Уйғурлар қәйсиридә 800 кишилик иптар зияпити бәрди


2006.10.16

Улуғ рамизан ейиниң башлиниши билән түркийидә рамизан паалийәтлири әвҗ елип кәтти. Хәйри - сахавәт вә бәрикәт ейи дәп билинидиған бу улуғ рамизан ейиниң келиши билән өз-ара ярдәм, достлуқ, һәмкарлиқ улғийип, йетим - йесир вә аҗизлар йөлиниду. Пүтүн дунядики мусулман дөләтләргә охшашла түркийәдиму рамизан ейиға толиму әһмийәт берилиду. Бу айда һәрқайси шәһәрлик һөкүмәтләр, җәмийәтләр вә кишиләр тәрипидин зор иптар чедирлири қурулуп, түрлук тамақлар тәйярлинип йүз миңларчә киши бирдәк иптарлирини ечишиду.

Мана бу қатарда қәйсирдики шәрқий туркистан мәдәнийәт вә һәмкарлиқ җәмийитиму қәйисири өлкә очақлири җәмийити билән ортақлишип 800 кишилик иптар тамиқи бәрди. Бу иптар үчүн миллийчә кийимләрни кийишкән уйғур ашпәзләр поло әтип, иптар әһлигә сунди. Уйғур қериндашлириниң тамиқи болған поло билән иптарлирини ечишқан хәлқ интайин һаяҗанланди вә өзлириниң бундақ ләззәтлик поло йәп бақмиғанлини дейишти.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.