Ирақ йеңи асасий қанун лайиһиси кичиктүрүлди


2005.08.23

Ирақ рәһбәрлири ирақниң йеңи асасий қанун лайиһисини дүшәнбә күни ирақ парламентиға тапшуруши керәк иди. Лекин улар, техи биртәрәп болмиған бәзи мәсилиләрни һәл қилиш үчүн асаси қанун лайиһисиниң толуқ текистини парламентқа сунушни үч күн кечиктүргәнликини билдүрди. Хәвәрләргә қариғанда, һазирчә парламентқа асасий қанун лайиһисиниң толуқ болмиған бир текисти сунулған.

Америка һөкүмити узундин бири, асасий қанун лайиһисини бәлгүләнгән вақит ичидә парламентқа сунуши үчүн ирақ рәһбәрлиригә бесим ишлитивататти.

Сүннийләр вәкиллири қаттиқ турмақта

Франсийә агентлиқиниң хәвәр қилишичә, ирақтики икки чоң етник гуруппа болған шийәләр вә күрдләрниң вәкиллири америка һөкүмитиниң бесими билән өзлириниң тәләплирини юмшитип, ирақниң йеңи асасий қанун лайиһисиниң пүтүн маддилири үстидә келишкән.

Лекин, ирақтики йәнә муһим бир етник вә диний гуруппа һесабланған вә саддам һүсәйин һакимийити дәвридә ирақта нурғун имтиязларға игә болған суннийләрниң вәкиллири асасий қанун лайиһисиниң нурғунлиған маддилириға қарши чиқмақта.

Ирақ баш министири ибраһим җәфәри сәйшәнбә күни бағдадта мухбирларға бәргән баянатида, вәкилләрниң йеңи асасий қанун лайиһисиниң пүтүн маддилири үстидә келишкәнликини билдүрди. Әмма ирақтики суннийләрниң вәкиллири техи нурғун мәсилиләрниң һәл болмиғанлиқини тәкитләп, әгәр асасий қанун лайиһиси мәвҗут шәкли билән парламентқа сунулса, ирақта тоқунушларниң давамлишишиға вә ирақниң парчилинишиға сәвәб болиду, дейишмәстә.

Сүннийләрниң бурунқи орни

Ирақниң йеңи асасий қанун лайиһисини түзүп чиқиш комитиетиниң сунний әзаси салиһ әлмотлақ, ирақтики суннийләрниң 99 пирсәнти йеңи асасий қанун лайиһисигә қарши, деди.

Ирақтики суннийләр саддам һүсәйин һакимийити дәвридә, ирақтики әң имтиязлиқ етник вә диний тәбиқә иди. Гәрчә улар сан җәһәттин ирақ нопусиниң пәқәт 17 пирсәнтини тәшкил қилсиму, әмма сиясий, иқтисадий вә һәрбий җәһәтләрдин ирақтики һөкүмран синип һесаблинатти. Америкиниң ираққа қарши һуҗуми нәтиҗисидә, саддам һүсәйин һакимийити ағдурулғандин кейин, ирақтики суннийләр җәмийәттики үстүн орнини йоқатти. Бүгүн америка қисимлириға қарши һәрикәт елип бериватқан қаршилашқучи күчләрниң асаслиқ қисимини ирақтики суннийләр тәшкилләйду.

Сүннийләр – ирақ муқимлиқидики асасий амил

Америка һөкүмити, ирақтики қаршилашқучи күчләрниң һәрикитини аҗизлитиш үчүн суннийләрниң ирақниң һакимийәт системисиға қатнишишини тәрғиб қилмақта һәмдә суннийләрниң тәләплирини диққәткә елиши үчүн ирақтики шийә вә күрд рәһбәрләргә бесим ишләтмәктә. Чүнки суннийләргә ирақтики һакимийәттә орун бәрмәй туруп, ирақта муқимлиқни тикләш мумкин әмәс. Ирақта муқимлиқ тикләнмәй туруп, америкиниң ирақтики һәрбий қисмлирини ирақтин чикиндүрүши мумкин болмайду.

Хәвәрләргә қариғанда, ирақтики суннийләр йеңи асасий қанун лайиһисидики федералисм қатарлиқ маддиларға қәтий қарши икән. Әгәр ирақта федерал бир һакимийәт системиси қурулса, суннийләр ирақниң нефит киримидин мәһрум қалидикән. Чүнки ирақниң нефит запаслири ирақниң җәнубий вә шималий районлирида болуп, бу районлар асаслиқи шийәләр вә күрдләрниң контроллуқида икән.

Әмма, нурғунлиған анализчилар, ирақтики суннийләрниң риаллиққа тән беришини тәвсийә қилмақта. Уларниң ейтишичә, әмди сүннийләрниң ирақтики һакимийәттә бурунқидәк чоң рол ойниши, ирақ нопусиниң 60٪ дин көпрәкини тәшкил қилған шийәләр үстидин һакимийәт йүргүзүши мумкин әмәс. Гәрчә көрдләр, сунний мәзһибигә мәнсуп болсиму, әмма ирақтики суннийләрниң, саддам һөсәйин һакимийити дәвридә күрдләргә қарита елип берилған қаттиқ қол сиясәт түпәйлидин, күрдләр билән бирлишип шийәләргә қарши туруши имкансиз. Шуңа улар, һазирқи вәзийәттә, йеңи демократик ирақта өзлиригә лайиқ бир орунни игиләш үчүнла тиришиши керәк. (Қанат)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.