Мутәхәссисләр хитайниң иқтисадий тәрәққиятидики мәсилиләрдә тохталди
2005.10.27
Хитай пәнләр академийисиниң дөләт әһвали тәтқиқат мәркизиниң мудири ху әнгаң йеқинда, өткән 5 йил ичидики хитайниң иқтисадий вә җәмийәт тәрәққият әһвалиға баһа берип чиққан. Униң ейтишичә, хитайниң онинҗи 5 йиллиқ пилани мәзгилидә, хитайниң иқтисадий омумий миқдари, хәлқниң турмуш сәвийиси, җәмийәт омумий капитали, универсал дөләт күчи қатарлиқ тәрәпләрдики тәрәққияти рошән болсиму, лекин бир қатар иқтисадий вә җәмийәт мәсилилири йәнила мәвҗут икән.
Иқтисадий мәсилә кишини әндишигә салидиған дәриҗигә йәткән
Мәсилән, хитай иқтисади йирик һалда өскән буниңға қошулуп иқтисадий өсүш сүпитиму төвәнләп маңған. Буниңдин сирт йәнә, енергийә вә байлиқ мәнбәсиниң кәмчил болишидики зитлиқлар бир қәдәр өткүр болуп, муһитни қоғдаш җәһәттики бесимму барғансери ашқан. Хизмәткә орунлишиш вә хизмәтсиз қелиш әһвалиму давамлиқ начарлашқан. Шундақла йәнә, шәһәр билән йезилар оттурисидики пәрқниң чоңийиши, кирим билән байлиқниң баравәр болмаслиқи қатарлиқ мәсилиләрму нөвәттики асаслиқ иқтисадий җәмийәт мәсилилири болмақта. Униң үстигә һазир җәмийәттики зитлиқлар техиму өткүрлишип, хитайда җәмийәт муқимлиқи вәзийити кишини әндишигә салидиған дәриҗигә йәткән. Канададики лавал университетиниң сода иниститути профессори су җән бу һәқтә тохтилип, хитайниң нөвәттики көп карханилиқ тәрәққият шәклиниң, иқтисадниң давамлиқ ешишиға пайдисиз икәнликини ейтти.
"Һазир хитайдики нурғун карханилар өзлириниң мәнпәәтини ишчиларниң хизмәт шараити вә әмгәк һәққини күчиниң беричә төвәнлитиш бәдлигә қуриватиду. Бу әһвал әсли бир дөләт иқтисадиниң давамлиқ ешишиға пайдисиз бир амилдур".
Хитайниң онинҗи бәш йиллиқ пилани мәзгили һәққидә тохталған әнглийә ливерпул сода комитетидики иқтисадшунас доктор ву кегаң мундақ деди:
"Нөвәттики йирик типтики тәрәққият һазир хитайда, енергийә вә әркин әмгәк күчини сетиш һәтта дөләтниң байлиқини сетиш бәдлигә иқтисадий өсүшни қолға кәлтүридиған вәзийәт шәкиллиниватиду. Бу хитай иқтисадиниң сағлам тәрәққий қилишиға пайдисиз болиду" .
Иқтисадни яхшилашқа берилгән тәклипләр
Хитай пәнләр академийисидики ху әнгаң, кәлгүсидики он биринчи 5 йиллиқ пиланға төвәндики 5 түрлүк тәклипни сунған. Улар болса, иқтсадий өсүш усулини өзгәртип, теҗәшлик җәмийәт қурулишини илгири сүрүш; санаәт түзүлмисигә өзгәртиш киргүзүп, мулазимәт саһәсини актип тәрәққий қилдуруш; һөкүмәтниң ролини илгирилигән һалда өзгәртип, аммиви мулазимәт типтики һөкүмәт башқуруш усулини бәрпа қилиш; бу асаслиқи һөкүмәтниң қанун бойичә идарә қилишини көрситиду. Ишқа орунлишиш пурситини пүтүн күч билән ашуруп, иқтисадий ислаһат вә җәмийәт муқимлиқини нишан қилиш; җәмиийәттики кирим тәқсиматини тәңшәш вә шәһәр билән йезилар оттурисидики пәрқни кичиклитиш һәмдә демократилишиш қатарлиқлар.
Доктор ву кегаң, санаәт түзүлмисини тәңшәш билән хизмәт пурситини ашуруш нишаниға бирла вақитта йәткили болмайдиғанлиқини билдүрди.
"Әгәр хитайниң санаити тез тәрәққий қилиштин астилап қалса, у чағда хизмәт пурситиниң ешиши бурунқидәк тез болиши натайин болиду. Буниңға қошулуп хитайниң шәһәрлишиш җәряни бурун ойлиғандикидәк тез болмиди. Шуңа хизмәт пурситиму ундақ тез ашмаслиқи мумкин".
Ву кегаң әпәнди сөзидә йәнә, һөкүмәтниң фонкитсийисидики өзгириш тоғрисида тохтулуп, бир нәччә йиллиқ тәрәққият җәрянида хитайниң һәр қайси рәһбәрлик қатлимидики, рәһбәрла болуп мулазимәт қилмаслиқ адитиниң өзгиришкә башлап, рәһбәрләр һәм мулазимәт қилидиған һәм рәһбәр болидиған әһвалға қарап меңиватқанлиқини билдүрди. У йәнә, мушундақ мулазимәт йолиниң хитай һөкүмити нөвәттә меңишқа тегишлик болған бир йол икәнликини әскәртти.
Хитай һөкүмәт даирилириниң статистикисиға қариғанда, хитайниң шәрқидики әң бай өлкиләрниң киши бешиға тоғра келидиған хәлқ игилиги омумий мәһсулат қиммити ғәрбтики районларға қариғанда 10 һәссә юқири икән. (Пәридә)
Мунасивәтлик мақалилар
- Хитай келәрки он йил ичидә иқтисадий җәһәттин арқиға чикинидикән
- Хитайниң мәркәздики органлириниң һәммисидә иқтисадий мәсилә көрүлди
- Хитайниң иқтисадий тәрәққияти хитайни демократийигә йетәкләмду?
- Хитай иқтисади қиззип кетиш тәһдитигә дуч кәлмәктә
- Америка тәкшүрүш органлири, һөкүмәтниң хитайға тутқан сода сияситини өзгәртишини тәләп қилди