Ирақта йүз бәргән қаршилиқ көрситиш һәрикәтлиридә 40 тин артуқ адәм һаятидин айрилди


2007.04.24

Ирақ даирилириниң билдүрүшичә, дүшәнбә күни ирақниң һәрқайси җайлирида йүз бәргән партлашларда аз дегәндә 45 адәм қаза қилған вә 100дин артуқ адәм яриланған.

Сақчиларниң билдүрүшичә, ирақниң ғәрбидики рамади шәһиридә бир рестуранға бөсүп киргән машина партлап, 19 адәм һаятидин айрилған, шималдики мусул шәһиридә куртлар партийисиниң хизмәт ишханисида йүз бәргән өзини өлтүрвилиш характерлик партлашта болса 10 адәм өлгән.

Қаршилиқ көрситиш һәрикәтлиридә, бақубадики бир сақчи идариси һуҗумға учрап, 10 адәм қаза қилған. Охшашла бағдаттики бир районда йүз бәргән өзини өлтүрүвилиш характерлик һуҗумда 7 киши , иран әлчиханиси әтрапида партлиған бомбида 2 киши һаятидин айрилған.

Буниңдин сирт , бир әнгилийилик әскәр һәмдә бир америка әскири һуҗумға учрап қаза қилди.

Ирақта партлаш вә адәм өлүш вәқәлири үзлүксиз йүз берип турған болсиму, әмма дүшәнбә күни бирла вақитта йүз бәргән һуҗумларниң 40 тин артуқ адәмниң өлүмигә йол ечиши, ирақ һөкүмитини қаттиқ әндишигә салди. (Әқидә)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.