Теһран - кремилниң ақ сарайға қарши оюн қарти
2007.10.17

Владимир путин 16- өктәбир күни иран пайтәхти теһранға йетип келип, иран ислам җумһурийитиниң президенти махмуд әхмәди ниҗат билән көрүшүп, сөһбәт елип барди һәмдә иран, русийә, қазақистан, түркмәнистан вә әзәрбәйҗан рәһбәрлири қатнашқан каспи деңизи бойидики бәш дөләт рәһбәрлириниң йиғиниға қатнашти.
Владимир путинниң иран зиярити ғәрб дунясиниң диққитини тарқатқан болуп, мәзкур зиярәтниң русийиниң һәрбий-сиясий вә енергийә мәнпәәтлири үчүн зор истратегийилик әһмийәткә игә икәнлики муәййәнләштүрүлмәктә.
Русийиниң америка тәсиригә қарши йәнә бир гуруһи
Русийә оттура асия районини өз ичигә алған сабиқ совет иттипақи тупрақлирида коллектип бихәтәрлик келишими тәшкилати билән шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилати һәмдә явро-асия иқтисадий тәрәққият тәшкилати қатарлиқ бир қатар район характерлиқ тәшкилатлар арқилиқ өз тәсир даирисини күчәйткән болса, мана әмди енергийә амбири болған каспи деңизи арқилиқ бир-биридин айрилип туридиған дөләтләрни бирләштүрүп, каспи деңизи вә кавказийә районини москваниң тәсир даириси ичидә тутуп туридиған йеңи гуруһни күчәйтишкә интиливатқанлиқини ипадилиди.
Йиғин җәрянида бәш дөләтниң каспи деңизи арқилиқ айрилидиған чегрилири мәсилиси һәмдә улар арисидики сиясий -иқтисадий вә енергийә һәмкарлиқ мәсилилири музакирә қилиниш билән биргә русийә, иран, қазақистан , түркмәнистан вә әзәрбәйҗандин ибарәт мәзкур бәш дөләтниң рәһбәрлири һәр йили бир қетим учришип, йиғин ечиш, ташқи ишлар министирлири вә башқа мунасивәтлик даириләр бәлгилик муддәт ичидә давамлиқ учришиш қатарлиқлар қарар қилинди.
Гәрчә бу қетимқи йиғинда каспи бойидики бәш дөләт рәһбәрлири русийә президенти владимир путин, иран президенти әхмәди ниҗат, қазақистан президенти нурсултан назарбайеф, түркмәнистан президенти қурбангүл бәрди муһәммәдоф вә әзәрбәйҗан президенти илһам әлийеф иранниң ядро пилани мәсилиси вә өзара таҗавуз қилишмаслиқ мәсилилири һәққидә келишәлигән болсиму, бирақ, каспи бойиниң енергийә байлиқлирини тәқсим қилиш йәни деңиз чегрилири мәсилисидә пикир бирлики һасил қилалмиди.
Б б с , америка авази һәм русийә мәтбуатлириниң хәвәрлиригә таянғанда, бу бәш дөләт рәһбәрлири теһран йиғининиң хуласиси сүпитидә ортақ хитабнамиға имза қойған болуп, буниңда һәр қандақ бир каспи деңизи бойидики дөләтниң өз туприқини башқа дөләтләргә һуҗум қилишта пайдилинишқа бәрмәслики бәлгиләнгән болуп, владимир путин каспи деңизи районида қорал ишлитишкә қарши туридиғанлиқини җакарлиди.
Русийә иранниң ядро пилани мәсилисидә иранни қоллайду
Иранниң ядро пиланиниң бурундинла русийиниң қоллишиға вә ярдәм беришигә еришкәнлики мәлум. Иран ядро мәсилиси америка башлиқ ғәрб дөләтлириниң қарши туришиға учрап, бу мәсилини б д т бихәтәрлик кеңиши тәрипидин һәл қилиш музакиригә қоюлуп, иран -америка мунасивәтлири җиддийләшкәндә русийә билән хитай изчил һалда иранниң мәйданини қоллап кәлди һәмдә бихәтәрлик кеңишиниң қаттиқ җаза қоллинишиға қарши чиқти.
