Чегрисиз мухбирлар тәшкилати интернет әркинликини қоғдайдиған тәклипләрни сунди


2006.01.10
CHINA-INTERNET-POLICE-200.jpg
2002-Йили июлда, хитай сақчиси бир торханини тәкшермәктә. Хитай һөкүмити нурғун пул хәҗләп интернетни тосуш арқилиқ, хәлқниң әркин торға чиқишиға тосқунлуқ қилмақта. AFP

Йеқинда баш шитаби франсийидики чегрисиз мухбирлар тәшкилати дуняда интернет әркинликини техиму капаләткә игә қилиш үчүн 6 түрлүк тәклип чиқарған болуп, тәклиптә мәзкур тәшкилат америка һөкүмитидин америкидики чоң интернет мулазимәт ширкәтлирини хитайға охшаш интернет әркинликини боғидиған дөләтләргә интернетни тосайдиған техникиларни беришкә йол қоймаслиқини тәләп қилған.

Улар бу тәклипләрни асаслиқи америка һөкүмити вә америка дөләт мәҗлисигә қарита сунған. Чүнки тәклиптә тилға елинған интернет мулазимәт ширкәтлириниң һәммиси америкидики ширкәтләр икән. Лекин шундақтиму бу тәшкилат йәнә бу тәклипләргә дунядики барлиқ демократик дөләтләрниң риайә қилишини күткәчкә, буни йәнә явропа иттипақиға вә хәлқара иқтисадий һәмкарлиқ вә тәрәққият тәшкилатиғиму йоллиған.

Тәклипләрниң мәзмуни

Бу 6 түрлүк тәклип төвәндикичә: америка ширкәтлириниң интернетни боғидиған дөләтләргә еликтронлуқ хәт мулазимәт әсвабини орнутушиға йол қоймаслиқ; интернәтни боғидиған дөләтләр үчүн "демократийә", "кишилик һоқуқ" қатарлиқ һалқилиқ сөзләрни сүзгүч әсваплирини орнитип беришкә йол қоймаслиқ; һәр хил тор бәтлири вә муназирә мәйдани қатарлиқларни башқуридиған баш компютерни, интернетни боғидиған дөләтләрниң тәвәликигә йөткәшкә йол қоймаслиқ; америка ширкәтлирини интернет әркинликини чәкләйдиған дөләтләргә интернет тәкшүргүч юмшақ деталлирини қоюп беришкә йол қоймаслиқ; әгәр америка ширкәтлири, интернетни боғидиған дөләтләргә интернетни назарәт қилиш техникилири яки үскүнлирини бәрмәкчи болса, у һалда бу чоқум америка сода министирлиқиниң тәстиқидин өтүши лазим; америка ширкәтлириниң интернетни боғидиған дөләтләргә интернетни назарәт қилиш техника тәрбийилишини елип беришиға йол қоймаслиқ қатарлиқлар.

Хитай ахири баш әгмәй амал йоқ

Биз америка ширкәтлириниң биз оттуриға қойған бу 6 хил тәклип үстидә хитай даирилири билән сөһбәтлишишни үмид қилимиз. Әгәр бу ширкәтләр қаттиқла туруп бәрсә, биз ишинимиз хитай ахири баш әгмәй амал йоқ.

Чегрисиз мухбирлар тәшкилатиниң доклатида тилға елинған интернетни боғидиған дөләтләрниң ичидә хитай алдинқи орунда туриду. Бу һәқтә зияритимизни қобул қилған мәзкур тәшкилат баянатчиси җулиан пән, уларниң бу 6 түрлүк тәклип арқилиқ дунядики интернет әркинликини техиму капаләткә игә қилишни мәқсәт қилғанлиқини ейтти. Әмма у сөзидә уларниң һәргизму америка ширкәтлириниң хитай билән сода қилишиға тосқунлуқ қилиш нийитиниң йоқлиқини әскәртти.

