Хәлқара тәшкилатлар хитайниң аз санлиқ милләтләр сияситини әйиблимәктә
2007.04.25

Хитайда кишилик һоқуқ тәшкилати вә хәлқара аз санлиқ милләтләрниң һоқуқини қоғдаш тәшкилати тәрипидин елан қилинған 40 бәтлик доклатта, бейҗиң һөкүмитиниң хитайдики аз санлиқ милләтләрниң һоқуқини қоғдаш мәсилисидә пәқәт хитайниң асасий қанунида аз санлиқ милләтләргә берилгән һоқуқларнила әмәс, аз санлиқ милләтләрниң һоқуқиға һөрмәт қилиш вә қоғдаш тоғрисидики хәлқара келишимләрниму дәпсәндә қиливатқанлиқи тәкитләнгән.
Қануний һоқуқлар тоғрисида
Хәлқара һоқуқниң, дөләтләрниң асасий қанунлирида аз санлиқ милләтләр һәққидики қанунларниң әмәлдә иҗра қилинишини тәләп қилидиғанлиқи тәкитләнгән доклатта, " хәлқара қанунға асасән хитай һөкүмити аз санлиқ миләтлләрни қоғдаш тоғрисидики қанунларниң иҗра қилинишиға капаләтлик қилиши керәк. Лекин хитай һөкүмитиниң баянатлирида хитай болмиған милләтләр оттурисидики инақлиқниң әһмийити тәкитләнсиму, әмма бейҗиң һөкүмити уйғур, тибәт вә моңғул қатарлиқ хитай болмиған миләтләрниң һоқуқини қоғдаш мәсилисидә хәлқара қанунларда бекитилгән мәсулийитини орундимайватиду," дейилгән.
Доклатта, хитайда аз санлиқ милләтләр һәққидики қанунларниң әмәлийәттә иҗра қилинмайватқанлиқи, аз санлиқ милләт мәнсуплириға аз санлиқ милләтләрниң тәқдирини бәлгиләш һәққидә елиндиған қарарларға қатнишиш вә аваз қошуш үчүн пурсәт берилмәйватқанлиқи тәкитләнгән һәмдә "хитай һөкүмитиниң пуқраларниң сиясий вә иҗтмаий һоқуқлирини дәпсәндә қиливатқанлиқи, хитайдики аз санлиқ милләтләрниң әһвалини техиму қейинлаштурмақта," дәп көрситилгән.
Иһтисадий тәрәққият вә тәңпуңсизлиқлар тоғрисида
Хитайдики иқтисадий тәрәққиятниң аз санлиқ миләтләргә болған тәсири һәққидиму тохталған доклатта, гәрчә хитай һөкүмити хитайниң һәр қайси районлири арсиидики иқтсадий тәңпуңсизлиқни йоқитиш үчүн тиришидиғанлиқини тәкитлигән болсиму, әмма хитайдики иқтисадий илгириләшниң уйғур, тибәт вә моңғул қатарлиқ хитай болмиған милләтләрниң һаятиға асасән җиддий бир тәсир көрсәтмигәнлики, хитайлар билән аз санлиқ милләтләр оттурисда кирим, ишсизлиқ, маарип вә аммивий мулазимәт саһәлиридә мәвҗут тәңсизликниң давамлишиватқанлиқи билдүрүлгән.
Доклатта " дуня җаәтәтчилики хитайниң ғәрбни ичиш сияситини, бейҗиңниң аз санлиқ милләтләр үстидики сиясий контроллуқини күчәйтиш, бу районларниң тәбий байлиқлирини булаң-талаң қилиш вә аз санлиқ милләтләр районлириға хитай көчүрүш арқилиқ аз санлиқ милләтләрни ассимилатсийә қилиш һәрикитиниң бир қисими дәп қаримақта" дейилгән.
Хәлқара аз санлиқ милләтләрниң һоқуқини қоғдаш тәшкилати вә хитайда кишилик һоқуқ тәшкилатиниң хитайдики аз санлиқ милләтләр һәққидә елан қилған доклатида, хитай һөкүмитиниң аз санлиқ милләтләргә қаратқан сиясий, иқтсадий вә иҗтмаий сияситиниң, аз санлиқ милләтләрниң миллий мәвҗудийитигә тәһдит қиливатқанлиқи, хитайларниң аллиқачан аз санлиқ милләтләр районлиридики шәһәрләрдә көп санлиқни игиләшкә башлиғанлиқи, бу вәзийәтниң аз санлиқ милләтләрниң өз миллий кимлики, миллий әнәнә вә өрп-адәтлирини қоғдишини қейинлаштурғанлиқи алаһидә әскәртилгән.
Маарип сиясити тоғрисида
Доклатта, хитай һөкүмитиниң қош тиллиқ маарип сиясити вә аз санлиқ милләтләр районлиридики башланғуч вә оттура мәктәпләрдә өз анатили билән оқуш үстидә чәклимә қоюп хитай тилида оқушни кеңәйтиши шундақла балиларға диний тәлим-тәрбийини чәклиши, аз санлиқ милләтләрниң өз миллий кимликини вә мәдәнийитини қоғдишини имкансизлаштурмақта, дейилгән.
Хәлқара җамаәтниң хитайдики аз санлиқ милләтләрниң һоқуқини қоғдаш мәсилисидә муһим мәсулийити барлиқи вә уларниң һоқуқини қоғдашта муһим рол ойнайдиғанлиқи тәкитлгәнгән доклатта мундақ дейилгән: " хәлқара тәшкилатлар, һәр қайси һөкүмәтләр, хәлқара ширкәтләр кишилик һоқуққа һөрмәт қилиш, хәлқара җамаәткә қилған вәдилиригә әмәл қилиш, аз санлиқ милләтләргә қаритилған кәмситиш сиясәтлирини бикар қилиш, аз санлиқ миләтлләргә өз миллий кимлики вә мәдәнийитини қоғдаш үчүн шараит яритип бериш қатарлиқ җәһәтләрдә хитай һөкүмитигә бесим ишлитиши керәк." (Өмәр қанат)
Мунасивәтлик мақалилар
- Хәлқара кәчүрүм тәшкилати оттура асия дөләтлиридики кишлик һоқуқ вәзийити һәққидә доклат елан қилди
- Хитай америка кишилик һоқуқ хатирисини тәнқид қилди
- Америка ташқи ишлар министирлиқиниң доклати: хитайниң кишилик һоқуқ әһвали йәнила начар
- Америкидики мутәхәссисләр вә тәшкилат рәһбәрлири хитайниң кишилик һоқуқ мәсилиси үстидә муһакимә елип барди
- Уйғур аптоном районида уйғурлар әркинликтин мәһрум қалдурулған
- 2007- Йили хитай әркинлик йоқ дөләтләр қатариға кирди
- Кишилик һоқуқни көзитиш тәшкилати хитай кишилик һоқуқи хатирисини әйиблиди
- Дуня кишилик һоқуқ күни йетип келиш һарписида бейҗиңдики давагәрләр қолға елинмақта
- Хитай бейҗиң олимпик йиғинидин бурун кишилик һоқуқи әһдинамисини тәстиқлиши мумкин
- Бейҗиңда кишилик һоқуқ муһакимә йиғини җәрянида, һәрби һаләт елип берилмақта
- Бейҗиңдики кишилик һоқуқ көргәзмисидә әрздарлар сақчилар тәрипидин тутуп кетилмәктә
- Хитай ташқи ишлар министири ли җавшиңға рәддийә