Хитай интернетни тосушта ғәлибә қилмақта


2005.04.15
internetttt.jpg

Йеқинда америкидики даңлиқ харворд университети, канададики торонто университети вә әнглийидики кәмбриж университети бирликтә хитайниң интернет контроллуқи үстидә мәхсус тәтқиқат елип берип, дунядики нопуси әң көп болған бу дөләттә кишиләрниң интернеттә тәйвән мустәқиллиқи, фалунгоң, далай лама вә тйәнәнмен вәқәсигә охшаш темилардики тор бәтлиригә кириши чәклинидиғанлиқини көрсәткән.

Бу орунлар йәнә тәкшүрүшкә асасән, хитай һөкүмитиниң дунядики интернетни тосуш вә сүзивелиш системиси әң мукәммәл һәм толуқ бир дөләт икәнликини йәкүнлигән. Улар чиқарған доклатта йәнә, хитай һөкүмитиниң өткән йилиниң ичидила һәр хил җиддий чариләр билән интернетни контрол қилғанлиқи, мәсилән, интернеттә һалқилиқ сөзләрни киргүзүп издәшни тосуш вә интернет чайханилирида торға чиққучиларниң тизимликини елиш чарилири арқилиқ уларниң паалийәтлирини контрол қилғанлиқи көрситилгән.

Хитай орунлаштурған интернет сақчилири 30 миңдин ашиду

Америка ташқи ишлар министирлиқиниң кишилик һоқуқ ишлириға мәсул әмәлдари сусан осуливан бу һәқтә елип берилған бир испат бериш йиғинида, хитай һөкүмитиниң интернетни контрол қилиш билән тәрбийләнгән техника хадимлириниң санини барғансери ашуриватқанлқини билдүрди.

"Хитай һөкүмити интернетни контрол қилиш үчүн тәхминән 30 миң техника мутәхәсиси йәни интернет сақчисини орунлаштурған. Шундақла улар интернеттики сиясий сәзгүрлики болған һәр қандақ матириялларни тохтитиветәләйду".

Уйғур елидин йеқинда чәтәлгә чиққан мәрдан әпәнди бу һәқтә радиомизниң зияритини қобул қилип, хитайниң уйғур елидики интернет контроллуқиниң техиму чиң икәнликини билдүрди.

Хитай һөкүмити йеқинда чиқарған кишилик һоқуқ ақ ташлиқ китабида, хитайдики пуқраларниң сөз, мәтбуат вә нәшр қилиш әркинликиниң толуқ капаләткә игә қилинғанлиқини көрситип, кишиләрниң әркин торға чиқалайдиғанлиқини махтиған иди. Бу дәрһалла хәлқарадики кишилик һоқуқ тәшкилатлириниң әйиблишигә учриди. Германийидики шәрқий түркистан учур мәркизиниң рәиси абдуҗелил қариқаш бу һәқтә тохтилип, бәзи тор бәтлиригә киргәнлики үчүн хитай һөкүмити тәрипидин қолға елинған уйғурни мисал қилди вә хитай һөкүмитиниң уйғур елидә йүргүзүватқан интернет контроллуқини әйиблиди.

Абдуҗелил қариқаш әпәнди сөзидә йәнә, хитай һөкүмитиниң уйғур елидә интернетни контрол қилипла қалмастин, һәтта чәтәлләрдә паалийәт елип бериватқан уйғур паалийәтчилириниңму интернет сестимилириға бузғунчилиқ қиливатқанлиқини ейтти.

Хитайниң интернетни ғәлибилик тосиши, башқа дөләтләр үчүн яман үлгә

Америкида чиқидиған "вашингтон почта гезити" пәйшәнбә күни елан қилған бир парчә мақалисида, хитай һөкүмитиниң интернетни ғәлибилик тосишиниң, мушундақ қилишни ойлайдиған башқа дөләтләр үчүнму бир яман үлгә болуп қалидиғанлиқини язған. Буниң билән биргә нурғун кишилик һоқуқ тәшкилатлири чәтәлләрдики чоң интернет ширкәтлирини хитайға тосуш үскүнлирини сетип бериштин сақлинишқа чақирди.

Хитай дунядики интернеткә чиққучилар сани әң көп дөләтләрниң бири болуп, нөвәттә хитайда тәхминән 100 милйон киши интернеткә чиқиду. (Пәридә)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.