Хитайға ярдәмләшкән америкидики интернет ширкәтлири тәнқидкә учриди


2006.02.02
internet.jpg
Америка дөләт мәҗлиси әзаси Tim Ryan йиғинға риясәтчилик қилмақта. RFA

Америка дөләт мәҗлиси кишилик һоқуқ комитетиниң билдүрүшичә, америкидики 4 чоң интернет ширкити 1‏-феврал чаршәнбә күнидики америка дөләт мәҗлисиниң гуваһлиқ бериш йиғиниға қатнишишни рәт қилған. Нөвәттә Cisco, Google, Microsoft вә Yahoo қатарлиқ бу ширкәтләр хитай һөкүмитигә ярдәмлишип, интернет учурлирини тосашқа ярдәмләшкәнлики билән күчлүк тәнқидкә учримақта.

Интернет ширикәтлири әйибләнди

Бу гуваһлиқ бериш йиғинида башлиниш нутуқи сөзлигән америка дөләт мәҗлиси кишилик һоқуқ комитетиниң рәиси том лантус мәзкур гуваһлиқ бериш йиғиниға қатнашқанлар вә гуваһлиқ бәргүчиләр алдида қилған сөзидә, бу ширкәтләрниң мәзкур йиғинға қатнашмиғанлиқини әйиблиди. У мундақ деди:

"Зор нәтиҗиләрни қазанған юқири техникилиқ бу ширкәтләр, мәзкур йиғинға вәкил әвәтәлмигәнликидин номус һес қилиши керәк. Улар өзлириниң барлиқ күчи, тәсири, байлиқи вә йирақни көрүшчанлиқи туруқлуқ, хитайда һәр күни зор җүрәт билән паалийәт қиливатқан кишилик һоқуқ паалийәтчилириниң актип һәрикитигә сәл қариди".

Том ләнтос сөзидә, бу ширкәтләрни өзлириниң шәхсий пайдисини көзләп "хитай һөкүмитиниң бесимиға баш әгди" дәп әйиблиди.

Хитай интернетни бастурушта дуня чемпийони

Йиғинға қатнашқан чегрисиз мухбирларни қоғдаш тәшкилатиниң вашингтондики вәкили луси мориллон, барлиқ истибдат һакимийәтләрниң хәлқниң немини оқуши вә торда немиләрни ейтишини контрол қилишқа урунидиғанлиқини ейтти. Луси мориллон "хитай интернетни бастурушта дуня чимпийонидур" деди:

"Хитай бастурмичи һакимийәтләр арисидики, интернетсиз һечнемә қилғили болмайдиғанлиқини билгән, шуңа уни контроллуқ астиға елиш керәк дегәнни алди билән һес қилған дөләтләрниң бири. У йәнә, интернет әслиһәлирини кеңәйтиш билән бир вақитта, тордики қарши пикирләрни тосашқа урунған дөләтләрниң бири".

Мориллон сөзидә йәнә, хитай һөкүмитиниң интернеттики учурларни тосаш үчүн нәччә он милйон доллар пул сәрп қилғанлиқини һәмдә хитайниң бундақ қилишта ғәрб ширкәтлириниң ярдимигә еришкәнликини әскәртти. Мориллон әпәнди, 2002‏- йилидин башлап яху ширкитиниң хитай һөкүмитигә ярдәмлишип, һөкүмәт чәклигән сөзләрни тосашқа мақул болғанлиқини һәтта хитай сақчилирини техникилиқ учур билән тәминләп, мухбир ши тавниң салаһийитини тепишқа вә уни түрмигә ташлашқа ярдәмләшкәнликини ейтти.

Чеграсиз мухбирлар тәшкилатидики мориллон ханим сөзидә йәнә, Microsoft, Google вә Cisco қатарлиқ интернет ширкәтлириниңму, яхуға охшашла хитайға интернет учурлирини сүзгүч әсваблирини йәткүзгәнликини әйиблиди:

"Бу сүзгүч әсвабларни қандақ ишлитиш тоғрисида һәтта Cisco ширкитиниң хитайдики компютер хадимлирини чениқтурғанлиқи гуман қилинмақта"

Мориллон сөзидә бу һәрикәтләрниң хәлқара кишилик һоқуқ хитапнамисида көрситилгән сөз әркинликигә хилап һәрикәт икәнликини әскәртти.

Дуняда икки хил интернет мәвҗут болуп туриду

Кишилик һоқуқ көзитиш тәшкилатиниң дериктори том малиновискиму йиғинда сөз қилип, "интернет , диктаторлуқ җәмийәтләрдә азад қилиш күчи болуштәк йошурун иқтидарға игә" дәп көрсәтти. У йәнә, бу күчниң пәқәт учурларға чәклимисиз еришкили болғандила андин җари болидиғанлиқини, әксичә болғанда интернетниң наһайити асанла бастуруш қоралиға айлинип қалидиғанлиқини ейтти. Малиновиски ғәрбтики интернет ширкәтлириниң даим "хитайда әркинлик даирисини кеңәйтиватимиз" дийиши һәққидә тохтилип мундақ деди.

"Бу ширкәтләрниң, әркинликкә пайдиси болған күчни боғуп туруп, 'биз хитайда әркинлик даирисини кеңәйтиватимиз ' дейиши логикилиқ әмәс. Әгәр уларниң хитайдики мәвҗутлуқи пайдилиқ болса, улар өзлири тәминләватқан нәрсилириниң сап нәрсә икәнликини оттуриға чиқип қоғдиялиши керәк иди".

Малиновиски әпәнди йиғинда йәнә, әгәр ғәрбтики интернет ширкәтлири давамлиқ түрдә хитайниң мәқсидигә баш егивәрсә, у һалда дунядики башқа истибдат һакимийәтләрниңму охшаш мәқсәттә чиң туривалидиғанлиқини әскәртип, "у чағда дуняда икки хил интернет мәвҗут болуп туриду" деди. (Пәридә)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.