Ипархан шветсийә өсмүр путбол чолпиниға айланди
2005.10.10
Шветсийидики уйғур җамаәтчиликиниң көпийишигә әгишип, тәнтәрбийә саһәсидә нурғун яш –өсмүрләр йетишип чиқмақта. Уйғур қизи ипархан әнә шу өсмүрләрниң бири.
Атақлиқ путболчи муса исмайилниң қизи 11 яшлиқ ипархан шветсийидики дөләтлик аяллар командисиға путболчи тәрбийиләйдиған өсмүрләр командисиға қатнашқан үч йил ичидә 25 қетим алтун медалға еришкән.
Ипархан 1994-йили қирғизистанниң бешкәк шәһиридә туғулған болуп, 2001-йили ата-аниси билән биллә шветсийигә көчүп кәлгән. У шветсийигә кәлгәндин буян көп қетим хәлқаралиқ мусабиқиләргә қатнашқан.
Бу һәқтики тәпсили мәлуматларни, шветсийидики ихтияри мухбиримиз ялқундин аңлаң.
©
2005 Radio Free Asia