Хитай, дуня бойичә интернет тор бәтлирини әң қаттиқ контрол қиливатқан дөләт


2006.02.22

Хитай һөкүмитиниң мәтбуат вә интернет тор бәтлирини қаттиқ контрол қилиши чегрисиз мухбирлар тәшкилати вә мухбирларни қоғдаш комитети қатарлиқ хәлқара тәшкилатларниң қаттиқ әйиблишигә дуч кәлмәктә. Лекин йеқинда хитай ташқи ишлар министирлиқиниң баянатчиси чин гаң бу һәқтә нурғун баһаниләрни көрситип, хитай һөкүмитиниң интернет тор бәтлирини ишлитиш мәсилисидә зор чәклимиләрни қоюватқанлиқиға көз юмуп, хитайдики интернет тор бәтлирини " наһайити нормал вә сағлам һалда тәрәққи қилмақта" дәп җакарлиған.

Хитай ташқи ишлар министирлиқиниң хитайдики интернет тор бәтлириниң һөкүмәт тәрипидин қаттиқ контрол қилиниватқанлиқиға көз юмуши нурғунлиған кишиләрниң қаттиқ наразилиқини вә нәпритини қозғимақта. Бу һәқтә америкида турушлуқ уйғур зиялийси сидиқ һаҗи әпәнди зияритимизни қобул қилип, өз көз қарашлирини баян қилди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.