Бихәтәрлик кеңишигә әза дөләтләр иран мәсилисини музакирә қилди


2006.01.16

Бирләшкән дөләтләр тәшкилатиниң бихәтәрлик кеңишигә әза америка, әнглийә, франсийә, русийә вә хитайниң дипломатийә әмәлдарлири лондонда иранниң ядро мәсилиси бойичә йепиқ йиғин өткүзүп, иранниң ядро пиланини әслигә кәлтүргәнликигә нисбәтән қандақ чарә көрүш вә башқа мунасивәтлик мәсилиләрни музакирә қилди.

Нөвәттә иранниң ядро пилани мәсилиси ғәрб дөләтлири җиддий қараватқан мәсилигә айланмақта.

Б б с агентлиқиниң учуридин қариғанда, гәрчә русийә билән америка, франсийә вә әнглийә қатарлиқ үч дөләтниң иранниң ядро мәсилисидики мәйданида бәзи охшимаслиқлар бар болсиму, әмма бу қетим москва иранниң ядро мәсилисини б д т бихәтәрлик кеңишигә тапшурушқа қарши чиқмиған.

Иран билән ғәрбниң көз қаришидики ихтилап

Алдинқи һәптидә иран ядро қорали пиланини әслигә кәлтүргәндин кейин, америка башлиқ ғәрб мәмликәтлири җүмлидин русийә бу мәсилигә җиддий қарашқа мәҗбур болди.

14- январ күни иран президенти әхмәдиниҗад мухбирларға иранниң ядро пилани һәққидә тохтилип, иранниң ядро қорали пиланини әслигә кәлтүргәнликидин әмди чекинмәйдиғанлиқини, иранниң тинчлиқ үчүн ишлитишни мәқсәт қилған ядро техникисини раваҗландуруш һоқуқиниң барлиқини әмма, бундақ техникилар арқилиқ ядро қорали ясашни мәқсәт қилмайдиғанлиқини көрситип, " ғәрб мәмликәтлири билиши керәкки, иран ядро қоралини раваҗландурмайду, чүнки бу ислам дининиң принсиплириға хилап " дегән. Әмма, әхмәдиниҗадниң бу билдүрүшлири иранниң ядро пилани болупму, униң йеқиндин буянқи ғәрбкә тутқан позитсийисидики қаттиқлиқларни сезиватқан дөләтләрниң көз қарашлирини өзгәртәлмиди.

Өткән җүмә күни америка президенти җорҗи буш иранниң ядро пилани мәсилиси бойичә тохтилип, иранни агаһландурғандин кейин, бу мәсилисини пәқәт бихәтәрлик кеңишигә тапшуруп һәл қилишниң мәнтиқилиқ икәнликини көрсәткән.

Америкини зиярәт қилған германийә баш министири мәркел ханим явропа иттипақиниң иранниң ядро мәсилиси бойичә америка билән бирдәк көз қарашқа кәлгәнликини тәкитләп, башқа мәмликәтләрниму буниңға қошулушқа дәвәт қилған.

Русийә билән хитайниң мәйдани

Иранниң ядро пилани мәсилисини бирләшкән дөләтләр тәшкилатиниң бихәтәрлик кеңишидә һәл қилиш тәклипигә нисбәтән русийә һөкүмитиму қарши турмаслиқ позитсийисини билдүргән болуп, бу бир йеңилиқ һесаблиниду, чүнки көзәткүчиләрниң оттуриға қоюшичә, русийә илгиридинла иранниң ядро техникисини раваҗландурушиға ярдәм көрсәткән болуп, иран бу саһәдә москваниң қоллишиға еришкән. Москва болса, иранниң бу техникини пәқәт тинчлиқ үчүн раваҗландуридиғанлиқини изаһлиған иди.

Әмма, хитай ташқи ишлар министирлиқиниң баянатчиси коңчуан иран мәсилисидә тохталғанда, хитайниң иранниң явропа иттипақидики үч дөләт билән ядро мәсилиси һәққидики сөһбитини әслигә кәлтүрүшкә тиләкдаш икәнликини көрситиш билән хитайниң бу мәсилини бихәтәрлик кеңиши тәрипидин һәл қилишқа қошулмайдиған мәйданини ипадә қилған. Б б с агентлиқиниң учуридин қариғанда, хитайниң б д т дики әлчиси мәзкур мәсилисини бихәтәрлик кеңишигә тапшурушниң мәсилини техиму мурәккәпләштүривәтидиғанлиқини билдүргән.

Көзәткүчиләрниң қаришичә, хитайниң бундақ позитсийисигә сәвәб болған амил униң ирандин алидиған енергийә мәнпәәтлири болуп, чүнки хитай иран һөкүмити билән иранда нәфитлик ечиш һәққидә келишим түзгән һәмдә хитайниң нефит еһтияҗиниң 13 % ни иран тәминлигән. Шуңа хитай бу сәвәбтин наһайити еғир таллашқа дуч кәлди. Бирақ, иран ядро мәсилисини бихәтәрлик кеңишидә һәл қилишқа хитай қошулсун яки қошулмисун бәрибир, бу мәсилидә бихәтәрлик кеңишиниң башқа әзалири пикир бирлики һасил қилған һәмдә бирләшкән дөләтләр тәшкилатиниң хәлқаралиқ атом-енергийиси оргининиң бу мәсилидә җиддий йиғин ечиш күн тәртипини бәлгилишини тәләп қилған. Лекин, мәзкур органниң мәсули муһәммәд барадейи иранниң ядро мәсилисигә аит ениқ учур вә материялларға игә болуши лазимлиқини, гәрчә хәлқаралиқ атом-енәргийиси оргиниға техи мәлум болмиғанлиқиға қаримай, иранниң мәхпий ядро қораллирини ясаватқанлиқиниң мумкинликини нәзәрдин сақит қилмайдиғанлиқини билдүргән.

Б б с агентлиқиниң учурида көрситилишичә, иран малийә министири давуд даниш җаппари иран дуч келиватқан бесимларға инкас қайтуруп, бу дөләттики иқтисадий вә сиясий әһвални бузиветидиған, иранға қарши қобул қилинған һәр қандақ қарар нефитниң баһасини зор дәриҗидә өстүрүветиду" дейиш арқилиқ иранға нисбәтән нефит еһтияҗи бар дөләтләрни агаһландурған.

Б б с агентлиқиниң хәвәр қилисиһичә, иранниң ядро мәсилисидә америка дөләт мәҗлисидә музакириләр елип берилған болуп, демократлардин келип чиққан дөләт мәҗлис әзаси дианна файштейин әгәр иранниң атом бомбиси ясап чиқса бәлки уни исраилийигә ишлитиши мумкинликини әсләткән.

Буниңдин илгири иран президенти махмуд әхмәдиниҗадниң бир қанчә қетимлиқ исраилийә һәққидики нутуқлирида исраилийини йоқ қилиш шуари оттуриға қоюлған болуп, бу хәлқара җәмийәтниң диққитини қозғиған иди. (Үмидвар)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.