Уйғур елидики интернет тор бәтлири техиму қаттиқ контрол қилинмақта


2007.01.26

Хитай компартийә секретари ху җинтавниң интернет тор бетини башқуруш һәққидә қилған сөзи хәлқарада хели ғулғула қозғиған болуп, анализчилар "ху җинтавниң бу қетимқи йолйоруқидин кейин, хитай һөкүмитиниң һәрқайси өлкиләрдә, болупму уйғур елидә интернеткә болған контроллуқи техиму күчийип кетиши мумкин" дәп пәрз қилмақта.

Ройтерс агентлиқиниң чаршәнбә күни бәргән хәвиридә ху җинтавниң интернет һәққидә қилған сөзигә баһа берип, "хитай һөкүмитиниң бир -дин бир мәқсити пуқраларниң интернет тор бетини ишлитиштики әркинликини контрол қилиш" дәп көрситилгән.

Америкидики хитай көплигән хитай зиялилири хитай һөкүмитиниң интернеткә болған контроллуқиниң әзәлдин наһайити чиң болуп кәлгәнликини, ху җинтав бу қетимқи сөзидин кейин, пуқраларниң бу җәһәттики әркинлики техиму зор тосалғуларға дуч келидиғанлиқини оттуриға қоймақта, улар йәнә "хитай һөкүмити бундин кейин аз санлиқ милләтләр районидики, болупму тибәт вә уйғур елидики интернет тор бәтлирини техиму илғар техник вә усуллар арқилиқ контрол қилиши мумкин, шундақла бу һәқтә алди билән чәтәл тор бәтлирини асаси нишан қилиши мумкин" дәп билдүрди.

Күзәткүчиләрниң билдүришичә, йеқинқи йиллардин буян, уйғур елидики интернет тор бәтлири һәқиқәтән интайин қаттиқ контрол қилинип кәлмәктә икән. Мәсилән һазир уйғур елидики һәр қандақ бир тор бәткә кирмәкчи болса, баш бәтниң өзидила "тор бетимизниң түзүмигә бойсунуң, сөз һәрикәтлириғизгә диққәт қилиң, бир ‏-икки еғиз гәпни хата қилип қоюп, қануний җазаға тартилип қалмаң" қатарлиқ агаһландурушлар йезилған.

Мунасивәтлик хәвәрләрдин мәлум болишичә, йеқинқи йиллардин буян, хитай һөкүмити мәйли хитай өлкилиридә болсун, яки уйғур елини өз ичигә алған аз санлиқ милләтләр районида болсун, нурғун тор бәтләрни тақивәткән. Канадада турушлуқ дуня уйғур қурултийиниң муавин рәиси муһәммәт тохти әпәнди уйғур елидики тор бәтләрниң хитай өлкилиридикидинму қаттиқ контрол қилинмақта, уйғур хәлқи әркин пикир баян қилиш җәһәттә хитай пуқралириға қариғанда, техиму бәк бичарә һаләттә қалған дәп билдүрди.

Бу мунасивәт билән уйғур зиялийси муһәммәт тохти әпәнди радиомизниң зияритини қобул қилип, хитай һөкүмитиниң уйғур елидики тор бәтләрни нәқәдәр қаттиқ контрол қиливатқанлиқини оттуриға қойди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.