Иранниң һәрбий һуҗумға учраш яки учримаслиқиниң аламәтлири
2007.02.22
Б д т ниң 2006 - йили 12 - айниң 23 - күни ачқан 5612 - қетимлиқ йиғинида мақулланған 1737 - нумурлуқ қарарида, иранниң 60 күн ичидә уран тавлаш пиланини тоңлитиши керәклики бәлгиләнгән, мушу қарар буйичә, иранға берилгән мөһләт 2 - айниң 21 - күни тошити. Әмма бу вақит чәклимисидин бир күн бурун, йәни 2 - айниң 20 - күни, иранниң баш сөһбәт вәкили, иран бихәтәрлик комитетиниң катиби лалиҗани әпәнди австирийиниң вийна шәһридә хәлқаралиқ атом енергийиси агентлиқиниң башлиқи муһәммәд әл барадиға 'иран ғәрб билән сөһбәт өткүзүшни хаһлайду, әмма уран тавлаш пиланини тохтатмайду' дәп җакарлиған. Б д т ниң қарариниң тәлипи буйичә, әл баради әпәнди 2 - айниң 23 - күни б д т ға иранниң уран тавлаш мәсилиси тоғрисидики тәкшүрүш доклатини тапшуруши керәк. Мулаһизичиләр һазир бу доклатни иран үчүн пайдисиз дәп қаримақта. Әмди иран б д т ниң қарарини иҗра қилмиғанлиқи үчүн қандақ җазалиниши мумкин? һәрбий һуҗумға учриши мумкинму? буниң аламәтлири немә?
48 Дөләт йиғинида оттуриға қоюлған мехайникилиқ чачма бомбини чәкләш тәклипи
Б б с ниң хәвәр қилишичә, 2 - айниң 22 - күни 48 дөләтниң ташқи ишлар министирлири норвигийиниң осло шәһиригә йиғилип, урушта қандақ қоралларни чәкләш мәсилисиниму музакирә қилған. Австирийә вәкили йиғинда, буниңдин кейин урушта мехайникилиқ чачма бомба қоллинишни мәний қилиш тәклипини оттуриға қойған. Хәвәрдә баян қилинишичә, мехайникилиқ чачма бомбиниң һөҗәйри оқлири наһайити көп, униң зәрбә бериш даириси наһайити кәң, бундақ бомбиниң һава бошлуқида партлимай йәр йүзигә чүшүп тохтап қалғанлириниң йәрлик аһалиларға, болупму балиларға кәлтүридиған хәвпи наһайити чоң. Әмма бу йиғинда хитай, әнгилийә, америка қатарлиқ б д т ниң бихәтәрлик кеңишигә даимий әза дөләтләр вә исраилийә, канада вә һинидстанлар бу тәклипни рәт қилған.
Иран қошунлири 16 өлкидә бирла вақитта тәсәввурдики дүшмәнгә қарши уруш мәшиқи қиливатиду
Шинхуа агентлиқиниң теһрандин хәвәр қилишичә, иранниң һәрбий қошунлири 2 - айниң 19 - күни 3 күнлүк уруш манивери өткүзүшкә башлиған. Бу һәрбий манивер иранниң 16 өлкисидә бирла вақитта башланған. Бу маниверда иранниң йәр йүзидә уруш қилидиған қисимлири тәсәввурдики дүшмән дөләтләрниң һуҗумиға қарши җәң қилишни мәшиқ қилған. Мәшиқтә қисқа, оттура, узун мусапилиқ башқурулидиған бомба, адәттики игизликтики нишанларға қарита мөригә елип атидиған ракита қатарлиқ қоралларни синақ қилған. Иранда бир ай ичидә үчинчи қетим елип берилған бу һәрбий маниверниң дәл б д т ниң 1737 - нумурлуқ қарарида бәлгиләнгән вақит чәклимиси тошқан, әмма әһмәди ниҗат униңға йәнила писән қилмастин иранниң ядро қорал пиланини тохтатмайдиғанлиқини җакарлиған вақитқа тоғри кәлгәнлики, мулаһизичиләрдә бу бир чоң һәрбий һәрикәтни кәлтүрүп чииқириш мумкинликиниң бәлгиси дегән көз қарашни пәйда қилмақта.
Америка қисимлири иранниң ядро әслиһәлирини омумйүзлүк пачақлаш иқтидариға игә
Бирләшмә агентлиқиниң хәвәр қилишичә, америкиниң 'әйзинхавир' бәлгилик авиаматка парахот топи 2 - айниң 20 - күнидин етибарән иранниң җәнуб тәрипигә йеқин җайдики омман деңизида, нефит тошуш йолиниң муһим точкилирида йәнә бир авиаматка параход топи билән маслишип буйруқ күтүп турушқа башлиған. Әгәр иран билән тоқунуш йүз бәрсә, бу һәрбий қисмлар өзиниң әрәб иттипақдашлири билән бирликтә һәрикәт қилидикән. Көпинчә мулаһзичиләр, һазир америка қисимлири иранниң ядро әслиһәлирини омумйүзлүк пачақлаш иқтидариға игә дәп қаримақта.
Бан ки мун теһранниң бәлгиләнгән чәклимигә әмәл қилмиғанлиқидин чоңқур қайғуруватқанлиқини ипадилигән
Бирләшмә агентлиқиниң 22 - феврал күни прагдин хәвәр қилишичә, иранда аз дегәндә 100 нәпәр оқуғучи сәп түзүп теһранниң ядро қораллири пиланини қоллайдиғанлиқини намайән қилған. Иран президенти мәһмуд әһмәди ниҗатму иран уран тавлаш пиланидин ваз кәчмәйду, дегән . Америка ташқи ишлар министири кандолиза райс дунядики күчлүк дөләтләр һәммә имканийәтләрдин пайдилинип иранниң уран тавлаш пиланини тоңлитиш үчүн сөһбәтлишиду, әмма һазир вашингтон һөкүмитиниң иранға һуҗум қозғаш пилани йоқ, дегән.
Әнгилйә баш министири тоний билайер қайси бир дөләтниң иранға һуҗум қилишни пиланлаватқанлиқидин хәвирим йоқ, дегән. Б д т ниң баш секритари бан ки мун теһранниң б д т бихәтәрлик кеңиши бәлгилигән ахирқи вақит чәклимисигә әмәл қилмиғанлиқидин чоңқур қайғуруватқанлиқини, әмди буни һәл қилишниң чариси музакирә қилинидиғанлиқини ипадилигән. (Вәли)
Мунасивәтлик мақалилар
- Иран бирләшкән дөләтләр тәшкилатиниң ядро һәрикитини тохтитиш тәлипини йәнә рәт қилди
- Иран сөһбәт арқилиқ ядро пиланини сақлап қалмақчи
- Шималий корийә иранниң ядро қораллири пиланиға ярдәмләшмәктә
- Иран әмәлдари иранни әйиблигән һәр қандақ бир дөләтниң өзиниң қилмишидин пушман қилидиғанлиқини билдүрди
- 2006 - Йили дуняда йүз бәргән асаслиқ тоқунуш һадислири үстидә әслимә
- Иран президенти б д т ниң қарарини әйиблиди
- Америка асияда ядро реактори базири ачти
- Пүтүн йәр шари ядро қораллири тарқилип кетишниң хәтәрлик басқучқа кирди
- Иран мәсилиси һәққидики йиғин 5-декабир күни ечилиду
- Иран район характерлиқ күчлүк дөләтму?