Канада мәтбуатлири хитайниң интернет контроллуқини әйиблиди
2006.02.20
Канада мәтбуатлири хитай һөкүмитиниң интернетни қамал қилиш вә әркин пикирдики мәтбуатларни чәкләш һәрикәтлиригә алаһидә диққәт қилмақта.
Йеңи учур дәври мустәбит һакимийәтләрниң заваллиққа йүзлинишини тизлитиду
Канададики әң чоң гезитләрниң бири болған “Toronto Star” гезитидики "интернет ширкәтлири хитайниң бесимиға тиз пүкти", намлиқ мақалида хәлқаралиқ чоң ширкәт болған Yahoo, Microsoft, Google қатарлиқ интәрнәт ширкәтләрниң иқтисади мәнпәәтни көздә тутуп, бир партийилик мустәбит түзүмдики хитайниң интернетни қамал қилишиға һәмкарлашқанлиқи тәнқит қилинған һәмдә интәрнәт ширкәтлириниң бу һәрикәтлириниң ғәрб дөләтлириниң әхлақ принсиплириға, әркинлик вә кишилик һоқуқ чүшәнчилиригә зит икәнлики шуңа, америкиниң ғәрб дөләтлиригә үлгә болуп, мустәбит һакимийәтләрниң мәтбуат әркинликини чәклишигә һәмкарлашқан бу ширкәтләргә тәдбир қолланмақчи болғанлиғини әскәртилгән.
Бу мақалида, 1989 йили тиәнәнмәндики оқуғучиларниң демократик вә әркинлик тәләплирини танкилар билән бастурған хитай, әмди хәлқниң әркин мәтбуатқа болған тәләплирини ғәрб интәрнәт ширкәтлириниң қоли арқилиқ боғуп ташлашқа урунмақта. Дейилиду.
Мақалида йәнә хитай даирлириниң компартийисиниң мутләқ һөкүмранлиқини сақлап қелиш үчүн, хәлқниң әркин учурларға еришишини, демократик чүшәнчиләрдин хәвәрдар болушини чәкләшкә уруниватқанлиқи, амма 21 әсирдики йеңи учур дәвриниң мустәбит һакимийәтләрниң заваллиққа йүзлинишини тизлитидиғанлиқи тәкитләнгән.
Хитай һөкүмити контроллиқидики телевизор қаналлириниң канадада тарқитилиш мәсилиси
"Ванкувер сан" намлиқ гезиттә елан қилинған "соз әркинлики вә хитай компартийисиниң тәшвиқати, бәиҗиң өзи контрол қилған телевизийә программилирини канадада тарқитишни умут қилмақта" сәрләвһилик мақалидә болса, хитай һөкүмитиниң дөләт ичидә хәлқниң мәтбуат әркинликини қаттиқ боғуватқанлиқи, әркин пикирдики гезитләрни печәтләватқанлиқи вә бир қисим мустәқил язғучиларни дөләтниң мәхпийәтликини сиртқа ашкарилиди, дегәндәк намлар билән қолға еливатқанлиқи, бундақ әһвалда йәнә нимә үчүн һөкүмәт контроллиқидики телевизор қаналлириниң канадада программа тарқатмақчи болғанлиғи һәққидә муназирә елип берилған.
Мақалида, хитай һөкүмити көңүл қуюп пәдәзлигән телевизийә программилири арқилиқ, канада тәрәпниң синзорлиридин қутулуп, канадаға бивастә киришни хиял қилмақта. Хитайниң мәқсити қануни йоллар арқилиқ, канадада җамаитини қаймуқтуруш вә бу йәрдики хитайларни парчилаш, дейилгән.
Бу йил йил бешида, хитай даирлири һөкүмәт контроллиқидики 9 телевизийә истансисиниң, канадада программа тарқитиш һоқуқи беришни, канада һөкүмитидин тәләп қилғаниди. Мәлуматқа қариғанда, хитай даирлири һазирчә, баш шитаби хоңкоңдики сумруғ телевизийә истансисиниң канадада программа тарқитиш һоқуқиға еришкән. Амма канада радио телевизийини башқуруш идариси тәңпуңлуқни сақлаш үчүн, фалуңуңчиларға майил болған, "йеңи таң телевизийә истансиси" гиму канадада қанунлуқ программа тарқитиш һоқуқини бәргән..
