Иран өзи қоюлдуруватқан уранларни түркийигә йөткәп сақлашқа қошулди
Мухбиримиз җүмә
2010.05.18
2010.05.18
AFP Photo
Иранниң мәзкур йеңи тәдбиргә қошулғанлиқи хитай даирилириниң қоллишиға еришкән. Мутәхәссисләр хитайниң иран мәсилисидә йәнила актип болмиғанлиқини илгири сүрмәктә.
Иранниң уран қоюлдурушни изчил давамлаштуруши бир қисим ғәрб әллириниң қаршилиқиға учрап кәлмәктә иди. Америка қатарлиқ дөләтләр иранни мәзкур пиланидин ваз кәчкүзүш үчүн, бирләшкән дөләтләр тәшкилатида иранға йеңи ембарго қоюш тәлипини оттуриға қойған.
Дүшәнбә күни, иран даирилири бирләшкән дөләтләр тәшкилатиниң йеңи имбаргосиға тақабил туруш үчүн, түркийә вә бразилийә оттуриға қойған йеңи тәдбиргә қошулди.
Келишимдә, иран төвән дәриҗидә қоюлдурған 1200 килограм уранни түркийиниң сақлишиға тапшуруш вә бир йил ичидә башқа дөләтләрдә қоюлдурулған уранни иранға йөткәп ишлитиш оттуриға қоюлған. Мәлум болушичә, иран өзи қоюлдурулған уранларни түркийигә йөткигәндин кейин, франсийә вә русийидә қоюлдурулған уранларни импорт қилип, ядро йеқилғуси қилидикән.
Иранниң мәзкур келишимгә қошулғанлиқи хитай тәрәпни хурсән қилған. Дүшәнбә күни, хитай ташқи ишлар баянатчиси ма җавшү бу һәқтә тохтилип, хитай даирилириниң түркийә, бразилийә вә иранниң келишим һасил қилғанлиқини қарши алидиғанлиқини билдүрди вә мундақ деди: " биз буниң мәсилини тинч йосунда, диалог вә келишиш йоли билән һәл қилишқа түрткә болушини үмид қилимиз. Мән шуни тәкитләймәнки, җуңго һәр заман диалог вә келишишниң иран ядро мәсилисини һәл қилиштики әң ақиланә чарә икәнликигә чоңқур ишинип кәлди".
Һалбуки, түркийә һаҗи тәпә университетиниң дотсенти истратегийә мутәхәссиси әркин әкрәм хитайниң өз дөләт мәнпәәтини чиқиш қилип, иранниң ядро мәсилисидә пассип позитсийидә болғанлиқини илгири сүрди.
Иранниң мәзкур йеңи һәл қилиш чарисигә қошулуши америка қатарлиқ ғәрб әллириниң мәйданида көп өзгириш һасил қилалмиди. Бүгүн ақсарай баянатчиси роберт гиббс иранниң ядро мәсилисидә өз вәдилиридә туралмиғанлиқини көрсәтти вә америка қошма штатлириниң зөрүр тепилса иранға қарита ембарго қоюшқа һәрикәт қилидиғанлиқини илгири сүрди.
У мундақ деди: "бу тәклип хәлқара ядро енергийә оргиниға баһалашқа тапшурулуши керәк. Ундақта хәлқара җәмийәт буни көрүп чиқалайду. Әмма бу, бизниң иранниң өз мәсулийитини сүрүштүрүшкә қарита алған қәдәмлиримизни тосуп қалалмайду. Бу ембарго қоюшниму өз ичигә алиду."
Әнглийә баш вәзири баянатчиси давид камеронниң баянатчиси стеве фейилд "бизниң иран мәсилисидики мәйданимиз өзгәрмиди" деди. Франсийиму охшаш мәйданни ипадилиди.
Мәзкур келишимниң һасил қилинишида түркийиниң актип рол ойниғанлиқи илгири сүрүлмәктә. Бу һәқтә тохталған түркийә һаҗи тәпә университетиниң дотсенти әркин әкрәм, түркийиниң тиришчанлиқиниң түркийиниң район характерлик бихәтәрлики вә дөләт мәнпәәтигә уйғун икәнликини көрсәтти.
Иранда қоюлдурулған уранларниң қоюқлуқ дәриҗиси 3.5 Пирсәнт болуп, ядро қораллири ясашқа дәриҗиси тошмайдикән. Мәлум болушичә, ядро қораллири ясилидиған уранниң саплиқ дәриҗиси 90 писәнт әтрапида болидикән. Иран өзи қоюлдуруватқан уранларниң пәқәт ядро енергийиси үчүн ишлитилидиғанлиқини илгири сүрүп кәлгән болсиму, америка, франсийә қатарлиқ ғәрб әллири иранға ишәнмәйдиғанлиқини билдүрүшкән иди.
Бу йил мартта хәлқара атом енергийиси оргини иранда 2 миң 100 килограм қоюлдурулған уран барлиқини илгири сүргән. Мәлум болушичә, иран қоюлдурған уранниң саплиқи төвән болсиму, әмма давамлиқ саплаштурулса ядро қораллири ясашқа йетип ешип қалидикән.
Келишимдә көрситишичә, әгәр иран бир йил ичидә башқа дөләтләрдин ядро йеқилғуси тапшуруп алмиса, түркийә сақлаватқан уранларни дәрһал иранға өткүзүп беридикән.
Иран даирилири әгәр алмаштуруш нәтиҗилик болмиса, бирләшкән дөләтләр тәшкилатиниң бу уранларни мусадирә қиливелишидин әндишә қилидикән.
Һалбуки, алмаштурушниң қачан елип берилидиғанлиқи һазирчә намәлум.
Юқиридики аваз улинишидин, бу һәқтики мәлуматимизниң тәпсилатини аңлайсиләр.