Хитай һөкүмити "11- бәш йиллиқ пилан" да уйғур елини йәниму тез сүрәттә ечишни пиланлимақта
2005.12.21
21- Декабир уйғур аптоном районлуқ һөкүмәт тор бетидин игә болушимизчә, үрүмчидә үч күндин буян давамлашқан уйғур аптоном районлуқ иқтисади хизмәт йиғини 20 - декабир йепилған. Мәзкур йиғинда хитайниң уйғур ели иқтисади тәрәққиятида елип бериватқан 10 - бәш йиллиқ пиланиниң нәтиҗилири йәкүнлинип шуниң билән биргә йәнә 11 - бәш йиллиқ пилан хизмәтлири оттуриға қоюлған.
Хитай һөкүмәт даирилириниң махтинишлири
10- Бәш йиллиқ пилан мәзгилидә хитай һөкүмити " тарихий әвзәл шараиттин пайдилинип уйғур елиниң байлиқлирини ечишни күчәйтиш" дегән шоар астида сиясәт йүргүзгән иди.
Йиғинда аптонум район партком секретари ваң лечуән, 10 - бәш йиллиқ пиланниң наһайити мувәппәқийәтлик болғанлиқини, уйғур елиниң ишләпчиқириш, базар игилики, деһқанчилиқ, ташқи перевот, хәлқниң киши бешиға тоғра келидиған кирими қатарлиқ һәр җәһәттики иқтисадида омумйүзлүк юқири қиммәт яритилғанлиқи, тәрәққиятларниң зор болғанлиқи қатарлиқларни йәкүнләп, уйғур елидә нуқтилиқ намрат җайлардики деһқанларниң кириминиңму бу йил 1500 сомдин ашқанлиқини көрсәткән.
Мәзкур йиғинда йәнә аптоном район рәиси исмаил тиливалди, 10-бәш йиллиқ пилан аптоном районимизниң 50 йилдин буянқи сиясий вәзийити әң әвзәл шараитта елип берилди, шуңа әң зор нәтиҗиләр барлиққа кәлди,деди һәмдә бундин кейинки иқтисади хизмәт пиланлири һәққидә тохтилип, нөвәттики иқтисади тәрәққият сүритиниң узун муддәтликини капаләтләндүрүп 11 - бәш йиллиқ пилан хизмитидә яхши башлиниш һасил қилимиз, шараит әвзәлликимиздин пайдилинип ечиш билән мәбләғ йетишмәслик оттурисидики зиддийәтни һәл қилиш үчүн идийини азат қилип, мәбләғ селиш даирисини кеңәйтип, мәбләғ салғучиларға йол ечип, базарни қоюп беримиз " дәп хитай мәркизи һөкүмитиниң 11 - бәш йиллиқ пилан хизмәтлири һәққидики йолйоруқини йәткүзгән.
Деһқанларниң зарлири
Хитай һөкүмити, уйғур елиниң иқтисади тәрәққиятлири һәққидә, мәйли өзиниң тәшвиқатида яки ахбаратлар органлириға бәргән баянатлирида болсун охшаш қелипта " уйғур ели учқандәк тәрәққиятларға еришти, хәлқниң иқтисади турмушида асман- зимин пәрқләр барлиққа кәлди " дегәндәк баянларни берип кәлмәктә.
Гәрчә уйғур елиниң байлиқлири көпләп ечилип, ишләпчиқириш қиммити күнсайин ешип, уйғур ели иқтисади тәрәққиятиниң санлиқ мәлуматлирида һәқиқәтән юқири санлиқ мәлуматлар көрүнгән болсиму бирақ йәрлик хәлқтин игилишимизгә қариғанда, аталмиш бу тәрәққиятлар йәрлик уйғур хәлқигә һечқанчә мәнпәәт елип келәлмигән.
Исмаил тиливалди 11 - бәш йиллиқ пилан хизмити һәққидә тохталғанда йәнә уйғур елиниң байлиқлирини давамлиқ ечишни күчәйтишни асас қилидиғанлиқини көрситип " йәнә давамлиқ һалда ғәрбниң байлиқини шәрқтә пишшиқлап ишләш, ғәрбниң газини шәрққә йөткәш" кә охшаш сияситимизни давамлаштуримиз" дәп сөз қилған. (Гүлчеһрә)
Мунасивәтлик мақалилар
- Уйғур елидә милйонлиған намрат амма җиддий ярдәмгә муһтаҗ
- Һөкүмәтниң баҗ бикар қилиш чарилири һәқиқәтән уйғур деһқанлириниң йүкини йеникләттиму?
- "Хитайниң қамал астидики ғәрби райони"
- "Хитайниң ғәрбий чегрисиниң қоғдиғучилири"
- Мәҗбурий пахта териштин әмдила қайтип кәлгән деһқан әмди һашарға елип кетилди
- Бу йиллиқ пахта теришта пайда алғанлар ким?