Хитайдики иқтисадий тәрәққиятлардин аз санлиқ милләтләр бәһриман болалмиди


2007.04.27

Was578396-RABIYE-150.jpg
Рәбийә қадир хаһим October 6, 2006 / AFP PHOTO/Paul J. Richards

'Хәлқара аз санлиқ милләтләрниң һоқуқини қоғдаш гурупписи' вә 'хитайда кишилик һоқуқ' тәшкилати бирликтә уйғур, тебәт, моңғул қатарлиқ милләтләрниң хитайдики кишилик һоқуқ әһвали һәққидә тәйярлиған доклат 4 ‏- айниң 25 ‏- күни елан қилинған иди.

Бугүн бу доклатни тәйярлиған тәшкилатниң бири болған 'хитайда кишилик һоқуқ' тәшкилатиниң иҗраийә рәиси шәрен ханим радиомизниң телефон зияритини қобул қилди. Шәрен ханим алди билән өзи йетәкчилик қиливатқан кишилик һоқуқ тәшкилати һәққидә вә 4 ‏- айниң 24 ‏- күни елан қилған кишилик һоқуқ доклатиниң тәйярлиниш җәряни һәққидә қисқичә мәлумат бәрди.

'Хитайда кишилик һоқуқ тәшкилати' дегән қандақ тәшкилат?

Шәрен ханимниң баян қилишичә, у йетәкчилик қиливатқан кишилик һоқуқ тәшкилати һөкүмәткә беқинмайдиған хәлқаралиқ тәшкилат, бу тәшкилат кишилик һоқуқ мәсилилирини тәтқиқ қилиду, доклат елан қилиду, кишилик һоқуқ мәсилилири буйичә хәлқараға мураҗиәт чиқириду. Кишилик һоқуқ мәсилисигә четилидиған хусусий яки тәшкилат делолирини тәтқиқ қилип, учур вастилири арқилиқ хәлқарани хәвәрләндүриду.

Бу тәшкилатниң 4 ‏- айниң 24 ‏- күни елан қилған дуклати 3 йилдин буян ишлигән хизмәтлириниң бир қисми, буниң тәпсилатини йил ахириғичә йәнә давамлиқ елан қилиду. Бу қетим елан қилинған доклат асасән уйғур, тебәт, моңғул қатарлиқ милләтләрниң әһвалини тәтқиқ қилип тәйярланған доклат. Һәр қайси милләтләрниң тәң -баравәр тәрәққи қилған яки қилмиғанлиқини көзитиш, тәкшүрүш, тәтқиқ қилиш асасида мәйданға кәлгән. Бу доклатни тәйярлашқа әнгилийә қатарлиқ дөләтләрниң тәтқиқат органлириму һәмкарлашқан.

Хитайдики иқтисадий тәрәққиятлардин уйғур, тебәт, моңғул қатарлиқ аз санлиқ милләтләр бәһриман болалмидила әмәс, сәлбий җәһәттин һуҗумға учриди

HRIC-panospictures-150.jpg
Уйғур аптоном райониниң кәлпин наһийәсидин, бир уйғур диһқан. Farmer from the ancient Uyghur settlement of Keplin, Xinjiang Uyghur Autonomous Region. By Rhodri Jones/Panos Pictures Image Link source: http://www.minorityrights.org

'Хәлқара аз санлиқ милләтләрниң һуқуқини қоғдаш гурупписи' вә 'хитайда кишилик һоқуқ' тәшкилати бирликтә тәйярлиған бу доклатта "хитайдики иқтисадий тәрәққиятлардин уйғур, тебәт, моңғул қатарлиқ хитай болмиған милләтләр мәнпәәтдар болалмиди, бәлки улар сәлбий җәһәттин һуҗумға учриди.

Улар өзлириниң тил вә мәдәнийитиниң юқитилиш хәвпигә йүзләнди" ; "кәң көләмлик төмүр йол, таш йол қурулушлири йәрлик милләтләрниң иқтисадини гүлләндүрүшни әмәс, бәлки хитайниң башқа районлиридики иқтисадий тәрәққиятниң иһтияҗини қандуруш үчүн йәрлик милләтләрниң тәбии байлиқлирини йөткәп кетишни илгири сүрди"; "аз санлиқ милләт районлирида күнсери яхшилиниватқан қатнаш әслиһәлири хитай армийисиниң көпләп келип, йәрлик милләтләрниң мәдәнийитини аҗизлаштуруши үчүн қолайлиқ яратти" дегән мәзмунлар гәвдиләндүрүлгән иди.

