Хитайниң интернетни башқуруш қаидиси кишилик һоқуқ органлириниң тәнқидигә учриди
2005.09.29

Хитай дөләт кабентиниң ахбарат идариси йеқинда елан қилған интернет хәвәрлирини вә учур алақисини башқуруш тоғрисидики йеңи бәлгилимидә, хәвәр тор бәтлири кәң хәлқ аммисиға вә дөләткә пайдилиқ учурлар билән тәминләп, амминиң мәнпәәти вә дөләт бихәтәрликигә қарши учурларни тарқитиштин сақлиниши керәк, дәп агаһландурған.
Хитай һөкүмитиниң зувани шинхуа ахбарат агентлиқиниң бу һәқтики хәвиридә тәкитлишичә, интернет вә қол телефони қатарлиқ алақилишиш вастилирида учур йоллиғучилар "сағлам болмиған" учурларни тарқатса, еғир җазалинидиғанлиқини тәкитлигән.
Кишилик һоқуқни көзүтүш тәшкилати: йеңи бәлгилимә хәлқара өлчәмгә хилап
Мәзкур бәлгилимә хәлқара кишилик һоқуқни қоғдаш органлириниң тәнқидигә учриди. Мәркизи ню - йорктики кишилик һоқуқни көзүтүш тәшкилати, мәзкур бәлгилимини бикар қилишни тәләп қилди. Кишилик һоқуқни көзүтүш тәшкилати мәзкур бәлгилимини "хәлқара җәмийәт тәрипидин ортақ етирап қилинған пуқралар һоқуқи өлчимигә хилап," дәп әйиблигән.
Шинхуа ахбарат агентлиқи, бәлгилимигә хилаплиқ қилғучиларниң қандақ җазаға тартилидиғанлиқини тилға алмиған болсиму, әмма "бейҗиң гезити," йеңи бәлгилимә интернетни қанунсиз намайиш, йиғилиш вә тәшкили паалийәтләр үчүн алақилишиш вастиси қилип қоллинишниң алдини елишкә қаритилған, дәп көрсәтти. "Бейҗиң гезити" ниң тәкитлишичә, бу бәлгилимигә хилаплиқ қилғучиларға 10 миң йүән җәриманә қоюлидикән.
Брад адамс: сияси җәһәттики чекиниш
Хитай даирилири 100 милйондин ашидиған интернет қолланғучилирини қараңғулуқта қалдуруш, уларниң тинч йоллар билән өз пикир алмаштурушиға қариғанда яхширақ, дәп қаримақта,
Кишилик һоқуқни көзүтүш тәшкилати чаршәнбә күни елан қилған баянатида, "хитай һөкүмити интернетни һөкүмәт контроллиқиға елиш йолидики қанун вә бәлгимиләрни бикар қилиш керәк," дәп әскәртип, демократик әлләрниң рәһбәрлирини " ху җинтав билән һәр қетим учрашқанда ипадә әркинликиниң хәлқара өлчимигә йеқинлишиш тоғрисида бесим ишлитишкә" чақирди.
Кишилик һоқуқни көзүтүш тәшкилатиниң асия ишлириға мәсул мудири брад адамс, йеңи бәлгилимини сияси җәһәттики зор чекиниш, дәйду. У, "йеңи бәлгилимидики маддилар хитай һөкүмити вә һакимийәт бешидики компартийини неминиң 'сағлам мәдәнийәт' икәнликигә һөкүм қилидиған бирдин - бир сотчиға айландуруп қойди," дәп көрсәтти.
Адамс, "хитай рәһбәрлириниң заманивилаштурғучилар шундақла хитайда әркинлик вә демократийини кеңәйтишкә йитәкчилик қилғучилар," дәп әскәртип, әмма " улар йәнила өз хәлқи вә заманиви җәмийәттә болидиған охшимиған хәвәр вә көз қарашлардин әнсиримәктә," дәп көрсәтти.
Америка: учур вә сөз әркинликини чәкләшкә қарши туриду
Буниң алдида америка ташқи ишлар министирлики хитайниң мәзкур бәлгилимисини тәнқидлигән иди. Ташқи ишларминистирлиқиниң баянатчиси меккормак, "америка хәвәр вә сөз әркинликини контрол қилишқа қаритилған һәр қандақ урунушқа җидди диққәт қилиду," дәйду. Мек кормак , "учур вә сөз әркинлики һәр қандақ җәмийәт үчүн интайин муһим, америка буни универсал өлчәм, дәп қарайду вә бу һоқуқни қоллайдиғанлиқини баян қилиду," дәп тәкитлигән иди.
Америка һөкүмитиниң тәнқиди хитай ташқи ишлар министирликиниң рәт қилишиға учриған. Хитай ташқи ишлар министирлиқиниң баянатчиси чин гаң, "һәр бир дөләтниң ахбарат органлири шу дөләтниң қанун - бәлгилимири бойичә иш елип бариду," дәп тәкитлигән.
Хитайниң интернетни контрол қилиш сияситини тәнқид қилғучилар, хитай һөкүмити пуқраларниң сөз қилиш әркинликини боғуп, "дөләт мәнпәәти" вә "дөләт бихәтәрлики" дегәнгә охшаш мәзмуни мүҗимәл ибариләр билән охшимиған пикир вә көз қарашларни бастуриватиду, дәп тәнқидлимәктә.
Хәлқара кәчүрүм тәшкилатидики брад адамс, "хитай даирилири 100 милйондин ашидиған интернет қолланғучилирини қараңғулуқта қалдуруш, уларниң тинч йоллар билән өз пикир алмаштурушиға қариғанда яхширақ, дәп қаримақта," дәйду.
Америка интернет ширкәтлири хитай билән һәмкарлишиватиду
Хәлқара кишилик һоқуқни көзүтүш тәшкилати Yahoo, Google, Microsoft қатарлиқ хәлқара интернет мулазимәт ширкәтлирини пул тепиш үчүн хитай һөкүмитиниң сөз әркинликини боғушиға маслишиватиду, дәп әйиблигән.
Меккормак, америка ширкәтлириниң хитай һөкүмитини интернет сүзгүчи билән тәминләватқанлиқини тәкитлигән бир мухбирға, "сөз әркинликигә тосалғу болидиған һәр қандақ һәрикәт бизниң диққитимизни қозғайду," деди. Әмма униң тәкитлишичә, америка һөкүмити һазирғичә хитайға һәмкарлишиватқан бу ширкәтләр билән бивастә сөзлишип бақмиған.
Хитайда 1997 - йилғичә интернет қолланғучилар сани 620 миң болуп, һазир100 милйондин ашқан. (Әркин)
Мунасивәтлик мақалилар
- Хитайда интернет ишлитишниң хәвпи барғансери ашмақта
- Хитай һөкүмити интернеткә болған контроллуқини техиму күчәйтти
- Уйғур елидә интернеткә болған контроллуқ еғир болмақта
- Хитай һөкүмити японийигә қарши мәзмунлар болған тор бәтләрни тосиди
- Америка дөләт мәҗлиси хитайниң җәмийәт контроллиқи һәққидә испат бериш йиғини өткүзди
- Хитай интернетни тосушта ғәлибә қилмақта