Әнқәрәдә түрк дуняси инсан һәқлири йеғини өткүзүлди


2006.12.12
insan-heqliri-yighini.jpg
Йиғиндин бир көрүнүш. RFA/Әркин тарим

Әнқәрәдә түрк дуняси инсан һәқлири йиғини өткүзүлди. Йиғинға қирғизистан, қирим, әзәрбәйҗан, ирақ, иран, грузийә, дағистан, ғәрби тракийә, булғарийә, македонийә вә косовадин кәлгән түркий милләтләрниң вәкиллири қатнашти. Гәрчә йиғинға қазақистан вә өзбекистандики инсан һәқлири тәшкилатлири тәклип қилинған болсиму, уларға һөкүмәт тәрипидин рухсәт берилмигән.

Түрк дуняси инсан һәқлири җәмийити тәрипидин уюштурулған бу илми муһакимә йиғинида пүтүн дунядики түркий милләтләр дучар боливатқан инсан һәқлири дәпсәндилири аңлитилди. Болупму, уйғур дияридики инсан һәқлири дәпсәндилири, хитайниң уйғурларға елип бериватқан бесим сиясити вә оттура асия түркий җумһурийәтлириниң уйғурларни хитайға қайтуруп бериштәк қилмишлири инсан һәқлири қоғдуғучилири тәрипидин қаттиқ әйибләнди.

Йиғинниң ечилиш мурасимиға парламент әзалири вә әң чоң өктичи партийиләридин ана вәтән партийисиниң башлиқи әркан мумҗу, милләтчи һәрикәт партийиси муавин башлиқи мәһмәт шандир, тоғра йол партийиси муавин башлиқи вә мәшһур профессор октай синан оғлу қатарлиқлар қатнашти вә сөз қилди.

Ана вәтән партийиси башлиқи әркан мумҗу ечилиш мурасимидә сөз қилип мундақ деди:

Бүгүн инсан һәқлири күнигә мувапиқ бир қанчә еғиз сөз қилмақчимән. Бүгүн инсан һәқлири хитапнамиси қобул қилинғанлиқиниң 58 - йиллиқ хатирә күни. 58 Йил аввал бирләшкән дөләтләр тәшкилати инсан һәқлири хитапнамисини қобул қилған иди. Инсан һәқлири хитапнамиси наһайити тоғра чиқирилған бир қарар. Чүнки бу инсанниң мәвҗутлиқиниң қобул қилиниши билән оттуриға чиққан бир пикир болуп, пүтүн инсанларни тәң баравәр дәп қобул қилмақта. Қайси милләт, қайси ирқ, қайси диндин болса болсун, һәммисиниң тәң баравәр икәнликини қобул қилған бир хитапнамә. Миллитимиз инсанларниң тәң баравәр икәнликини бундин миңларчә йил бурунла дегән, бундин пәхирлинишимиз керәк. Әмма буни қанунлаштурған ғәрб дөләтлиридур. Ғәрб дөләтлири дуняға һаким болушқа тиришиватиду. Дуняға қандақ һаким болғили болиду, қанун билән һаким болғили болиду. Биз өз мәдәнийитимиздин, миллитимиздин пәхирлиниш билән бирликтә инсан һәқлирини қанунлаштурған ғәрб дунясиға һөрмәт қилишимиз керәк. Шундақла инсан һәқ һоқуқлириға һөрмәт қилишимиз, хәлқимизниң параванлиқи үчүн хизмәт қилишимиз керәк".

Ана вәтән партийиси башлиқи әркан мумҗу сөзидә түрк җумһурийәтлиригә чақириқ қилип мундақ деди:

"Әзәрбәйҗан, түркмәниситан, қазақистан, өзбекистан, таҗикистан қатарлиқ дөләтләргә шуни демәкчимәнки, әгәр силәр алдимиздики 10 йил ичидә дөлитиңларниң түзүмини һәқиқи мәниси билән демократик түзүмгә айландурмисаңлар, милли вә йәрлик бурҗуа қисимни йетиштүрүп, әркин базар түзүмини бәрпа қилалмисаңлар, инсан һәқлири вә демократийини бәрпа қилалмисаңлар силәрниң қайтидин ишғал қилиниш еһтималиңлар интайин күчлүк. Мән 10 йил бурун бу сөзүмни оттура шәрқ дөләтлири үчүн дигән вақтимда кишиләр мени фантазийәлик дәп мәсхирә қилған иди. Лекин оттура шәрқниң бүгүнки әһвалиға қарайдиған болсақ бу дигинимниң тоғра икәнликини көривалалаймиз".

Кийин, милләтчи һәрикәт партийиси муавин башлиқи мәһмәт шандил әпәнди сөз қилди. У мундақ деди:

"Түрк дуняси инсан һәқлири җәмийитиниң уюштуруши билән дуня инсан һәқлири хитапнамисиниң қобул қилинғанлиқиниң 58-йиллиқини бу йәрдә топлинип хатирләп олтуруптимиз. Буни дунявилишиш вә инсан һәқлири темисида музакирә қилиш керәк. Бүгүнкидәк дунявилишиватқан, пән техника күндин күнгә тәрәққи қиливатқан күнимиздә дуняниң ортақ қиммити болған инсан һәқлири вә демократийә җәһәттә түрк дунясиниң дуня билән пүтүнлишиш мәсилисини музакирә қилған вақтимизда һаяҗанланмай туралмаймиз. Биз һазир йеңи бир әсирниң бешида туруптимиз. Бундақ бир вәзийәттә түрк дунясидики мәсилиләрни музакирә қилип һәл қилиш үчүн баш қатуришимиз керәк. Инсан һәқлири вә демократийә дуняви бир мәсилә. Шундақла бизниң түрк дунясидики әң муһим мәсилиләрниң бири. Бүгүн пүтүн түрк дунясида инсан һәқлири дәпсәндилири мәвҗут. Буни һәл қилиш үчүн алди билән бухил йиғинларда мәсилиләр музакирә қилинип оттуриға қоюлуши андин кейин, бу мәсилиләрни һәл қилишниң йоллирини издишимиз керәк. Бу йиғинға пүтүн түркий милләтләрдин мутәхәссисләр, инсан һәқлири қоғдуғучилири қатнишип олтурупту, мән бундин интайин хурсән болдум. Йиғиниңларға мувапиқийәт тиләймән".

Ики күн давам қилған бу илми муһакимә йиғинида әнқәрә университети оқутқучиси профессор доктор анил чичән әпәнди дунявилишиш вә инсан һәқлири темисида, генерал алааттин пармаксиз әпәнди террор вә инсан һәқлири, гүлнар курманова ханим болса қирғизистандики инсан һәқлири мәсилилири, қиримдин кәлгән әлдәр сейит бәкироф қиримдики инсан һәқлири, диҗана аликсийәва ханим болса русийә федератсийисидики инсан һәқлири темисида, заур вәлимәмәдли әзәрбәйҗандики инсан һәқлири мәсилилири темисида, исмаил мәйдани болса ирандики инсан һәқлири темисида сөз қилди. Йиғинда түрк дуняси инсан һәқлири җәмийити башлиқи абдуллаһ буксур әпәнди нуқтилиқ һалда шәрқий түркистандики инсан һәқлири дәпсәндилирини аңлатти. Йиғинда һәммә бирдәк түрк дунясида әң көп инсан һәқлири дәпсәндилиригә учраватқан хәлқниң ирақтики түркмәнләр билән уйғурлар икәнликини дейишти. (Әркин тарим)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.