Уйғур вәкиллири германийидә өткүзүлгән инсан һәқлири йиғинида сөз қилди


2004.12.07

7 - Декабир күни, хәлқара инсан һәқлири тәшкилати германийиниң пайтәхти берлин шәһиридә "хитайдики кишилик һоқуқ мәсилиси" темисида ахбарат елан қилиш йиғини чақирди

Германийә баш министири герхард шредөрниң хитайни зиярәт қиливатқанлиқи, шундақла дуня кишилик һоқуқ күни мунасивити билән өткүзүлгән бу йиғинға уйғур, тибәт , фалунгоң вә хитай демократлириға вәкиллик қилидиған германийидики тәшкилатларниң вәкиллири қатнашти.

Уйғур вәкиллиридин "явропа шәрқий түркистан иттипақи" ниң муавин рәиси пәрһад муһәммиди , баш катип үмид агаһи қатарлиқ кишиләр иштирак қилди. Үмид агаһи әпәнди "шәрқий түркистан иқтисадиниң әһвали вә уйғурларда һашар" дегән темида сөз қилип, уйғур деһқанларниң екиспилататсийигә учраватқанлиқини, шәрқий түркистандики сияси мәһбусларға қаритилған өлүм җазалири һәққидә тохталди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.