Шәрен ханимниң баян қилишичә, кишилик һоқуқ тәшкилатлири хитайда болуватқан иқтисадий тәрәққияттин һәммә милләтниң тәң -баравәр бәһриман болалиған яки болалмиғанлиқини көзитиш арқилиқ ениқланған санлиқ мәлуматларға асасланғанда, хитайда аз санлиқ милләт аяллириниң, болупму һамилдар болған аялларниң өлүп кетиш несбити хитайдики башқа җайлардин көп, көпла әмәс бәкла көп.

2000 ‏- Йили, аз санлиқ милләт районида 10 миң һамилдар аялниң ичидә өлүп кәткини 450, хитай районлирида 53, бу несбәт 10 һәссә пәрқ қилиду, бу пәрқ бәк чоң. Аз санлиқ милләт районлирида оқуш йешидики өсмүрләрниң мәктәпкә кириш несбити%4, алий мәктәпкә керип оқуш путтурәлигәнләрниң несбити%5, буму хитайниң башқа районлириға қариғанда төвәнла әмәс, бәкла төвән.

Буниңдики асасий сәвәп иқитсадий тәрәққияттин охшаш бәһриман болалмиғанлиқ. Шәрен ханиминиң баян қилишичә йәнә, хитайда елип берилған чоң қатнаш қурулушлириниң мәқсити аз санлиқ милләт районлиридин тәбиий байлиқларни йөткәп кетиш, аз санлиқ милләт районлирини һәрбийләштүрүш, ассимилатсийә қилиштин ибарәт.

Көзимизгә көрүнүп турған риаллиқ шуки, аз санлиқ милләтләр өз юртлиридики тәбиий байлиқларға болған һоқуқидин мәһрум қалди, бу байлиқларға тайинип елип берилған иқитсадий тәрәққияттинму башқилар билән охшаш мәнпәәтдар болалмайватиду.

Хитай һөкүмити аз санлиқ милләтләрни бир дөләт, бир хил тил, бир хил мәдәнийәт дегән уқумни қобул қилишқа мәҗбурлиди

Hkg376841-200.jpg
CHINA, Beijing November 17, 2006/ AFP PHOTO/Peter PARKS

'Хәлқара аз санлиқ милләтләрниң һуқуқини қоғдаш гурупписи' вә 'хитайда кишилик һоқуқ' тәшкилати бирликтә тәйярлиған бу доклатта "хитай һөкүмити аз санлиқ милләтләрни бир дөләт, бир хил тил, бир хил мәдәнийәт дегән уқумни қобул қилишқа мәҗбурлиди, буни қобул қилмиғанни миллий бөлгүнчилик дәп тәсвирлиди' дәп баян қилинған иди.

Шәрен ханимниң баян қилишичә, хитайниң қануни, сиясити, истратегийиси буйичә ейтқанда, дөләт һәммә милләтни охшаш қоғдиши лазим, шундақла, һәммә милләт өзиниң тил, дин, мәдәнийәт вә миллий алаһидиликини өзи қоғдиши лазим. Хитай һөкүмити өзиниң қануниға хилаплиқ қилди.

Буниңдин башқа йәнә, хитай һөкүмити аз санлиқ милләтләрни қоғдашни өз ичигә алған бир қатар хәлқаралиқ келишимләргә имза қойған иди. Лекин әмәлийәттә, өзи имза қойған келишимләрниң һечқайсиға әмәл қилмиди. Бәлки хилаплиқ қилди.

Шәрен ханимниң баян қилишичә, мәсилә наһайити очуқ көрүнүп туридуки, гәрчә хитай тилини өгиниш яман иш болмисиму, лекин, аптономийә йүргүзидиған җайларда һәммә ишни хитай тилида биҗиришни йолға қоюп, аптономийә йүргүзгән милләтниң тилини йоқатса, бу әмәлийәттә, хитайниң өзиниң қануниға хилаплиқ қилғанлиқ. Аз санлиқ милләтләрниң өзиниң тил вә мәдәнийитини қоғдаш һоқуқини дәпсәндә қилғанлиқ.

Шәрен ханимниң баян қилишичә йәнә, хитай һөкүмити бир мунчә делоларни 'дөләт бихәрликигә тақилидиған мәсилә' дәп уни мәхпий тутқачқа, бундақ делоларни тәкшүрүп ениқлаш қейин болуватиду. Хитай һөкүмити йеқинда 'дөләтни парчилаш җинайити өткүзди' дәп 9 йиллиқ қамақ җазаси һөкүм қилған рабийә ханимниң оғлиниң делоси мана буниң мисали. (Вәли)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.