Америкиниң шәрқий явропада башқурулидиған бомбидин мудапиә көрүш системиси орнитиш пилани мәйданға чиққандин кейин, русийә буниңға қаттиқ қаршилиқ көрситип, икки дөләт мунасивәтлири соғуқлишип қалди. Бу йил язда германийидики сәккиз дөләт йиғини җәрянидики учришишта президент путин президент бушқа мәзкур системини әзәрбәйҗанға орунлаштуруш тәклипини бәргән иди. Бирақ, путин теһранда соз қилип, америкини агаһландуруп, һәр қандақ бир каспи деңизи бойидики дөләтни башқа дөләтләргә һуҗум қилишта ишлитишкә қарши туридиғанлиқини билдүрди. Бу йәрдә ейтилған башқа дөләт дәл әзәрбәйҗан иди. Арқидинла владимир путин " русийә иранниң тинчлиқни мәқсәт қилған ядро пиланини қоллиған бирдин -бир дөләттур" деди һәмдә мәзкур бәш дөләтниң ядро қораллирини кеңәйтмәслик кеңишигә риайә қилидиғанлиққа вәдә бәргәнликини тәкитлиди.
Иран президенти әхмәди ниҗат владимир путинниң сөзини қуввәтләп, " бу қетимқи алий рәһбәрләр йиғини йәнә бир қәдәм басти, бу каспи бойи дөләтлириниң күчлүк инкасидур" деди, шуниңдәк йәнә бу йиғинниң каспи деңизи бойидики дөләтләрни ағдуруш вә дөләтләр ара мунасивәтни аҗизлитишқа урунушқа берилгән бир сигнал икәнликини тәкитлиди.
Владимир путинниң иран зиярити тарихий әһмийәткә игә болуп , путин , сабиқ совит иттипақи рәһбири сталин тунҗи қетим 1943 - йили сталин теһранға келип, америка президенти розвелт, әнглийә баш министири черчил қатарлиқлар билән мәшһур теһран йиғинини ечип, гитлер германийисигә қарши иттипақ түзүш һәм иккинчи уруш фронти ечишни музакирә қилғандин, 60 йил өткәндин кейин бу йәргә кәлгән иккинчи рус рәһбири болуп қалди.
Путин теһранни зиярәт қилиштин илгири униң у йәргә барса мәхпий өлтүрүшкә учрайдиғанлиқи һәққидә учур тарқалған болуп, иран тәрәп мундақ мумкинчиликни инкар қилған һәмдә путиннму буниңдин қорқмай, теһранни зиярәт қилған иди. (Үмидвар)
Мунасивәтлик мақалилар
- 2008 - Йилидин кейинки русийини ким идарә қилиду?
- Генерали вилям фалон: иран ядро мәсилисини сөһбәт арқилиқ бир тәрәп қилишни халаймән
- Теһран б д т ниң қарарини мәңситмигәндин кейин хитайниң қоллишиға еришмәктә
- Иранниң һәрбий һуҗумға учраш яки учримаслиқиниң аламәтлири
- 2006 - Йили дуняда йүз бәргән асаслиқ тоқунуш һадислири үстидә әслимә
- Иран район характерлиқ күчлүк дөләтму?
- Парс тилида сөзлишидиған дөләтләрниң рәһбәрлири дүшәнбигә топланди
- Иран мәсилиси мурәккәпләшмәктә
- Дуня дөләтлири немә үчүн иранниң ядро пиланини әслигә кәлтүргәнликигә қарши туриду?
- Бихәтәрлик кеңишигә әза дөләтләр иран мәсилисини музакирә қилди
- Америка иран билән бивастә сөһбәт елип бармақчи
- Иран президентиниң исраилийә тоғрисидики баянати дуняда ғулғула қозғиди