Ирақта мәдиний мирасларни булаң -талаң қилиш қилмишлири давамлашмақта
2005.01.06
Ирақ мәдәнийәт саһәси хадимлириниң билдүрүшичә, гәрчә ирақта музейларни булаш қилмишлири тохтиған болсиму, амма булаңчилар йәнила өлкиму -өлкә йүрүп, архиологийилик изларни булаш қилмишлирини садир қилмақта.
Ирақтики асарә - әтиқә мәркәзлири булаң - талаңға учриди
Ирақ музей мәсулиниң ейтишичә, һазирға қәдәр, һәр қайси музейлар вә мәдәний мирас орунлиридин 15 миң парчә асарә- әтиқә булап кетилгән болуп, мәзкүр асарә -әтиқиләр тарихи әһмийәткә игә болуп, интайин қиммәтлик буюмлардин икән.
Ирақ музейиниң мәсули сөзидә: "пил чиши билән ясалған асирийилик адәм билән чиши ширниң һәйкили, дуняға мәшһур қиммәтлик буюмлардин иди, биз мәзкур қиммәтлик асарә - әтиқиләрни йоқитипла қалмастин, йәнә техи шумер ханлиқи падишасиниң һәйкилиниму йоқутуп қойдуқ, бу бизниң узақ йиллардин бери сақлап кәлгән дөләтниң байлиқини йоқутуп қойғанлиқимиз һисаплиниду" дәп көрсәтти.
Булаңчилиқ һәркәтлириниң алдин пиланланғанлиқи оттуриға чиқмақта
Гәрчә, бир қисим мәдәний ядикарлиқлархәлқара сақчилар билән йеңидин тәсис қилинған мәдиний мирасларни қоғдаш башқармисидики қоғдуғучилар тәрипидин қайтуруп келингән болсиму, лекин йәнила көплигән қиммәтлик буюмлар намрат кишиләр тәрипидин оғирилинип сетивитилгән.
Буланған музейларда елип берилған тәкшүрүш нәтиҗисидин қариғандиму, музейниң ишик дәризилири наһайити әпчиллик билән бузулған, һәтта бир қисим булаңчилар музейниң қулуплиирини ачидиған ачқучларни ясап чиққан болуп, булаңчилар, алдин - ала булаңчилиқ қилиш лайиһисини түзүп чиққан.
Ирақ мәдәнийәт министирлиқиниң министири хамидниң ейтишичә, бир қисим кишиләр асарә - әтиқләрниң қәйәргә қоюлғанлиқидин хәвәрдар икән, чүнки булаңчилар ток болмиған қараңғу музейниң ичигә кирип, муһим қиммәт баһалиқ буюмларниң һәммисини оғрилап елип кәткән.
Ирақ асарә- әтиқиләрни йиғивилиш үчүн, ғәриб дөләтлириниң ярдимигә муһтаҗ
Ирақ, нөвәттә мәхсус қара тизимлик хатириси турғузуп, орган вә шәхсләрниң буланған мәдәний ядикарлиқларни тәтқиқ қилиш паалийәтлирини чәклиди, бу һәқтә тохталған ирақ музейиниң мәсули мундақ диди: "әгәр мәдәний ядикарлиқларға болған еһтияҗ кемәйсә, ирақниң мәдәний буюмлиирниң сиртқа чиқип кетишидин сақланғили болиду, болупму ирақ чегриси сиртидики америкилиқлар, яврупалиқлар вә японийиликләр булап кетилгән мәдиний ядикарлиқларни издәш хизмитигә киришип кәтти, улар һәтта интайин көп пул сәрп қилип, мәзкур буюмларни сетивилишни тәшәббүс қилмақта. Әгәр сетивалғучи чиқмиса, әлвәттә бу асарә - әтиқиләр сетивитилмәйду, шуниң үчүн ирақниң асарә - әтиқилирини сетивалмақчи болған бу кишиләрниң мәсулийитини сүрүштүрүш керәк".
2003 -Йили, ирақта истансимиз мухбиримиз өмәр қанатниң зияритини қобул қилған бағдат шәһиридики бир музейниң мәсули, америка әскәрлириниң мәдәний мирасларни булаш қилмишлирини тосимиғанлиқини билдүргән, у америка әскәрлиридин музейни қоғдашни тәләп қилғанда, америка әскәрлири "биз бу йәргә музейларни қоғдиғили кәлмидуқ, уруш қилғили, садамни йоқатқили кәлдуқ" дигән җавапни бәргәнликини ейтип бәргән.
Демәк, әйни чағда ирақлиқлар буланған асарә атиқиләрни америкилиқларниң қоғдап қелишини үмид қилған икән.
Ирақ, нөвәттә нйо-йорктики дуня мираслирини қоғдаш фондиниң һәмкарлиқи астида мәдәний мирасларға номур қоюп рәтләш хизмитини елип бармақта, мәдәнийәт мүтәхәсисслириниң қаришичә, қиммәт баһалиқ тарихи буюмлар шәхсләр тәрипидин йошуривилинғанлиқи үчүн, мәзкур мирасларни йеқинқи дәвирдә қайтуруп елиш әсла мумкин әмәс икән. (Әқидә)