"Биз америка ширкәтлиригә шуни ейтимиз, силәрниң әлвәттә хитай билән сода қилиш һоқуқиңлар бар. Биз бу ширкәтләргә хитай билән болған содини тохтитиңлар демәймиз. Биз пәқәт бу ширкәтләрниң хитайға охшаш интернетни боғидиған дөләтләр билән сода қилғанда, бу дөләтләрни сөз әркинликигә охшаш әқәллий қиммәт қаришиға һөрмәт қилишқа үндишини үмид қилимиз. Бу ширкәтләр узундин бери, биз чоқум алақә қилған дөләтләрниң қануниға һөрмәт қилишимиз керәк дәп кәлди. Лекин бизниң дәйдиғинимиз, бу дөләтләр адәттики қиммәт қаришиғиму һөрмәт қилмиғанда, Yahoo, Microsoft вә Google ға охшаш ширкәтләрни хитай һөкүмитигә 'яқ' дейәлиши керәк дәп қараймиз. Биз америка ширкәтлириниң биз оттуриға қойған бу 6 хил тәклип үстидә хитай даирилири билән сөһбәтлишишни үмид қилимиз. Әгәр бу ширкәтләр қаттиқла туруп бәрсә, биз ишинимиз хитай ахири баш әгмәй амал йоқ".

Җулиан пән сөзидә йәнә, електиронлуқ хәт мулазимәт әсвабини мисал қилип, улар оттуриға қойған тәклипниң интернет ишләткүчиләргә қолайсизлиқ яратмайдиғанлиқини әскәртти:

"Електронлуқ хәт мулазиметири америкида турсиму, охшашла хитайдики кәң интернеткә чиққучилар үчүн мулазимәт қилалайду. Буни хитайға йөткәшниң зөрүрийити йоқ. Әгәр електронлуқ хәт мулазиметири америкида турса, у чағда хитайдики интернет сақчилири америка бихәтәрлик органлириниң рухситини алмай туруп, електронлуқ хәт алақә қилғучиларға даир учурларға еришәлмигән болатти".

Үмид

Җулиан пән йәнә, америка ширкәтлириниң уларниң бу тәклиплирини қобул қилишини үмид қилидиғанлиқини, навада бу америка ширкәтлири буни қобул қилмиған тәғдирдиму, америка дөләт мәҗлисиниң мунасивәтлик қанун-бәлгилимиләрни чиқирип, бу тәклипниң роһини әмәлийләштүришини тәвсийә қилидиғанлиқини ейтти.

Интернет гезити болған "хәвәрләр мәҗмуәси" ниң тәһрири ву фән бу мунасивәт билән зияритимизни қобул қилип, чегрисиз мухбирлар тәшкилати оттуриға қойған бу тәклипләрни тәриплиди:

"Мениңчә чегрисиз мухбирлар тәшкилатиниң бу тәклипи наһайити яхши болған. Мән буниңдин бәк хушал болдум. Мушундақ болғанда, хитай һөкүмитиниң америка техникисидин пайдилинип хитайдики интернет вә учур әркинликини боғушини йилтизидин йоқатқили болиду. Мән америка президенти вә америка дөләт мәҗлисиниң бу тәклипни мақуллишини һәмдә буни дәрһал әмәлийләштүрүшини үмид қилимән".

Чегрисиз мухбирлар тәшкилатиниң тор бетидә елан қилинған хәвәрдә көрситилишичә, мәзкур тәшкилат 2002‏-йилидин буян һәр қайси чоң ширкәтләргә хәт йезип, интернет әркинлики мәсилисидә пикир алмаштурушни тәләп қилған болсиму, әмма улар бу ширкәтләрдин һечқандақ яхши җаваб алалмиған. Һәтта Google ширкитидин башқа ширкәтләр чегрисиз мухбирлар тәшкилати билән бу һәқтә сөһбәт өткүзүшни очуқ рәт қилған. (Пәридә)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.