Америка иранниң хәлқарада ялғуз қелиш еһтималлиқини агаһландурди


2005.08.11

Иран һөкүмити чаршәнбә күни хәлқара җамаәтниң қаршилиқиға қаримастин вә өткән йили 11 - айда әнглийә, франсийә вә германийиләр билән түзгән келишимни бузуп, исфахандики ядро енергийә завутиниң уранни қуюлдуруш хизмитини әслигә кәлтүргән. Шундақла б д т ниң хәлқара атом енергийә идариси печәтливәткән ядро әслиһәләрни қайта қозғатқан. Америка даирилири иранниң бу һәрикитигә қарита, нөвәттә хәлқара җамаәтчиликиниң барғансери бир пикиргә келип, иранниң бу қарарини қаттиқ әйибләватқанлиқини тәкитлиди.

Иранниң иғвагәрлик һәрикити

Биз давамлиқ йәнә, бу мәсилидә явропа иттипақидики 3 дөләт вә хәлқара атом енергийә идарисиға тәвә башқа әза дөләтләр билән йеқиндин һәмкарлишимиз. Шундақла биз йәнә, иранға кәскин бир учур беримиз. У болсиму, иран чоқум уран қоюлдуруш хизмитини дәрһал тохтитиши керәк һәмдә хәлқара атом енергийә идариси билән һәмкарлишип, ядро программисиға алақидар техичә һәл болмиған бир қатар мәсилиләрни һәл қилиши керәк.

Америка ташқи ишлар министирлиқи иранниң ядро программисини әслигә кәлтүрүш иғвагәрликини өткән һәптила башлиғанлиқини, һәтта явропа иттипақиниң иранниң ядро программисини тохтитишни мәқсәт қилип чиқарған тәклипини рәт қилғанлиқини билдүрди. явропа иттипақи бу тәклипидә, әгәр иран һөкүмити ядро программисини тәрәққий қилдурушни тохтатсила, явропа иттипақиниң иранға сода вә башқа нурғун саһәләрдә пайда йәткүзидиғанлиқиға вәдә қилған иди. Лекин иран буни қобул қилмиди.

Иран билән явропа иттипақи оттурисидики сөһбәт үзүлүп қалғандин кейин, хәлқара атом енергийә идариси вейенада җиддий йиғин ачти. Нөвәттә америка вә явропадики 3 дөләт рәһбәрлири бирликтә иранни әйибләйдиған вә униң бу һәптики қарарини дәрһал өзгәртиши тәләп қилинған қарар лайиһиси түзүп чиқишқа тиришмақта.

Америка: иран әмди өзини техиму ялғуз қойидиған болди

Америка ташқи ишлар министирлиқи уюштурған мухбирларни күтүвелиш йиғинида, ташқи ишлар министирлиқиниң баянатчиси адам ирәли иранниң исфахандики һәрикитиниң, иранниң хәлқара җамаитидин техиму йирақлашқанлиқини көрситип беридиғанлиқини билдүрди. У мундақ деди:

"Бу иранниң өзини техиму ялғуз қалдуриватқанлиқини көрситиду. Улар өзлиригә техиму чоңқур ора колап қойди. Биз давамлиқ йәнә, бу мәсилидә явропа иттипақидики 3 дөләт вә хәлқара атом енергийә идарисиға тәвә башқа әза дөләтләр билән йеқиндин һәмкарлишимиз. Шундақла биз йәнә, иранға кәскин бир учур беримиз. У болсиму, иран чоқум уран қоюлдуруш хизмитини дәрһал тохтитиши керәк һәмдә хәлқара атом енергийә идариси билән һәмкарлишип, ядро программисиға алақидар техичә һәл болмиған бир қатар мәсилиләрни һәл қилиши керәк".

35 Дөләттин тәркип тапқан хәлқара атом енергийә идариси чаршәнбә күнигә орунлаштурулған вейенадики бир рәсмий йиғинини әмәлдин қалдурди. Адам ирәли нөвәттә атом енергийә идарисидики депломатларниң йепиқ сөһбәт елип берип, иранни әйибләйдиған қарар үстидә музакирилишиватқанлиқини билдүрди. У мундақ деди:

"Бу идариға әза дөләтләрниң вәкиллири бүгүнму рәсмий болмиған сөһбәт елип бериватиду. Улар мушу һәптиниң ахирғичә йәнә бир йиғилип, иранни әйибләйдиған қарар чиқириш мәсилини давамлиқ музакирә қилиду".

Иранни әйибләш қарари

Америка ташқи ишлар министирлиқиниң баянатчиси адам ирәли йәнә, америкиниң мәзкур хәлқара атом енергийә идарисини иран һәққидә қаттиқ тәләппузда қарар лайиһиси чиқиришқа үндәйдиғанлиқини, әмма униңда иранниң қарарини өзгәртишигә ахирқи чәк қоюламду- йоқ, буниңдин хәвәрсиз икәнликини билдүрди.

Гәрчә, иран өзлириниң ядро программисиниң пәқәт ядро електир истансисиға охшаш тинч йолдики саһәләргә ишлитилидиғанлиқини билдүргән болсиму, әмма хәлқара җамаити болупму америка вә явропа иттипақи, иранниң ядро программисини ядро қораллирини тәрәққий қилдурушқа ишлитиши мумкинликидин әндишә қилип кәлди. Шундақла америка бурунла бу мәсилини бирләшкән дөләтләр тәшкилати бихәтәрлик кеңишигә сунуш керәкликини оттуриға қойған болсиму, лекин атом енергийә идарисидики башқа әза дөләтләр буниңға қошулмай кәлгән иди. Әмма анализчилар һазир, иран даирилири атом енергийә идарисиниң қаршилиқиға қаримастин улар печәтливәткән әслиһәләрни қайта қозғатқандин кейин, мәзкур идариниң бу мәсилини әмди б д т бихәтәрлик кеңишигә сунушқа мәҗбур болудиғанлиқини билдүрмәктә. (Пәридә)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.