Иран ядро кризиси түпәйли хәлқара базарларда хам нефит баһаси өрләп кәтти

Иран ядро кризисиниң күндин - күнгә җиддийлишиши нәтиҗисидә, дуня бойичә әң көп нефит импорт қилидиған дөләтләрдин болған америка вә әнглийидә нефит баһаси тунҗи қетим тарихтики йеңи рекортни яратти, һазир лондонда һәр бак нефитниң баһаси 70.20 Америка доллириға чиқти. Нюйоркта болса бир бак хам нефитниң баһаси 70.75 Америка доллириға йетип, бурунқи баһадин 1 доллар артқан, йәни хам нефит өткән айдикидин 16 % ашқан болуп, мүтәхәссисиләрниң қаришичә , бу иранниң ядро қораллирини тәрәққи қилдуруши түпәйлидин мәйданға кәлгән икән.

Бу мунасивәт билән,түркийә һаҗе төпә университетиниң профессор доктори әркин әкрәм әпәнди мухбиримиз әқидәниң зияритини қобул қилип, өзиниң бу һәқтики қарашлирини оттуриға қойди.

2025 M Street NW
Washington, DC 20036
+1 (202) 530-4900
uygwebnews@rfa.org