Теһран б д т ниң қарарини мәңситмигәндин кейин хитайниң қоллишиға еришмәктә
2007.02.23
Америкиниң муавин президенти дик чәйни 2 - айниң 23 - күни австралийини зиярәт қилғанда хитайға қарита күчлүк бишарәт бәргән. У седнида қилған сөзидә кәскин тәләппуз билән, хитайниң 'тинч баш көтүрүш' нишани униң әмәлий һәрбий паалийәтлири билән қариму қарши, дәп көрсәткән. Хитай даирилири мухбирларниң бу һәқтики суаллириға җаваб бәргәндә, хитайниң б д т дики муназириләрдә иранни қоллайдиғанлиқини билдүргән. Америка һава қисимлириниң бир генерали америка һава қисимлири тәһдиткә қарши инкас қайтуридиған нишан хитай билән иран дәп баян қилған. Буниң тәпсилати төвәндикичә:
Хитайниң 'тинч баш көтүрүш' нишани өзиниң әмәлий һәрбий паалийәтлири билән қариму-қарши
Бирләшмә агентлиқиниң седнидин хәвәр қилишичә, америкиниң муавин президенти дик чәйни 2 - айниң 23 - күни австралийини зиярәт қилғанда, хитайға қарита күчлүк бишарәт бәргән. У седнида қилған сөзидә, корийиниң ядро қораллири мәсилиси буйичә өткүзүлгән алтә тәрәп сөһбитидә, хитай пәвқуладдә рол ойниди, корийиниң ядро қораллири өзигә тәһдит болудиғанлиқини һес қилди, шундақла, мәйли шәрқий асияда болсун яки оттура шәрқтә болсун, һаятлиқни қиридиған техникиларни қоллиништин вә униң тарқилип кетишидин сақлиниш җәһәттә биз билән бирликтә тиришчанлиқ көрситиидиғанлиқини билдүргән иди. Әмма , - дәйду дик чәйни сөзидә кәсликн тәләппуз билән, - хитай һөкүмитиниң тарқатқан учурлири вә өткән айда сүний һәмраһқа қарши башқурулидиған бомба синақ қилғанлиқи, һәрбий расхотини һәдәп көпәйтип һәрбий күчини тохтимай ашуриватқанлиқи арқилиқ испатлинишичә, хитайниң 'тинч баш көтүрүш' нишани өзиниң әмәлий һәрбий паалийәтлири билән қариму-қарши. 20 Йилдин буян дуняда, аләм бошлуқида қорал синақ қилиш йүз бәрмигән иди. Бундақ қорални хитай синақ қилди. У һазир дуня буйичә америка билән русийидин қалса, аләм бошлуқидики сүний һәмраһларни пачақлиялайдиған үчинчи дөләт болуп чиққандин кейин, аләм бошлуқидики сүний һәмраһлар хитайниң намәлум мәқсәтлири юшурунған тәһдити астида қеливатиду.
Хитай даирилири дик чәйниниң сөзигә инкас қайтурғанда б д т дики муназириләрдә иранни қоллайдиғанлиқини билдүргән
Бирләшмә агентлиқиниң бейҗиңдин хәвәр қилишичә, хәлара атом енергийиси агентлиқиниң б д т ға йоллиған доклатиға қариғанда, иран б д т бихәтәрлик кеңишиниң бәлгилигән вақит чәклимисигә хилаплиқ қилипла қалмай, бәлки уран тавлаш пиланини техиму кеңәйткән. Бундақ әһвал астида, русийә өзиниң явропадики иттипақдашлирини нәзәрдә тутуп, ирадисигә қарши һалда, гәрчә иран билән болған қорал содисини тизгиинләшкә мақул болған болсиму, әмма хитай буниң әксичә, иранни әмди техиму қоллашқа башлиған. Хәвәрдә ейтилишичә, мухбирлар хитай даирилиридин дик чәйниниң сөзи һәққидә сориғанда, хитайниң ташқи ишлар министири ли җавшин өзиниң ирандики дости, иранниң ташқи ишлар миниситири манучир моттакиға бейҗиң һөкүмитиниң иранни қоллайдиғанлиқини билдүрүп, бейҗиң б д т дики муназириләрдә 'мәсилини тинч һәл қилиш керәк' дәп оттуриға қойиду, дегән.
Америка һава қисимлири тәһдиткә қарши инкас қайтуридиған кәлгүси нишан хитай билән иран
Америкида чиқидиған 'дөләт мудапиә һәптилик гезити' дә баян қилинишичә, америка һава қисимлириниң шитаб башлиқи генерал майкил мослей әпәнди америка һава қисимлири дуч келиватқан риқабәтләр һәққидә сөзлигән , америка йеқинқи бир мәзгил ичидә авғанистан вә ираққа мәркәзлишип қелип, пүтүн йәр шаридики юшурун риқабәтләргә сәл қариди. Әмәлийәттә америка риқабәт қилған дөләт пәқәт авғанистан билән ирақла әмәс. Америкиниң мәмури вә қанун органлири кәң даиригә нәзәр селиши керәк, - дәйду генерал мослей, бәлки у иран билән хитайни көрситип, - әмәлийәтни көргәндә, америка һава қисимлири тәһдиткә қарши инкас қайтуридиған кәлгүси нишан хитай билән иран. Әгәр иран билән уруш қилинса, униң һәрбий әслиһә тәминат сепиму америка һава қисимлири пачақлайдиған нишан. Һазир қисимлиримиз өзиниң әслиһәлирини техиму йеңилашқа муһтаҗ, бу америкиниң истратегийилик еһтияҗи. (Вәли)
Мунасивәтлик мақалилар
- Иран президенти ядро пиланини давамлаштуридиғанлиқини җакарлиди
- Иранниң һәрбий һуҗумға учраш яки учримаслиқиниң аламәтлири
- Иран бирләшкән дөләтләр тәшкилатиниң ядро һәрикитини тохтитиш тәлипини йәнә рәт қилди
- Италийидә хитайдин ираққа қорал йөткигән әткәсчиләр гуруһи қолға чүшти
- Иран сөһбәт арқилиқ ядро пиланини сақлап қалмақчи
- Хитай мәсилилирини назарәт қилиш комитети йәнә испат елиш вә бериш йиғини чақирди
- Хитай немә үчүн террорчи күчләрни қоллаватиду ?
- Афенада америка әлчиханисиға етилған ракита хитайда ясалған