Уйғур деһқанниң һаятини қутқузуш сәпәрвәрлики қанат яйди


2006.05.03

Игилишимизчә, хотән шәһири шорбағ йезисидики 37 яшлиқ деһқан розимәмәт ахун, иккила бөрики еғир дәриҗидә зәиплишиш кесилигә гирипдар болуп, һазирға қәдәр даваланмақта икән. Икки йилдин бери һәптидә бир қетим дохтурханида қан алмаштурш җәрянида униң пүтүн бисати сетилип, һазир лай топида қопурулған әски қора җайидин башқа һечнәрсиси қалмиған.

Розимәмәт ахунниң һаятини қутулдуруп, униң үч пәрзәнтиниң вақитсиз йетим қалмаслиқини чин дилидин үмид қилған ақ көңүл ярдәмсөйәр уйғурлар, интернет вастисидин пайдилинип, бу әһвални" издиниш" тор бетидә елан қилған.

Болупму издиниш тор бетиниң актип әзалиридин бири болған өзигә Muzicfan дәп ат қойған бир яш, хотән шәһиридин алайитән шорбағ йезисиға чиқип, розимәмәт ахунни вә униң бала - чақисини йоқлайду вә тордашларға бу һәқтә мәлумат бериш үчүн розимәмәтниң йеқинқи сөрәтлирини тор бетигә қойди. Бу мунасивәт билән, мухбиримиз әқидә Muzicfan аталған бу яшни зиярәт қилип, розимәмәт ахун һәққидә мулумат игилиди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.