Америкиниң ирақ истратегийиси тоғрисидики мулаһизиләр
2007.01.17
Америкиниң ирақта саддам һакимйитини ағдуруп ташлап, мәзкүр дөләттә демократик түзүм бәрпа қилиш истики әмәлгә ашмайла қалмай, бигуна хәлқниң өлүми вә өзини өлтүривилиш характерлик һуҗумларниң сани күндин - күнгә көпийиши нәтиҗисидә мәтбуатларда , америкиниң ирақ истратегийиси һәққидә һәр хил мулаһизә вә тәһлилләр йүргүзүлмәктә.
Америка әскәрлириниң йеқинда ирақта турушлуқ иран әлчиханисида елип барған ахтуруш һәрикити, ирақтики бир қисим сиясий рәһбәрләр тәрипидин, "ирақ һакимйитигә мудахилә қилғанлиқ" дәп қаралмақта. Ирақ шийә инқилавий кеңишиниң рәиси абдул әзиз әлһәкими, мухбирларниң зияритини қобул қилип, америка билән иран оттурисида үзлүксиз давамлишиватқан зиддийәтниң, ираққа әкс тәсир көрситиватқанлиқини билдүрди.
Көзәткүчиләр , бу , ирақниң америкиниң иран сияситидин барғансери хатирҗәм болалмайватқанлиқиниң очуқ ипадиси вә әң күчлүк тәнқидидин ибарәт дейишмәктә.
Гәрчә абдул әзиз әлһәкиминиң иран билән мунасивити қоюқ болуп, илгири иранда сүргүндә яшиған, униң президент буш билән мунасивити интайин яхши , йеқинда у вашингтонда буш билән учрашқан болсиму , бирақ әлһәкими билән америка оттурисида икки нәпәр иранлиқниң қолға елиниш мәсилисидә ихтилап йүз бәргән.
Өткән йилиниң ахири, америка әскәрлири абдул әзиз әлһәкиминиң өйигә туюқсиз һуҗум қилип, икки нәпәр иранлиқни елип кәткән, америка әскәрлири шу чағда икки иранлиқниң қаршилиқ көрсәткүчи қораллиқ күчләргә ярдәм бәргәнликини қәйт қилған .
Нөвәттә, әлһәкими иранниң мәйдани қандақ болушидин қәтий нәзәр, америкиниң һәрикити хата һәмдә бу ирақниң һоқуқиға арилашқанлиқ дәп көрсәтти.
Ирақта йүз бериватқан биһудә өлүмниң алдини елиш үчүн қандақ қилиш керәк ?
Буниңдин сирт ирақта йүз бериватқан зораванлиқта қаза қилғанлар сани билән өзини өлтүривилиш характерлик һуҗумларниң сани көпийип, америка вә әнгилийигә қаттиқ бесим елип кәлди, бу америкиниң ираққа қарита йеңи бир истратегийә түзүп чиқишқа түрткә болди.
Бу арида америка призиденти җорҗ буш, демократлар көп санлиқни игилигән америка дөләт мәҗлисиниң қаршилиқ көрситишигә қаримай, ирақта америка әскәрлириниң санини көпәйтиш пиланини оттуриға қоюп, бу пиланни қәтий ишқа ашуруш керәкликини тәкитлиди.
Президент буш өткән һәптә мухбирларниң зияритини қобул қилип, өзиниң дөләт мәҗлисиниң қаршилиқ көрситишигә қаримайдиғанлиқини, президент болуш сүпити билән һәрқандақ бир һәрикәт елип беришқа тамамән һоқуқлуқ икәнликини билдүрди.
Муавин президент дик чейнийму, пәқәт президентниң америкиниң алий дәриҗилик һәрбий қомандани болалайдиғанлиқини, ақ сарайниң болса һәрқандақ дөләт мәҗлиси әзасиниң ирақ истратегийисигә қоманданлиқ қилишини қобул қилалмайдиғанлиқини көрсәтти.
Дик ченей сөзидә йәнә": дүшмән, һечқачан уруш мәйданида мәрданилиқ билән америкини йеңәлмәйду, дүшмән пәқәт америкилиқни қанчә көп өлтүрсәк америка қол көтүрүп тәслим болиду дәп хата қияс қилди, улар һәргиз бу мәқсидигә еришәлмәйду" деди.
