Инсан һәқлири күнидә инсанлиқ трагедийиси
2007.12.12
10 - Декабир дуня инсан һәқлири күнидә түркийиниң измир шәһириниң сәфәриһисар наһийисигә қарашлиқ деңизда қачақ көчмәнләрни гретсийигә елип кетиватқан бир кемә деңизда өрүлүп кетип, 53 киши өлгән, 6 киши қутулдурулған. Бу вәқә пәләстинлик 2 қачақ көчмәнниң үзүп деңиз яқисиға чиқип кишиләрдин ярдәм тәләп қилиши билән байқалған. Деңиз бихәтәрлик идариси хадимлириниң тиришчанлиқи нәтиҗисидә йәнә 4 қачақ көчмән қутулдурулған. Булар пәләстин, ирақ вә сомали қатарлиқ дөләтләрдин кәлгән.
Боран чиқип кетип, кемә урулуп кәткән
Түркийә деңиз бихәтәрликини қоғдаш идарисиниң баянатида, инсан әткәсчилириниң 85 қачақни 15-20 метир кәңликидики кичик кемигә селип гретсийә араллириға елип маңғанда боран чиқип кетип, кемә урулуп кәткәнлики йезилған.
Үч тәрипи деңиз билән оралған түркийә кишиләрниң ася вә оттура шәрқ дөләтлиридин һәр хил йоллар билән түркийигә келип,яврупаға қечишидики өтәң дөләтләрдин бири. Инсан әткәсчилики билән шуғуллиниватқан кишиләр, өз дөлитидин қечишқа мәҗбур қалған кишиләрни яврупа дөләтлиригә апирип қойимән дәп вәдә берип, пулини елип мушундақ паҗиәләргә учришишиға сәвәбчи болидикән. Бирләшкән дөләтләр тәшкилатиниң түркийидики мусапирлар идарисиға рәсмий илтимас қилған кишиләрниң сани 12500 болуп, булар афғанистан, ирақ, иран, пәләстин, сомали, оттура ася түркий җумһурийәтлири, хитай вә уйғур дияридин кәлгәнләр икән. Бу кишиләр үчинчи бир дөләткә кетишни күтүватқан кишиләр икән.
Бу кишиләр сиясий бесимдин қечип яврупаға кетишкә тиришиватиду
Бу вәқә йүз бәргәндин кейин бирләшкән дөләтләр тәшкилати мусапирлар идариси түркийә шөбисиниң мәсули мәтин чорабатир әпәнди с н н түрк телевизйисигә бәргән баянатида ғәрб дөләтлиригә қечиватқан кишиләрниң пәқәтла иқтисадий җәһәттин яхши яшаш учун әмәс, дөлитидики сиясий бесимдин қечипму яврупаға кетишкә тиришиватқанлиқини ейтип мундақ деди: "бу кишиләрниң һәммисини иқтисадий сәвәбләр түпәйлидин бундақ йолға маңди дегили болмайду. Бу өлгән кишиләр ичидә уруштин, сиясий бесимдин қечип кетиватқанларму бар. Бу кишиләр яврупаға барғандин кейин қандақ бир һаятқа еришиду дегәндә, әгәр бешиға бундақ паҗиә кәлмәй сақ - саламәт яврупа дөләтлиригә берип панаһлиқ тилийәлисә мусапирлар қануни буйичә бир тәрәп қилинип, панаһлиқ тилигән дөләт тәрипидин қоғдилиду. Һазир әнқәрәдиму нурғун дөләтләрдин келип панаһлиқ тилигән кишиләр бар, биз уларни хәлқара мусапирлар қануни буйичә қоғдаймиз. Панаһлиқ тилигән дөләтниң мунасивәтлик органлири панаһлиқ тилигүчиләрни тәкшүрүп иқтисадий сәвәбтин панаһлиқ тилигәнликини уқуп қалса өз дөлитигә қайтуруветиду, әгәр сиясий бесим түпәйлидин қечип чиққан болса қобул қилиду. Биз һазир буниң алдини елиш әмәс, панаһлиқ тилигән кишиләргә вақитлиқ қандақ қилип иш тепип беримиз дәп баш қайтуруватимиз."
Мусапирлар мәсилисидә түркийиниң роли
Түркийә шәрқ билән ғәрб, шимал билән җәнуб арисида бир көврүк дөләт. Муһим бир дөләт. Бирләшкән дөләтләр тәшкилатида түркийиниң роли наһайити чоң. Бизниң мусапирлар ишханисиға илтимас қилип башқа дөләтләргә кетишни күтүватқан 12500 киши бар. Булар ирақ, иран, афғанистан, пәләстин, оттура ася түркий җумһурийәтлири вә хитай қатарлиқ дөләтләрдин қечип кәлгән кишиләрдур. Тизимға алдурмай қанунсиз туруватқан кишиләрни қошсақ бу сан наһайити юқири. Түркийә һөкүмити 2005 - йилидин тартип, мусапирларниң турмуш шәрт шараитлирини яхшилаш учун бәзи хизмәтләрни қиливатиду, буни техиму мукәммәлләштүрүши керәк. Бу һәқтә дәрһал йеңи қанун чиқириши керәк.
Түркийидә көп санда уйғур мусапирларму башқа бир дөләткә кетишни күтүп ятмақта. Бу трагедийә һәққидә улар немиләрни ойлаватиду? (әркин тарим)
Мунасивәтлик мақалилар
- Канадада уйғурлар сүкүттә туруп кишилик һоқуқ күнини хатирилиди
- Уйғурлар дуня инсан һәқлири күнини әнқәрә шәһәр мәркизидә хатирлиди
- Уйғурлар дуня кишилик һоқуқ күнини вашингтондики хитай әлчиханиси алдида хатирилиди
- Голландийидә " уйғурларниң һәҗ паалийитигә әркинлик" дегән шуар астида кәң көләмлик намайиш өткүзүлди
- Демократийиниң инсан һәқлиригә болған тәсири
- Хәлқара инсан һәқлири күни мунасивити билән шиветсийидә намайиш
- Германийидики уйғурлар дуня кишилик һоқуқ күнини мийонхен хитай әлчиханиси алдида хатирилиди
- Истанбулдики уйғурлар дуня инсан һәқлири күни мунасивити билән намайиш өткүзди
- Рабийә ханим "бирла инқилаб - явропа үчүн зоравансиз лайиһә - либераллиқ " йиғиниға қатнашти (1)
- 16 - Қетимлиқ чегрисиз мухбирлар мукапати парижда тарқитилди
- Хитай зиялийлар " әмгәк билән өзгәртиш" түзүмини бикар қилиш тоғрулуқ очуқ хәт язди
- Хефей топчи қисимлар иниститотида йүз бәргән оқуғучилар һәрикитиниң нишани сахта унванға қарши туруш