики маарип системиси мутәхәссисләр тәрипидин имтиһан маарипи дәпму баһалиниду. Болупму алий мәктәпләргә қобул қилиш бир туташ имтиһани арқилиқ шаллап, яшларниң йәниму чоңқур билим елиш, издиниш нәтиҗә қучуш йолиниң чәклиниватқанлиқи, хитай зиялйлири җүмлидин хитай маарип системисиға мәҗбурлиниватқан уйғурларниңму тәнқидигә учрап кәлмәктә.
Нөвәттә америкидики мәлум даңлиқ алий мәктәптә докторлуқни давамлаштуруп оқуватқан исмини ашкарилашни халимиған бир уйғур қиз хитайдики имтиһан нәтиҗисигә қарапла алий мәктәпләргә оқуғучи таллаш сияситиниң оқуғучиларға нисбәтән наһәқ бир тәдбир икәнликини тәнқид қилип," хитай имтиһан арқилиқ оқуғучиларниң истиқбалини бәлгиләшни өзгәртиши керәк" деди.
Әнгилийә б б с радио телевизийә торида хитайдики алий мәктәпкә таллаш бир туташ имтиһани һәққидә 7 - июн берилгән бир мақалидә көрситишичә хитайдики оқуғучилар имтиһан мәзгилидә интайин җидди роһий бесимға дуч келиватқан болуп, бу хил имтиһан бесими аз дегәндә бир оқуғучиниң өзини өлтүрүвелишини кәлтүрүп чиқармақта икән.
Мәзкур мақалидә мухбирниң бәзи хитай оқуғучиларниң сөзини нәқил кәлтүрүшичә " хитайда бир оқуғучиниң бир икки күндики имтиһан нәтиҗиси арқилиқла униң кәлгүси истиқбалини бәлгиләштәк бу хил имтиһан түзүмини ислаһат қилишни керәк, бу оқуғучиларниң истиқбали һәм уларниң алий мәктәпләрдә билим елиш йолини тарлаштурмақта."
Хитайда мәмликәт бойичә бир туташ алий мәктәпләргә таллаш имтиһани мәдәнийәт инқилабидин кейин әслигә кәлтүрүлүп қоллиниливатқанлиқиға бу йил 30 йил болди. (Гүлчеһрә)
Мунасивәтлик мақалилар
- Вәтәндики уйғур балилири билән яврупа әллиридә яшаватқан уйғур балилириниң пәрқи
- Вәтән ичи вә сиртидики уйғур зиялийлириниң уйғур маарипи һәққидики мулаһизилири
- Туркийәдики уйғур оқуғучилар әла нәтиҗә билән оқуш пүттүрди
- Хитай һөкүмити " шинҗаң " синиплирини барғанчә кеңәйтмәктә
- Уйғур аптонум райониң маарип көрсәткүчи 5 – орунни игиләмду?
- Җигәр яллуғи билән юқумланған оқуғучиларниң ата -аниси бесим астида әрзини қайтурувелишқа мәҗбур болди
- Җигәр яллуғи кесәлликигә гирипдар болғучи дәвагәр оқуғучилар аилә тавабиати һөкүмәтниң бесимиға учриди
- Җяңшидики икки алий мәктәптә оқуғучилар исян көтәрди
- Үрүмчидә 10 нәпәр оқуғучи җигәр яллуғи кесили түпәйлидин мәктәптин қоғливитилди
- Хитайдики йезиларда 60% оқуғучи толуқ оттура вә алий мәктәпләрдә оқуялмайду
- Оқуш пүттүргән уйғур оқуғучиларниң хизмәт тепиши тәс болмақта
- Алий мәктәпни пүттүргән оқуғучиларниң хизмәт тепиши тәскә чүшмәктә