Бейҗиң һөкүмити 3 чоң солчилар тор бетини тақивәтти
2006.02.23
Йеқинда хитай һөкүмити бейҗиңда мәмликәтлик хәлқ қурултийи вә сиясий кеңәш йиғини ачмақчи. Хитай һөкүмити мәзкур йиғинларни ечишниң алдида, хитайдики "ишчилар торбети ", "ишчи деһқан вә әскәр ббс тор бети" вә "коммунистлар тор бети" қатарлиқ 3 чоң солчилар тор бетини тақивәткән.
Тәшвиқат нишани
Хоңкоңда нәш р қилинидиған миңбав гезитидә берилгән хәвәрдин мәлум болушичә, бейҗиң һөкүмитиниң мәзкур тор бәтләрни тақиветиши, бу тор бәтләрдә елан қилинған мәзмунларниң көп сандикиси сиясий характерлик болғанлиқтин икән һәмдә мәблиғи бәлгилимидики 10 милйон сомдин төвән болғачқа, қанунсиз ечилған тор бәтләр дәп қаралған.
Хоңкоңда нәшр қилинидиған "ислаһат гезити" ниң баш тәһрири чәй яңвей ханим хитай һөкүмити тәрипидин тақиветилгән бу 3 чоң тор бети һәққидә тохтилип, "тақиветилгән бу тор бәтләр гәрчә солчи болуп маркисизм идийисини тәшвиқ қилсиму, коммунист хитайниң һазирқи сияситигиму интайин қарши. Улар хитай һөкүмитигә давамлиқ тәнқидий пикир берип, компартийә ичидики чириклик қатарлиқ мәсилиләрни паш қилип, һөкүмәтниң кәң ишчи - деһқанларниң мәнпәәтини бир чәткә қайрип қоюп, улар билән кари болмайватқанлиқиға қаттиқ наразилиқ билдүрүп кәлгән " дәп көрсәтти.
Миңбав гезитидә берилгән хәвәрдин мәлум болушичә, юқирида дәп өткән бу 3 чоң солчил тор бети давамлиқ ишчиларниң мәнпәәтини асасий орунға қоюп, иштин бошитивитилгән ишчилар һәққидә көпләп хәвәр вә мәлуматларни беридикән. Болупму йеқиндин буян, мәзкур тор бәтләр ишчиларниң өз һоқуқини қоғдаш һәрикити һәққидә нурғун мақалиләрни елан қилип, хитай һөкүмити йүргүзүватқан ислаһат елип бериш сияситини қаттиқ тәнқид қилғанлиқтин, мәркизий һөкүмәт тәрипидин мәний қилинған.
Һәр қил қарашлар
Америка висконсин университетиниң профессори ваң җәнвей "немә үчүн бу тор бәтләр дәсләптә мәний қилинмай, әмди чәклиниду" дегән мәсилә һәққидә тохтилип, "бундақ болуштики сәвәб, хитай һөкүмити һазир пәқәт оңчилар тәрипидинла әмәс, солчилар тәрипидинму тәнқидкә учримақта. Һазир мәйли демократийини тәшәббус қилидиған оңчилар болсун яки марксизмни тәшвиқ қилидиған солчилар болсун, һәммиси дегидәк хитай һөкүмитиниң һазирқи сияситигә қарши чиқмақта. Улар оттуриға қоюватқан мәсилиләр асасий җәһәттин охшаш болуп, көпрәк җәмийәттики наһәқчилик, парихорлуқ вә чириклик қатарлиқ мәсилиләрни паш қилиду. Шуңа һазир хитай һөкүмити иккила тәрәпниң җәң елан қилишиға дуч кәлмәктә " дәп анализ қилди.
Хоңкоңда нәшр қилинидиған ислаһат җурнилиниң баш тәһрири чәй юңмей ханим "хитай һөкүмити ачмақчи болуватқан мәмликәтлик хәлқ қурултийи вә сиясий кеңәш йиғини әслидә хәлқниң мәнпәәти билән зич мунасивәтлик болған мәсилиләрни һәл қилиш йиғини болуши керәк иди. Чүнки мәзкур йиғинға қатнашқан қурултай вәкиллири хәлқниң ирадисигә вәкиллик қилип, хәлқниң дәрт - әләмлирини аңлиғучилар болуши керәк. Лекин адәмни һәйран қалдурудини, дәл мушундақ бир пәйттә йәни хәлқниң арзу -арман вә тәнқидий пикирлирини аңлаш пурсити йетип кәлгән бундақ бир пәйттә, хитай һөкүмитиниң бу тор бәтләрни тақиветиши бәкла бимәнә бир иш. Бу хил әһвал астида йиғин ечишниң өзи шәкилвазлиқ қилғанлиқ. Чүнки улар хәлқниң қурултай вәкиллиригә берип әрз сунуп, өз абруйиға тәсир йәткүзидиған ишларниң йүз берип қилишидин бәкму қорқиду " дәп хитай һөкүмитини қаттиқ тәнқидлиди.
Миң бав гезитидә берилгән хәвәрдин мәлум болушичә, гәрчә хитай һөкүмити юқирида көрситилгән 3 чоң солчил тор бетини тақивәткән болсиму, мәзкур торбәтләрниң мәсули " биздә һазир я пул, я һоқуқ болмиғачқа, тақаш буйруқиға бойсунмай илаҗ болмиди. Лекин пурсәт тепип, йәнила давамлиқ һалда ишчи - деһқанларниң авазини аңлитимиз " дәп билдүргән. (Меһрибан)
Мунасивәтлик мақалилар
- Хитай, дуня бойичә интернет тор бәтлирини әң қаттиқ контрол қиливатқан дөләт
- Хитайда мәтбуат әмәлдарларниң чаңгилида
- Мухбирларни қоғдаш комитети йиллиқ доклат елан қилди
- Канада мәтбуатлири хитайниң интернет контроллуқини әйиблиди
- Yahoo, Google Ларниң хитайға һәмкарлишиш мәсилисидә гуваһлиқ бериш йиғини уюштурулди
- Әркинлик сарийи: хитай һәр хил усуллар билән мәтбуат әркинликини контрол қиливатиду
- Хитайға ярдәмләшкән америкидики интернет ширкәтлири тәнқидкә учриди