Ирақ тәкшүрүш гурупписиниң хизмити америка хәлқи күткән нәтиҗини бәрмиди


2006.12.08

Америкиниң сабиқ ташқи ишлар министири җемз бекәр вә сабиқ дөләт мәҗлиси әзаси ли һамилтонниң риясәтчиликидики ирақ тәкшүрүш гурупписи тәрипидин чаршәнбә күни елан қилинған доклатта , ирақ мәсилисини бир тәрәп қилиш үчүн 79 түрлүк тәклип оттуриға қоюлған. 96 Бәтлик доклатта оттура шәрқ мәсилисиму алаһидә тилға илинған болуп, сурийә билән мурәссә қилиш тәклиплирини давамлиқ рәт қилғанлиқи үчүн исраилийә һөкүмити қаттиқ тәнқид қилинған. Мушу тәнқид сәвәбидин ирақ тәкшүрүш гурупписиниң бу доклати һәм америкиниң сабиқ һөкүмәт хадимлири һәмдә буш һөкүмәт хадимлириниң бирдәк тәнқидигә учримақта. Улар доклатта оттура шәрқ мәсилисини һәл қилиш тоғрисида оттуриға қоюлған дипломатийә тәклиплирини реаллиққа тоғра кәлмәйдиған хата тәклипләр дәп қаримақта.

2008‏- Йилиғичә ирақтики америка урушчи қисимлирини чекиндүрүп чиқиш қийин

Америкиниң ирақтики қуруқлуқ қисимлириниң баш қомандани гәрчә ирақ тәкшүрүш гурупписиниң доклатини қарши алидиғанлиқини билдүргән болсиму, әмма доклатта оттуриға қоюлған 2008‏- йилиғичә ирақтики америка урушчи қисимлирини чекиндүрүп чиқиш тәклипини, әмәлгә ашуруш қийин бир тәклип, дәп көрсәтти.

Вашингтон пост гезитиниң хәвәр қилишичә, президент җурҗ буш америкини зиярәт қиливатқан әнгилийә баш министири тони билайер билән бирликтә өткүзгән мухбирларни күтүвелиш йеғинида, ирақтики вәзийәтниң тәрәққиятидин рази әмәсликини, шуниң үчүн йеңи бир истратегийә оттуриға қойидиғанлиқини ипадиләп, ирақ тәкшүрүш гурупписиниң пикирлирини көрүп чиқишиқа әрзийдиған пикирләр дәп көрсәткән болсиму, әмма вастилиқ һалда ирақ тәкшүрүш гурупписиниң доклатида оттуриға қоюлған әң муһим тәклипләрни қобул қилмайдиғанлиқини ипадилигән.

Доклатта, оттура шәрқ мәсилиси бир тәрәп қилишқа тегишлик әң муһим мәсилиләрниң бири дәп көрситилгән һәмдә буш һөкүмитиниң әрәп -исраилийә җидилини һәл қилиш үчүн йеңи вә җиддий бир дипломатийә һәрикити башлиши керәклики оттуриға қоюлған.

Президент бушниң доклатқа қарашлири

Президент буш тони билайер билән бирликтә өткүзгән мухбирларни күтивелиш йеғинида, тони билайерниң йеқинда әрәп-исраилийә оттурисида тинчлиқни қайтидин тикләш үчүн оттура шәрқ дөләтлирини зиярәт қилидиғанлиқини билдүрүп, әмма доклатта оттуриға қоюлғандәк өзиниң йиңи вә җиддий бир тәшәббус башлайдиғанлиқи тоғрисида һечбир немә демигән.

Президент буш шундақла ирақ тәкшүрүш гурупписиниң 2008‏- йилиғичә ирақтики америка урушчи қисимлирини чикиндүрүп чиқиш тәклипиниң ирақтики вәзийәткә тоғра кәлмәйдиғанлиқини ипадиләп, иран һөкүмити уран тавлаш программисини тохтатмиғичә сурийә ливанниң ички ишлириға арилишиш паалийитигә хатимә бәрмигичә, бу икки дөләт билән сөһбәт елип бармайдиғанлиқини билдүргән. Һалбуки ирақ тәкшүрүш гуруппси өзиниң доклатида, америка һөкүмитиниң иран вә сурийә қатарлиқ ираққа қошна дөләтләр билән сөһбәт елип беришини, ирақ мәсилисини һәл қилишниң әң муһим бир вастиси сүпитидә оттуриға қоймақта.

Ирақ тәкшүрүш гурупписиниң хизмити америка хәлқи күткән нәтиҗини бәрмиди

Америкиниң сабиқ ташқи ишлар министири җумһурийәтчи җемз бекәр вә сабиқ америка дөләт мәҗлиси әзаси демократ партийилик ли һамилтонниң риясәтчиликидики ирақ тәкшүрүш гурупписиниң хизмити америка хәлқи күткән нәтиҗини бәрмиди. Чүнки бу тәкшүрүш гурупписиниң пәқәт һөкүмәткә тәклип бериш салаһийити бар болуп, һөкүмәткә буйруқ чүшүрүш салаһийити юқ. Шуңа гәрчә мәзкур гуруппа нурғунлиған тәклипләрни оттуриға қойған болсиму, президент буш һөкүмити өзигә яққан тәклипләрни қобул қилип, һөкүмәткә яқмиған тәклипләрни рәт қилиши мумкин. Президент буш ирақ тәкшүрүш гурупписиниң бәзи тәклиплирини қобул қилидиғанлиқини билдүрүп, бәзи тәклиплирини рәт қилидиғанлиқини очуқ ипадилигән. У мухбирларни күтүвелиш йеғинида, бәргән баянатида, җимз биекәр вә ли һамилтон бизниң пүтүн тәклипләрни қобул қилишимизни күтмәйду, деди. Һалбуки җемиз бекәр вә лий һамилтон чаршәнбә күни доклатни тонуштуруш җәрянида, ирақ тәкшүрүш гуруппси президент буштин тәклипләрниң бир қисмини әмәс һәммисини бирдәк қобул қилишини күтиду, дәп тәкитлигән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.