Компартийә хитайда "инақ җәмийәт" қураламду ?
2006.10.11
Хитай коммунистик партийисиниң чаршәнбә күни йепилған 16 - нөвәтлик 6 - омуми йиғини хитайда "сотсиялистик инақ җәмийәт" бәрпа қилиш чақириғини оттуриға қойди.
Хитай рәһбәрлири бай – кәмбәғәллик пәрқини азайтишқа вәдә бәргән
Бирләшмә ахбарат агентлиқиниң әскәртишичә, хитай рәһбәрлири йиғинниң йепилиш мурасимида күнсери чоңийиватқан вә исянларға сәвәбчи болуватқан хитай җәмийитидики бай -кәмбәғәлләр пәрқини азайтиш үчүн тәдбир қоллинидиғанлиқини вәдә қилған. Хитай мәтбуатлириниң әскәртишичә, йиғин баравәр вә адил җәмийәт тәрәққияти, иқтисади- иҗтимаий тәрәққиятниң изчиллиқини сақлаш тоғрисидики муһим истратегийилик мәсилиләргә даир бир қатар қарарларни чиқарди.
Шинхуа ахбарат агентлиқи, хитай компартийиси баш секритари ху җинтавниң "муһим" сөз қилғанлиқини вә 6 - омуми йиғинниң ахбарати мақулланғанлиқини билдүрди. Ху җинтав йиғинниң йепилиш мурасимида сөзлигән нутиқида компартийә вәкиллиригә "сотсиялистик инақ җәмийәт қуруш әң алдинқи қатардики муһим нишанимиз " дәйду. Хитай рәһбәрлири хиянәтчилик, ишсизлиқ вә йәрсиз қалған диһқанларниң өзлүксиз күчийиватқан наразилиқиға дуч кәлмәктә. Ху җинтав вә униң коллектип рәһбәрлик қатлими буниңдин 4 йил бурун һакимийәт үстигә чиққанда йеза - кәнт қурулушиға мәбләғ селиш, намрат районларниң сәһийә вә маарип ишлирини яхшилаш һәққидә вәдә бәргән. Йиғинниң чаршәнбә күнки ахбаратида "сотсиялистик инақ җәмийәт бәрпа қилишта тосалғу вә мәсилиләр йәнила мәвҗүт " дейилгән.
Сидиқ һаҗи рози: хитайниң һазирқи шараитта "инақ җәмийәт" бәрпа қилиш мумкинчилики мәвҗүт әмәс
Шинхуа ахбарат агентлиқи, бу қетимқи омуми йиғинниң иҗтимаий тәрәққият мәсилисини сиясий вә иқтисадий мәсилиләрдин муһим орунға қойған тунҗи йиғин болуп қалғанлиқини илгири сүрди. Лекин америкидики сияси обзорчи сидиқһаҗи рози, хитайниң һазирқи шәрт - шараитида "инақ җәмийәт" бәрпа қилиш мумкинчилики мәвҗүт әмәс, дәп көрсәтти.
Бу қетимқи йиғин 2020 - йилғичә қанунни мукәмәлләштүрүш, қанун билән дөләт башқуруш, хәлқ һоқуқини капаләткә игә қилиш, шәһәр - йеза вә районлар арисидики тәрәққият пәрқини азайтиш, муһитни өзгәртишни оттуриға қойди. Лекин хитай компартийисиниң мәвҗүт рәһбәрлик гуруһи демократик ислаһатни чоңқурлаштуруш тәләплирини рәт қилмақта. Ху җинтав бу қетимқи йиғинда партийә ичидә демократийини кеңәйтишни тәкитлигән болсиму, лекин у демократик ислаһатни чоңқурлаштурушни рәт қилди.
Хитай компартийиси мәркизи комитети бу һәптә ичидә ху җинтавниң "инақ җәмийәт" нәзирийиси вә партийә ичи демократийини кеңәйтиш мәсилисини музакирә қилиду. Партийә ичидики тәнқидчиләр ху җинтавниң нәзирийиси хитай дуч келиватқан мәсилиләрни бир тәрәп қилиш үчүн йетәрлик әмәс, дәп қаримақта.
Хитайда һөкүмәт билән пуқралар, партийә билән пуқралар мунасивити инақ әмәс
Шәнши өлкилик парткомниң юқири дәриҗилик кадири, ху явбаңниң сабиқ катипи лин му, хоңкоңда чиқидиған "чуқан" җурнилида мақалә елан қилип, ху җинтав вә вен җябавларни сияси җәһәттики инақлиқни тәкитләштин өзини қачурди, дәп тәнқидлигән. У, "шүбһисизки сияси инақлиқ муқәррәр һалда демократийә, қанун - түзүм вә кишилик һоқуқ мәсилисигә четилиду. Сияси инақлиқ болмиса, кишиләр билән кишиләр арисидики инақлиқни һәл қилғили болмайду. Чүнки инақ җәмийәттики түп мәсилә адәмләр билән адәмләр мунасивитидур. Дәйду. Униң әскәртишичә, хитайда "кишиләр билән кишиләр мунасивити, болупму һөкүмәт билән пуқралар, партийә билән пуқралар мунасивити инақ әмәс". Обзорчи сидиқһаҗи розиниң қаришичә, хитай компартийиси бир партийә диктатурлуқидин ваз кәчмигичә, хитайда "инақ җәмийәт" бәрпа қилиш дегәнлик қуруқ тәссәвурдин ибарәт.
Бу қетимқи йиғин шаңхәй шәһәрлик партком секритари чен ляңйүй хиянәтчиликкә четилип қелип вәзиписидин елип ташланған мәзгилдә өткүзүлди. Йиғин башлиниш алдида көзәткүчиләр, йиғинда чен ляңйүйниң хиянәтлик дилоси бир тәрәп қилинидиғанлиқини пәрәз қилған болсиму, лекин йиғин ахбаратида чен ляңйүй дилоси вә хиянәтчиликкә қарши туруш тилға елинмиди. (Әркин)
Мунасивәтлик мақалилар
- Түркийидә өткүзүлгән әрҗийәс зәфәр қурултийида уйғурлар тонуштурулди
- Икки чоң йиғиндики гүл-дәстиләр җәмийәттики вәйранлиқни япаламду?
- Хитай билән тәйвән, хоңкоң оттурисидики җиддий риқабәт
- Икки чоң йиғин билән хәлқниң оттурисидики чегра наһайити ениқ
- "Хәлқниң вәкиллири" йиғин ачсила, һөкүмәт сақчилири хәлқни бастурамду?
- Хитай 4 нәпәр хәлқ қурултийи вәкилиниң вәзиписини елип ташлиди
- Хитай компартийисиниң 16 - нөвәтлик 5 - омумий йиғини һәққидә мулаһизиләр
- Хәлқ вәкиллири йиғин ечиватиду, һөкүмәт сақчилири хәлқни тутқун қиливатиду
- Хәлқ вәкиллири йиғин ачса хәлқни тутамду?
- Икки чоң йиғинниң дағдуғиси чоң, сақчиларниң хәлқни тутқун қилиши кәң көләмлик