Терорлуқ һуҗуминиң көләңгүси астидики тарихий сайлам
2005.01.31

Терорлуқ һуҗумниң көләңгүси астида йәкшәнбә күни елип берилған ирақтики тарихий сайлам ахирлашти. Ирақ мәркизи сайлам комитетиниң ашкарилишичә, йәкшәнбә күни өткүзүлгән сайламда беләт ташлаш салаһийитигә игә 14 милйон сайлиғучиниң йүздә 60 ٪ дин көпрәки беләт ташлиған. Сайламни назарәт қилғучилар, сайламниң "мувапиқийәтлик" елип берилғанлиқини билдүрмәктә.
Оттура шәрқтә яңриған әркинлик садаси
Америка президенти җорҗи буш, ирақлиқларни тәбриклиди. У, ирақ хәлқиниң үз тәқдирини өз қолиға елип, әркинлик йолида илгирләватқанлиқини билдүрди. Ирақтики сайламниң зор нәтиҗә қазанғанлиқини тәкитлигән президент мундақ дәйду:
"Бүгүн ирақ хәлқи пүтүн дуняға шуни җакарлиди, пүтүн дуня оттура шәрқниң мәркизидә яңриған әркинлик садасини аңлиди". Ирақлиқларниң бу қетимқи сайламда әркин дөләт қуруш ирадисини намайән қилғанлиқини билдүргән америка преизденти, әмдики вәзипә йеңи асаси қанун түзүш шундақла шу асас бойичә йеңи һөкүмәт тәшкил қилиш, дәп көрсәтти. У " тарихий характерлик сайламниң йетип келишигә әгишип, асаси қанун түзүш вә тәстиқлаш мусаписи башланди. Бу асаси қанун демократик ирақ һөкүмитиниң һул теши болуп қалиду," дәп тәкитлиди.
Тәррор көләңгүси астидики сайлам
Бирақ йәкшәнбә күни елип берилған сайлам террорлуқ һуҗумларниң көләңгүси астида өткүзүлди. Шу күни бағдат шәһиридә 9 қетим өзини өлтүрүвелиш характирлик партлаш вәқәси йүз берип, аз дигәндә 25 адәм өлгән. Ирақтики америка қарши пидаиларниң рәһбири зарқави, ирақниң оттура қисимидики районларда йүз бәргән партлаш вәқәлиригә мәсул болидиғанлиқини җакалиған. Америкиниң йеңи ташқий ишлар министири кондулиза райис, америкиниң нөвәттики әң асаслиқ нишани ирақ қисимлирини тәрбийиләшкә қаритилидиғанлиқини билдүрди .Ирақ өткүнчи һөкүмити ички ишлар министири, ирақниң 18 ай ичидә чәтәл қисимлириниң ярдимигә иһтияҗи қаймайдиғанлиқини җакарлиған.
Сайламға актип қатнашқучилар

Хәвәрләрдә ашкарилишичә, ирақниң оттура қисимидики суний мусулманлар райониға қариғанда җәнубтики шиәләр шундақла шималдики күрдләр районида пуқраларниң беләт ташлаш җәһәттики нисбәт пәрқи интайин чоң. Җәнубтики шиәләр райони билән шималдики күрдләр районида пуқраларниң беләт ташлаш қизғинлиқи юқири болуп, узун өчрәттә туруп беләт ташлиған. Бирақ ирақниң оттура қисимидики сүнийләр районида сайламға қатнашқанлар интайин аз болуп, һәтта бәзи җайлардики сайлам понкитлири тақилип қалған.
Сайламға қатнишиштики охшаш болмиған арзулар
Түркийә һаҗи төпә университитиниң ярдәмчи профессори доктор әркин әкрәм, шиәләр билән күрдләрниң сайламға актип қатнишишидики сәвәбләр һәққидә мундақ дәйду:
"Күрдләр бурун ирақ башқуруш системисиниң сиртида қалған. Һазир мушундақ бир сайламниң васитиси билән башқуруш системисиниң мәркизигә киришкә теришиватиду. Келичәктә мустәқил күрдистан қуримән десиму, мәркизи системда күчлүк болиши керәк. Шиәләр өзиниң саниниг көплүки билән, сайлам арқилиқ башқуруш системисиниң ичигә киришкә тиришиватиду".
Сүнийләр ирақ омуми нупусиниң 20 - 30 ٪ ни игиләйду. Амма сүнийләр йеқинқи 50 йилдин бери ирақни идарә қилип кәлгән иди. Сайламдин илгири ирақтики бәзи сүний партийиләр, сайламни байқут қилидиғанлиқини җакарлиған. Әркин әкрәмниң билдүрүшичә, сүнийиләр сайламда һоқуқниң шиәләр билән күрдләргә өтүп кетишидин әнсирәйдикән.
Аллавиниң вәдиси
Бирақ ирақ өткүнчи һөкүмитиниң баш министири ияд алави дүшәнбә күни телевизийә нутуқи елан қилип, сүнийләр билән сөһбәт елип баридиғанлиқини шундақла ирақ һөкүмитиниң ирақтики барлиқ гуруһларға вәкиллик қилидиғанлиқини вәдә қилди.
Ирақ сайлам комитетитиниң пәрәз қилишичә, сайламда 8 милйон киши беләт ташлиған болуши мүмкин. Бу беләт ташлаш салаһийитигә игә 14 милйон ирақлиқниң 60 ٪ ни игилләйдикән. Ирақтики сайлам һәр қайси дөләт рәһбәрлириниң иҗабий баһасиға еришти. Русийә президенти владимир путин, сайламни " тоғра йөлүнүшкә қарап бесилған бир қәдәм," дәп көрсәтти. Хитай һөкүмити сайламниң " уруш вәйранчилиқиға учриған ираққа муқимлиқ елип келиши" ни үмид қилди. Русийә билән хитай америкиниң ираққа һәрбий һәрикәт елип беришиға қарши чиққан иди.(Әркин)
Ирақ сайлими
- Аяд алави ирақ сайлимидин кейин хәлқни бирлишишкә чақирди
- Һәр қайси дөләт рәһбәрлири ирақ сайлимини тәбриклиди
- Ирақ сайлам һарписида бихәтәрлик тәдбирлирини күчәйтти
- Чәтәлләрдә яшаватқан ирақлиқлар, ирақтики сайламдин икки күн бурун биләт ташлашқа башлиди
- Ирақтики омумий сайлам һарписида, террорлуқ һуҗумлар әвҗ алмақта