Уйғур оқуғучиларниң кәсп вә мәктәп таллашта көп тәрәплимә чәклимигә учриши һәққидә қарашлар
2007.06.13
Бу йиллиқ алий мәктәпләргә таллаш имтиһани ахирлашқандин кейин, оқуғучилар һәмдә уларниң ата- анилири йәнә мәктәп һәмдә кәсп таллаштәк иккилинидиған қаймуқушлуқ бир мәзгилни баштин кәчүриду . Гәрчә уйғур вә башқа аз санлиқ милләт оқуғучилири хитай оқуғучилар билән бирла вақитта охшаш тәләп бойичә имтиһан бәрсиму, әмма уйғур оқуғучилар имтиһан нәтиҗә чәклимисидин башқа йәнә мәктәп һәмдә кәсп таллаш йоллиридиму тосалғу , шуниңдәк түрлүк чәклимиләргә учрап кәлмәктә.
Оқуғучилар мәктәпләрни таллашни ахирлаштурди
Бу йиллиқ алий мәктәпләргә қобул қилиш мәмликәтлик бир туташ имтиһани хитайда 7 - июн вә 8 -июн икки күн давамлашти . 10 - Июндин башлап 12 - июнғичә болса оқуғучилар өз арзулири бойичә кәсп һәмдә мәктәпләрни таллашни ахирлаштурди. Әмдиликтә улар имтиһан нәтиҗисини тәқәззалиқ билән күтмәктә.
25 - Июн күни мәмликәт бойичә алий мәктәпләргә қобул қилиш имтиһан чеки һәмдә имтиһан нәтиҗилири бирақла елан қилинмақчи. Хитай, җүмлидин уйғур елидики адәттики алий мәктәпләр 6 - июлдин башлап рәсми оқуғучи қобул қилишқа башлайду.
Кәсип һәмдә мәктәп таллаштин ибарәт бу өткәл йәнә бир муһим синақ
Арзу толдуруш йәни кәсип һәмдә мәктәп таллаштин ибарәт бу өткәл , алий мәктәпкә имтиһан бәргән оқуғучилар үчүн йәнә бир муһим синақ һәмдә риқабәт мәйдани һесаблиниду.
Арзу толдуруш җәдвилини толдуруш алдида һәр қандақ бир алий мәктәпкә имтиһан бәргүчи оқуғучи иккиләнмәй қалмайду , чүнки улар өзиниң имтиһан нәтиҗисини тәхмин қилиш асасида қияс қилған нәтиҗиси даириси ичидә мәктәп һәмдә яқтурған кәсиплирини таллайду. Бирақ уйғур оқуғучилар бу җәрянда техиму җиқ иккилиниш вә тосалғуға дуч келиду .
Буниң сәвәблири һәққидә канадада турушлуқ руқийә ханим билән америкидики тарих пәнлири доктори қаһар барат қатарлиқ уйғур зиялийлири өз қарашлирини оттуриға қойди. (Гүлчеһрә)
Мунасивәтлик мақалилар
- Кичик уйғур қизи арзу хәлқара кәшпиятчилар мусабиқисидә алаһидә дәриҗигә еришти
- Алий мәктәпкә имтиһан бәргән уйғур оқуғучилар йәниму еғир бесим һәм наһәқ риқабәткә дуч кәлмәктә
- Хитайдики рәһимсиз җәң -алий мәктәпкә таллап қобул қилиш имтиһани
- Вәтән ичи вә сиртидики уйғур зиялийлириниң уйғур маарипи һәққидики мулаһизилири
- Туркийәдики уйғур оқуғучилар әла нәтиҗә билән оқуш пүттүрди
- Хитайдики йезиларда 60% оқуғучи толуқ оттура вә алий мәктәпләрдә оқуялмайду
- Алий мәктәпни пүттүргән оқуғучиларниң хизмәт тепиши тәскә чүшмәктә
- Хитайда алий мәктәп оқуғучилириниң ишқа орунлишиши барғансери тәсләшмәктә
- Хитай вә уйғур елидә алий мәктәпләрниң оқуш расхоти барғансери өрлимәктә
- Уйғур елидә пиландин сирт туғулған балилар оқушсиз қалмақта
- Алматида уйғур гимназийиси қурулғанлиқиниң 40 йиллиқи хатириләнди
- Хитайдики алий мәктәпләрниң оқуш пули тез өсмәктә