Иран президентиниң исраилийә тоғрисидики баянати дуняда ғулғула қозғиди
2005.10.28
Иран президенти әхмәдиниҗат, чаршәнбә күни иранниң пайтәхти тиһранда пәләстин мәслисидә өткүзүлгән бир йиғинда сөз қилип, исраилийини дуня хәритисидин йоқитиш керәк дегән.
Иран президенти әхмәдиниҗатниң исраилийә тоғрисидики мәзкур баянатидин кейин, дунядики нурғунлиған дөләтләр униң баянатини қаттиқ тәнқид қилип, бундақ сөзләрниң бир дөләт рәисиниң ағзидин чиқишиниң қобул қилғили болмайдиған бир һәрикәт икәнликини билдүрди. Бәзи дөләтләр иранниң шу дөләтләрдә турушлуқ баш әлчилирини ташқи ишлар министирлиқлириға чақирип, иран президентиниң чаршәнбә күнидики баянати һәққидә изаһат беришни тәләп қилди.
Мулаһизичиларниң қарашлири
Сиясий мулаһизичиларниң билдүрүшичә, президент әхмәдиниҗатниң ғәрбгә қарши бир сиясәт елип беридиғанлиқи ениқ иди. Лекин униң ғәрб дөләтлири билән бундақ очуқ- ашкара бир тоқунуш йолини таллиғанлиқии сиясәтчиләрни һәйран қалдурған. Уларниң ейтишичә, иран президенти, америка вә ғәрб дөләтлириниң униң исраилийгә қарши бундақ қаттиқ сөзләр ишлитишгә қандақ инкас қайтурудиғанлиқини шундақла бу баянатиниң америкиға иранға қарши туруш һәрикитини техиму тизлитиш үчүн муһим бир пурсәт яритип беридиғанлиқини яхши билиду.
Демәк президент әхмәдиниҗат пүтүн бу еһтималлиқларни көзгә елип туруп сөз қилған. Хәвәрләргә қариғанда, у һәтта иранниң диний рәһбири һөмәйнийниң агаһландуршлириғиму қулақ салмай ғәрб билән тоқунуш йолини таллиған.
Иран рәһбәрлик қатлимида ихтилап
Парижда турушлуқ иранлиқ мухбир вә язғучи сәфа хәйриниң асия вақти гезитидә елан қилған бир мақалисида билдүрүшичә, президент әхмәдиниҗатниң радикал һәрикәтлири иран рәһбәрлири оттурисидиму бәзи ихтилапларниң мәйданға чиқишиға сәвәб болмақта.
Мақалида ейтилишичә, бу йил июн ейида иранда өткүзүлгән президент сайлимида, иранниң сабиқ президенти рәфсәнҗаниға қарши, әхмәдиниҗатни қоллиған иранниң диний рәһбири һөмәйнийму униң радикал һәрикәтлиридин әндишә қилишқа башлиған. Шуңа у өзиниң бәзи салаһийәтлирини һөкүмәтниң паалийәтлири үстидин назарәт қилидиған кеңәшкә тапшуруп берип, бу кеңәшниң рәислик вәзиписини әхмәдиниҗатқа қариғанда көп сиясий тәҗрибигә игә болған, рәфсәнҗаниға бәргән.
Ғәрб әллириниң инкаси
Америка һөкүмити иран президентиниң исраилийә тоғрисидики баянатиға дәрһал инкас қайтурди. Америка һөкүмитиниң баянатчиси скот макмилан вашингтонда бәргән баянатида, әхмәдиниҗатниң сөзлири бизниң ирандики һакимийәт тоғрисидики чүшәнчимизниң тоғра икәнликини йәнә бир қетим испатлиди бу шундақла бизниң иранниң ядро программиси тоғрисидики әндишилиримизниң тоғрилиқини көрсәтти, деди.
яврупа иттипақи рәһбәрлириму президент әхмәдиниҗатниң сөзлирини қаттиқ тәнқид қилип, бундақ сөзләрни қобул қилишниң мумкин әмәсликини билдүрди. Һәтта ядро программиси мәсилисидә иранниң иттипақдиши һесабланған русийә му әхмәдиниҗатниңн исраилийини дуня хәритисидин йоқитиш тоғрисидики баянати тәнқид қилип, иран президентиниң сөзлири, иранниң ядро программисини бирләшкән дөләтләр тәшкилати бихәтәрлик кеңишигә елип бериш үчүн паалийәт елип бериватқанларниң қолиға йеңи бир қорал бәрди, деди.
Иранни өзиниң мәвҗудийити үчүн чоң бир тәһдид дәп һесаблайдиған исраилийә һөкүмити, иран президентиниң исраилийә тоғрисидики баянати түпәйлидин, иранниң бирләшкән дөләтләр тәшкилатидин чиқириливитилиши керәкликини оттуриға қойди. Лекин исраилийниң бу тәклипи һечқандақ бир дөләтниң қоллишиға еришәлмиди.
Қисқичә қилип ейтқанда, иран президенти әхмәдиниҗатниң исраилийини дуня хәритисидин йоқитиш тоғрисидики баянати, бир тәрәптин иранниң ғәрб дөләтлири билән болған мунасивәтлирини техиму җиддиләштүрсә, йәнә бир тәрәптин ғәрб дөләтлириниң болупму америкиниң, ядро программисини тохтитиши тоғрисида иран үстидики бесимни техиму көчәйтишини кәлтүрүп чиқириду. Униң баянати шундақла иранниң яд программиси мәсилисини бирләшкән дөләтләр тәшкилати бихәтәрлик кеңишигә сунуш үчүн паалийәт елип бериватқан америкиға тепилмас бир пурсәт яритип бериду. (Қанат)