Америкида лайиһилиниватқан "пүтүн йәр шарида интернет пикир әркинлики қануни" хәлқарада қоллашқа еришти
2006.07.19
Франсийә агентлиқиниң вашингтондин хәвәр қилишичә, америка дөләт мәҗлисидә, америкиниң нюҗерси штатидики җумһурийәтчи дөләт мәҗлиси әзаси кристофер симис әпәндиниң башламчилиқида оттуриға қоюлған "пүтүн йәр шарида интернет пикир әркинлики қануни" һазир лайиһилиниватиду. Бу қанун һазир америкиниң дөләт мәҗлисидә мақуллиниш алдида туруватқанда, чегрисиз мухбирлар , хәлқара кәчүрүм тәшкилати, кишилик һоқуқ көзүтүш тәшкилати, хитай учур мәркизи, лавгәй фонд җәмийити, америка қәләмкәшләр җәмийити қатарлиқ 14 хәлқаралиқ тәшкилат уни қоллап баянат елан қилған вә баянатлирида америка дөләт мәҗлисидин бу қанун лайиһисини тиз мақуллашни тәләп қилған.
Қоллашқа еришкән лайиһә
Хәвәрдә баян қилинишичә, "пүтүн йәр шарида интернет пикир әркинлики қануни" дәп атилидиған бу қанун лайиһиси дунядики әң чоң интернет ширкәтлиридин болған яху, гугул, майкрусофт, сиско қатарлиқ ширкәтләрниң бәзи һәрикәтлирини чәкләшниму мәқсәт қилған. Бу ширкәтләр хитайда һөкүмәт даирилириниң интернеткә назарәт қилиши, охшимиған сиясий пикирдики әрбабларни ахтуруп тепиши, бәзи сәзгүр ибариләрни тор бәтлиридин сүзүп чиқириветишни қатарлиқ урунушлири үчүн техника җәһәттин һәмкарлашқан икән. Баш оргини парижда туридиған хәлқара учур әркинлики тәшкилатиниң башлиқи җүлияни америкида лайиһилиниватқан "пүтүн йәр шарида интернет пикир әркинлики қануни"ға баһа берип "ишинимәнки бу қанун заманимиздики бир чоң илгириләш болуп қалиду" дегән.
Дуня уйғур қурултийиниң баянатчиси дилшат ришит әпәндиму бүгүн баянат елан қилип, һазир америка дөләт мәҗлисидә лайиһилиниватқан "пүтүн йәр шарида интернет пикир әркинлики қануни" ни қизғин қоллиди.
Хитай һөкүмитиниң интернеттики охшимиған пикирләрни бастуруши җиддий давам қиливатиду
Радиомиз мухбириниң хәвәр қилишичә, чоң қуруқлуқта һазир хитай һөкүмитиниң интернеттики охшимиған пикирләрни бастуруши җиддий давам қиливатиду. Җәмийәттә униңға қарита қаршилиқиму наһайити кәскин вә дадил.
Йеқинда хитайда "демократик партийиләр" дәп атилидиған тәшкилатлардин "гоминдаң инқилабий комитети" дегән органниң тор бетидә хитай коммунист һөкүмити чәкләйдиған бәзи мәзмунлар пәйда болуп қалған икән. Һөкүмәт буниңға тәдбир қоллунуп фуҗәндики бир тор бетини тарқитивәткән. Фуҗәндә хитай һөкүмити тәрипидин тарқитиветилгән тор бетиниң хизмәтчиси мухбиримизға әһвални сөзләп бәргән. Униң ейтишичә, чоң қуруқлуқтики гоминдаң тәшкилатлириниң тор бәтлиридә тосаттинла "гоминдаң коммунист партийини һимайә қилиду" дегәндәк ибариләр пәйда болған икән. Униң ейтишичә, мустәқил бир партийә һечқачан башқа бир партийиниң көз қаришини һимайә қилмайду. Шуңлашқа у киши шу тор бетигә һуҗум қилип кирип, униңға "үч йиллиқ чоң апәт хатириси", "сәккизинчи армийиниң пиңшингуән уруши һәққидә йезилған сахтилиқлар" дегәндәк 9 парчә чоң мақалини киргүзүп қойған. Шуниңдин кейин хитай һөкүмити фуҗәндики бир тор бетини издәп тепип тақивәткән.
Хитай һөкүмити тақивәткән фуҗәндики бу тор бети хизмәтчисиниң мухбиримизға ейтип беришичә, у киши гәрчә һөкүмәтниң тор бәтлиригә кирип униңдики мәзмунларни пүтүнләй өзгәртивитәләйдиған қабилийәткә игә болсиму, әмма ундақ қилмай, пәқәт коммунист партийиниң көз қаришиға охшимайдиған мақалиларнила киргүзүп қоюп, бу арқилиқ уларни агаһландурған. Бу киши һазир өзиниң хәтәр ичидә икәнликини билидикән, әмма у өзигә хас етиқат, ишәнч вә қабилийәт бар адәм болғачқа, у һазир өзигә келидиған хәтәргә псән қилмайдикән. (Вәли)
Мунасивәтлик мақалилар
- Хитайда иҗра қилинишқа башлиған йеңи "интернет қануни" уйғурларға техиму чоң тәһдит болғуси
- Хитай һөкүмити интернет тор бәтлирини тазилаш һәрикитини күчәйтмәктә
- Дуня ахбарат әркинлик күни вә хитайдики вәзийәт
- яху ширкити йәнә бир хитай өктичисиниң түрмигә ташлинишиға четилди
- Вен җябав дөләт мәнпәәтиниң сөзләш әркинликидин үстүн орунда туридиғанлиқини билдүрди
- Бейҗиң һөкүмити 3 чоң солчилар тор бетини тақивәтти
- Хитай, дуня бойичә интернет тор бәтлирини әң қаттиқ контрол қиливатқан дөләт