Билкәнт университетида "шәрқий туркистан вә инсан һәқлири" темисида илмий муһакимә йиғини өткүзүлди
2006.11.22
Әнқәрәдики билкәнт университетида шәрқий түркистандики инсан һәқлири темисида йиғин өткүзүлди. Йиғинда түрк дуняси инсан һәқлири башлиқи абдуллаһ буксур, әйса йүсүп алиптекин вәхпи башлиқи арслан алиптекин, шәрқий түркистан мәдәнийәт вә һәмкарлиқ җәмийити башлиқи сейит тумтүрк қатарлиқлар қатнашти вә соз қилди. Йиғинға билкәнт университетиниң оқуғучи оқутқучилиридин болуп 300 әтрапида киши қатнашти.
Шәрқий түркистан мәсилиси пүтүн ислам дуняси вә түрк дуняси мәсилиси
Йиғинниң ечилиш нутиқини билкәнт университети түрк дуняси оқуғучилар бирликиниң башлиқи қәдәр пәкмәзчи ханим қилди. У шәрқий түркистандики инсан һәқлири дәпсәндилири вә шәрқий түркистан мәсилисиниң пәқәтла уйғурларниңла әмәс, пүтун ислам дуняси вә түрк дунясиниң мәсилиси икәнликини вә буниңға көңүл болуш керәкликини ейтип мундақ деди:
"Шәрқий түркистандики мусулман қериндашлиримиз тәхминән 250 йилдин буян хитай зулуми астида һаят мамат күриши елип бармақта. Болупму йеқинқи йиллардин буян хитайларниң шәрқий түркистанда елип бериватқан қирғинчилиқ сиясити дуняниң диққитини қозғимақта. Биз шәрқий түркистанниң мәсилисини пәқәтла уйғур түрклириниңла әмәс бәлки пүтун инсанлиқ алиминиң мәсилиси дәп қараймиз. Һәр виҗдан игиси болған инсан бу мәсилигә көңүл болиши керәк. Биз мана бу көз қарашни чиқиш ноқтиси қилип туруп шәрқий түркистан вә инсан һәқлири темисидики бу йиғинни чақирдуқ. Йиғинимизниң мувапиқйәтлик болушини тиләймән".
Түрк дуняси инсан һәқлири җәмийити башлиқи абдуллаһ буксур әпәнди соз қилип мундақ деди:
"Хитайлар шәрқий түркистан хәлқиниң бар йоқини қолидин тартивелип, оз туприқида аз санлиқлар қатариға чүшүрүп қоймақта. Оз земинида яшаш һәққи қолидин елинған уйғурлар бүгүн инсан һәқ һоқуқлиридин мәһрум һалда яшашқа мәҗбур болмақта. Хәлқаралиқ инсан һәқлири өлчәмлиридә бир милләткә начар муамилә қилинғанлиқиниң әң типик ипадиси болса, бир милләтниң өзигә аит болған түрлук байлиқ мәнбәлирини истимал қилип қилалмиғанлиқидур. Бүгүн шәрқий түркистан хәлқи өзлириниң байлиқ мәнбәлиридин пайдилиналмайватиду. Әксичә бу мәнбәләрдин хитайлар пайда елип уйғурларға нәп бәрмәйватиду. Бу хәлқара инсан һәқлири хитапнамисигә хилаптур. Шәрқий түркистандики һечбир нәрсә уйғурларниң контроли астида әмәс. Бу нуқтидин мәсилигә қариған вақтимизда пүтун саһәләрдә уйғурларниң соз игиси әмәсликини көривалалаймиз. Йәни инсан һәқлири хитапнамисиниң пүтүн маддилириға қарайдиған болсақ уйғур түрклириниң инсанлар игә болуши керәк болған һечқандақ бир һәққә игә әмәсликини көривалалаймиз".
Уйғурлар дучар боливатқан бу һәқсизлиқләргә дуня җамаәтчилики қол қоштуруп турмақта
Түрк дуняси инсан һәқлири җәмийити башлиқи абдуллаһ буксур әпәнди буниң әң ечинишлиқ тәрипиниң уйғурлар дучар боливатқан инсан һәқлири дәпсәндилиригә дуня җамаәтчиликиниң көз юмуватқанлиқи икәнликини ейтип мундақ деди:
"Әң ечинишлиқи шуки, уйғурлар дучар боливатқан бу һәқсизлиқләргә дуня җамаәтчилики қол қоштуруп турмақта. Әмма улар уйғурлар билән я диндаш әмәс я туғқан әмәс. Шуғиниси түркийә уйғурлар билән тили бир дини бир туғқан туруқлуқ бунинға қол қоштуруп туруши кишини толиму әпсусландуруду. Түркийиниң буниңға игә чиқиш, һәтта у йәрдики җараһәтни оз қәлбидә һәс қилиши керәк. Етник айримичилиқ ноқтисиға қариғинимизда уйғурлар ирқий кәмситишкә дучар болмақта. Инсан һәқлиридә биринҗи дәриҗилик һәқ вә иккинчи дәриҗилик һәқ дәп ики хил һәқ бар. Көпийиш һәққи инсанларниң биринҗи дәриҗилик һәққидур. Бир дөләт яки қурулуш бир инсанниң қанчә бала туғуши, қачан туғушиға арилишалмайду. Дөләтниң буни пиланлаш һәққи йоқ".
Йиғинда әйса йүсүп алиптекин вәхфиниң башлиқи арслан алиптекин әпәндиму сөз қилди. У сөзидә 1949 - йили хитайларниң шәрқий түркистанни қандақ бесивалғанлиқи, әйса йүсүп алиптекин, мәмәт имин буғра башчилиқидики миңларчә шәрқий түркистанлиқниң өз тупрақлиридин айрилип чәтәлгә қичишқа мәҗбур қалгаһлиқини баян қилди. У сөзидә йәнә шәрқий түркистан дәвасиниң 1950 - йиллардин бүгүнгичә болған тарихини қисқичә баян қилип өтти.
Кейин, шәрқий түркистан мәдәнийәт вә һәмкарлиқ җәмийити башлиқи вә дуня уйғур қурултийиниң түркийә вәкили сейит тумтүрк әпәнди уйғурлар дучар боливатқан милли маарипни хитайчилаштуруш сиясити үстидә тохталғандин кейин, дунядики шәрқий түркистан аммиви тәшкилатлири вә уларниң паалийәтлири һәққидә мәлумат берип өтти. Йиғинниң ахирида соз игилири оқуғучиларниң соаллириға җавап бәрди. (Әркин тарим)