Америкиниң бәш бурҗәклик бинаси, мәзһәпләр оттурисида тохтимастин әвҗ еливатқан зораванлиқ һәрикәтлири, ирақниң бихәтәрлики вә муқимлиқи үчүн әң чоң тәһдит икәнликини билдүрди.
Америка баш қоманданлиқ шитабиниң мәсули генерал абизий, дөләт мәҗлисидә испат берип мундақ дәйду": мениңчә, мәзһәпләр оттурисидики тоқунуш буниңдин артуқ болмайду, болупму бағдатта . Әгәр буниң алди елинмайдикән , ирақта ичкий уруш рәсмий қозғилиду"
Ирақта ички уруш
Ундақта 2007 - йили ирақта ичкий уруш партламду? мәтбуатларда 2006 - йили ирақта аллиқачан ичкий уруш партлиди дегән темиларда мақалиләр елан қилинған болуп, 2007 - йили ирақ техиму чоң хейим - хәтәргә дуч келиду дейилгән иди. Кишиләр әндишә қилғандәк һазир ирақтики зораванлиқ күнсери күчийип, районда үч тәрәптә ичкий уруш партлаш еһтимали көрүлмәктә.
Көзәткүчиләр":пәләстиндә хамас билән президент аббасни қоллайдиған күчләр оттурисидики тоқунуш җиддийләшмәктә, ливанниң вәзийитиму яхши әмәс, бу райондики кишиләр вәһимә ичидә яшаватиду. Шуңа 2006- йили хәлқара хәвәрләрдә асаслиқ орунни игилигән муһим мәзмунлар , 2007 - йилиму охшашла муһим орунни игиләйду " дейишмәктә.
Америка ирақ мәсилидә башқа дөләтләрниң ярдимигә муһтаҗ
Ирақ тәкшүрүш гурупписиниң мәсуллиридин бири мундақ дәйду": әгәр америка ирақ мәсилисини бир тәрәп қилимиз дәйдикән, чоқум райондики қошна дөләтләрниң ярдимигә еришиши керәк" .
Ирақ тәкшүрүш гурупписи тәрипидин елан қилинған доклатта, ирақта ичкий урушниң күчийип кетишиниң алдини елиш әң муһим вәзипә болуп, алди билән ирақ әскәрлирини күчләндүрүш, вәзиписи йоқ бир қисим армийини 2008 - йилидин бурун ирақтин йөткәп кетиш керәклики оттуриға қоюлған.
Доклатта йәнә, ирақ һөкүмитиниң бихәтәрликни яхшилайдиған әқәлли өлчәмләрни бекитиши, әгәр бу хизмәтләрни ишқа ашуралмиғанда америкиниң һәрбий вә иқтисадий ярдәмни тохтиши керәклики шуниңдәк иран вә сүрийини өз ичигә алған ирақниң қошна дөләтлири билән болған мунасивәтни яхшилаш һәққидики бир қатар лайиһәләр оттуриға қоюлған. (Әқидә)
Мунасивәтлик мақалилар
- Бушниң йеңи ирақ истратегийисини ирақ һөкүмити қизғин қоллиди, әмма бониңға хитай һөкүмитиниң муамилиси соғуқ
- Бушниң йеңи ирақ истратегийиси қаршилиққа дуч кәлмәктә
- 2006 - Йили дуняда йүз бәргән асаслиқ тоқунуш һадислири үстидә әслимә
- Ирақ тәкшүрүш гурупписиниң хизмити америка хәлқи күткән нәтиҗини бәрмиди
- Ирақ уруши, америка -хитай мунасивити җәһәтләрдә америкиниң сиясәтлиридә йеңи өзгириш болмақта
- Америкида дөләт мәҗлиси сайлими
- Ирақта вәзийәтниң күнсери җиддийлишишиниң асаслиқ сәвәби немә?
- Ирақ кризисини һәл қилиш йолида тәклипләр оттуриға қоюлмақта
- Ирақтики ал қаидә тәшкилатиниң йеңи рәһбири әлмуһаҗир ким?