Әмилийәттә хитай компартийисиниң зувани
Биз канададики "йеңи таң" телевизийисиниң мәсули ваң шявҗуни зиярәт қилғинимизда, у, хитайдики телевизийә истансилириниң дөләт тәрипидин тәсис қилинидиғанлиғи, униң канада вә ғерип дөләтлиридики мустәқил ахбарат вастилири билән пүтүнләй охшимайдиғанлиқини баян қилип мундақ дәди:
"Шуңа булар телевизийә истансиси әмәс, әмилийәттә хитай компартийисиниң зуванидур. Бу нохтилар хитай даирлириниң һөҗҗәтлиридә вә әмәлдарлириниң сөзлиридә қайта-қайта оттуриға қуюлмақта. Улар көпчиликкә тоғра учурларни йәткүзуш үчүн әмәс бәлки хоҗайинлириниң буйруқлирини ада қилиш вәзиписини отәйду. Канадани тилға алсақ, либерал партийә яки консерватип партийиси болсун, уларниң телевизийә истансисилири болмайду. Һөкүмәтниң техиму шундақ.
У хитайниң телевизийә истансилири канадаға кирсә бу йәрдики хитайларни контрол қилиш вә уларниң меңисини ююшқа урунидиғанли, бу йәрдики уйғурлар вә тибәтликләргиму тәсир корситидиғанлиғини баян қилип: "хитай телевизийиси хитай компартийисиниң зувани болғанлиғи үчүн, хитай коммунистлири қайси гуруһ вә қайси хәлқни, йәни тибәтликләрни, уйғурларни, фолуңоңчиларни вә яки демократларни бастурса, улар дәрру буларға маслишип, ялған һәвәр ойдуруш чиқиду вә өчмәнликни қозғаш қатарлиқ усулларни қоллиниду. Амма хитай даирлириниң ахбарат вастилирида ишлитидиған оз-ара өчмәнликни қозғаш уссули канада қанунида чәкләнгән. " Дәйду.
Мәлуматиға қариғанда, бир қисим канадалиқларда, хитай телевизийә истансилири канадаға кирсә, улар ғәрб ахбарат вастилириниң усуллирини өгинишкә мәҗбур болиши мумкин дегәндәк қарашму бар икән.
Идеологийә хитай үчүн һәммидин муһим
Канададики уйғур зиялийси вә сияси паалийәтчи ғулам әпәнди бу қарашлар һәққидә тохтилип, коммунистларниң инсанларниң идеологийисини бузуш вә уни контрол қилишни өзиниң һакимийитини сақлап қилиштики бир муһим қорал қилғанлиқини, шуңа хитай болупму уйғур елидә һәр даим идеологийини муһим орунға қоюп кәлгәнликини, хитай компартийисиниң ахбаратни әркин қоюп беришниң өзлириниң һөкүмранлиқини заванлиққа елип баридиғанлиқини билидиғанлиқини оттуриға қойди.
Мәлуматларға қариғанда канада радио телевизийини башқуруш идариси хитай телевизийә истансилириниң канадада программа тарқитиш тәлипигә қарита, ахирқи қарарни бу йилниң отурлирида беридикән. (Камил турсун)
Мунасивәтлик мақалилар
- Yahoo, Google Ларниң хитайға һәмкарлишиш мәсилисидә гуваһлиқ бериш йиғини уюштурулди
- Әркинлик сарийи: хитай һәр хил усуллар билән мәтбуат әркинликини контрол қиливатиду
- Хитайға ярдәмләшкән америкидики интернет ширкәтлири тәнқидкә учриди
- Хитай тор бәтлиридә уйғурлар һәққидики муназириләр көпәймәктә
- Чегрисиз мухбирлар тәшкилати интернет әркинликини қоғдайдиған тәклипләрни сунди
- Хитай һөкүмити канадада тоққуз телевизийә истансиси қурмақчи