Иран мәсилиси мурәккәпләшмәктә
2006.02.01

Иранниң ядро пилани мәсилиси мурәккәпләшмәктә. Чаршәнбә күни иран президенти махмуд әхмәдиниҗат иран дөләт теливизийисидә нутуқ елан қилип, иранниң ғәрб дөләтлириниң бесимиға қаримай, тинчлиқ үчүн ишлитидиған ядро енергийисигә игә болуш һоқуқидин ваз кәчмәйдиғанлиқини, иранниң ядро пиланини әмәлгә ашуридиғанлиқини елан қилди.
Америка авази радиосиниң учуридин мәлум болушичә, иран президенти өз нутқини америка президенти җорҗи буш дөләт мәҗлисидә " дөләт әһвали" һәққидә нутуқ сөзләп, бир қанчә саәттин кейин, иранниң җәнубидики бир порт шәһирини көздин кәчүрүватқанда елан қилған болуп, президент җорҗи буш сәйшәнбә күни кәчтә сөзлигән нуқтида иран мәсилисиниму тилға елип, " иран һөкүмити өзиниң ядро пилани арқилиқ дуня билән қаршилашти, дуня хәлқи иранниң ядро қоралиға игә болушиға йол қоймаслиқи керәк" дегән. Буш йәнә иран хәлқиниң һаман бир күни демократик дөләт сүпитидә америкиниң иттипақчисиға айлинидиғанлиқини ейтқан.
Теһран өз мәйданида чиң турмақта
Сәйшәнбә күни америка, әнгилийә, франсийә, русийә, хитай қатарлиқ бирләшкән дөләтләр тәшкилати бихәтәрлик кеңишигә әза бәш дөләт вә германийә һөкүмити иранниң ядро пилани мәсилисини бихәтәрлик кеңишиниң һәл қилишиға тапшурушқа қошулуп, баянат елан қилғандин кейин, иран һөкүмити буниңға җиддий инкас қайтурди. Б б с агентлиқиниң көрситишичә, иран дөләт мудапиә министири әгәр иранниң ядро нуқтилири һуҗумға учриса, иранниң дәрһал һуҗумға һуҗум билән җаваб қайтуридиғанлиқини тәкитлигән.
Сәйшәнбә күни бәш дөләт қараридин кейин, иран һөкүмити хәлқара атом енергийиси оргининиң әгәр иранниң ядро пиланиға аит һөҗҗәтләрни б д т бихәтәрлик кеңишиниң көрүп чиқишиға тапшурса, атом енергийиси оргининиң хадимлириниң ирандики ядро қурулуш нуқтилириға берип тәкшүрүшигә йол қоймайдиғанлиқини шуниңдәк йәнә уран тавлашни күчәйтидиғанлиқини билдүргән. Чүнки, бәш дөләт сәйшәнбә күнидики бирләшмә баянатида хәлқара атом енергийиси оргининиң иранниң ядро пиланиға аит һөҗҗәтләр һәққидә бихәтәрлик кеңишигә мәлумат бериши, иранниң хәлқара атом енергийиси оргининиң назарити астида омумий йүзлүк уран тавлаш вә тәтқиқат һәрикәтлирини тохтитишини тәләп қилған иди.
Русийә вә хитайниң инкаси
Илгири иранниң ядро пилани мәсилисидә өз пикридә чиң туруп, мәзкур мәсилини бихәтәрлик кеңишидә һәл қилишқа қарши турған хитай билән русийә бу қетим бирдинла мәйданини өзгәртип, америка башлиқ ғәрб дөләтлири билән ортақ пикиргә кәлгән, һәтта, русийә иран үчүн русийә тәвәсидә уран тавлаш лайиһисини оттуриға қойған болуп, иран ядро ишлири әмәлдари лариҗаниниң айрим-айрим һалда москва вә бейҗиңни зиярәт қилип, русийә һәм хитай билән ортақлиқ һасил қилғанлиқи һәққидә хәвәр тарқалған иди. Б б с агентлиқиниң учуридин қариғанда, хитай ташқи ишлар министири ли җавшиң сәйшәнбә күни лондонда иран ташқи ишлар министири монучеһир моттәқи билән көрүшүп иранниң тинчлиқ мәқситидә атом енергийисигә игә болуштәк қануни һоқуқи һөрмәткә игә болуши лазим болсиму, әмма иранниң өз зиммисигә алған мәҗбурийәтлирини ада қилишини әскәрткән шуниңдәк иранниң явропа бирлики билән дипломатийилик сөһбәт арқилиқ мәсилини һәл қилишини тәвсийә қилди. Әнгилийә ташқи ишлар министириму иран ташқи ишлар министири билән лондонда көрүшүп, һазир иранниң йәнә хәлқара җәмийәткә өз ядро пиланиниң тинчлиқ үчүн икәнликигә ишәндүридиған ахирқи бир пурсәт барлиқини көрсәткән.
Хәвәрләргә қариғанда, хитай вә русийә дипломатлири чаршәнбә күни теһранға йетип келип айрим һалда иран тәрәп билән сөзлишип, бирләшмә баянат елан қилиду шуниңдәк бу икки дөләт иранни хәлқара атом енергийиси оргининиң тәләплиригә йетишкә чақиридикән.
Сәуди әрәбистан вә пакистан рәһбәрлириму иран мәсилиси һәққидә сөһбәтлишиду
Америка авази радиосиниң учуридин қариғанда, сәуди әрәбистан падишаһи абдулла бу һәптидә пакистанни зиярәт қилип, пакистан билән иқтисадий, сиясий вә бихәтәрлик мәсилилири қатарида иранниң ядро пилани һәққидиму сөһбәт елип баридикән. Америка авазиниң хәвәр қилишичә, сәуди әрәбистан һөкүмити иранниң ядро пиланиға нисбәтән қаттиқ позитсийә қолланмақта. Сәуди ташқи ишлар вәзири биринчи айниң башлирида иран мәсилиси һәққидә тохтилип," иранниң нийити районимиз үчүн балайи апәт тәһдиди елип келиду" дегән. Әмма, пакистан болса, иранниң ядро мәсилисигә нисбәтән мөтидил позитсийә қолланған болуп, бу мәсилисиниң бихәтәрлик кеңиши тәрипидин һәл қилинишиға қарши туруп, сөһбәт арқилиқ бир тәрәп қилишни тәшәббус қилған. (Үмидвар)
Мунасивәтлик мақалилар
- Иран президенти, ядро мәсилисидә хәлқара җамаәтниң бесимини рәт қилди
- Б д т хәвпсизлик кеңишидики дөләтләр иран ядро кризиси мәсилисидә бирликкә кәлди
- явропа иттипақиниң иран билән болған сөһбити нәтиҗисиз аяқлашти
- Дуня дөләтлири немә үчүн иранниң ядро пиланини әслигә кәлтүргәнликигә қарши туриду?
- Хитай, русийиниң иранға қаратқан ядро пиланини қоллайдиғанлиқини билдүрди
- Иран русийиниң ядро мәсилисидики тәклипини қарши алди
- Иран ғәрб дөләтлирини йәнә сөһбәткә дәвәт қилди