Уйғур дияридики намрат ишсиз яшлар шенҗенға апирилидикән


2006.11.07

Үрүмчи кәчлик гезитидин игилишимизчә, намрат, ишсиз яшларни шенҗенда ишләшкә тизимлитиш хизмити башланған икән. Бу хизмәт уйғур аптоном районлуқ иттипақ комитети яшларни ишқа орунлаштуруш мулазимәт мәркизи тәрипидин елип бериливатқан болуп, тунҗи түркүмдә шәһәр базарлардики артуқ намрат яш әмгәк күчлири ичкири өлкиләрдә ишқа орунлаштурилидикән. Игилинишичә бу кишиләр шенҗенға берип аманлиқ сақлаш хизмитини қилидикән, айлиқ мааши 1400 йүән икән. Шенҗенға беришқа тизимлитидиған яшлар чоқум 18 – 28 - яшқичә болуши, толуқсиз оттура мәктәп оқуш тарихидин юқири мәдәнийәт сәвийисигә игә болуши керәк икән. Биз бу хәвәрни үрүмчи кәчлик гезитидин игилигәндин кейин, шинҗаң уйғур аптоном районлуқ иттипақ комитети яшларни ишқа орунлаштуруш мулазимәт мәркизигә телефон қилип тәпсили әһвал игилидуқ. Телефонни алған киши бизгә бу һәқтә мәлумат бәрди:

- Мән әркин асия радиосиниң мухбири, үрүмчи кәчлик гезитидә шенҗенға яшларни апирип ишқа орунлаштуруш һәққидә хәвәр берилгән икән. Биз бу һәқтә мәлумат елиш үчүн телефон қилған идим. Һазирғичә бу ишқа илтимас қилғанлар барму? -бар. Һазир әһвал игиләп телефон қиливатқанлар җиқ. Һазирғичә 10 нәччә киши тизимлатти. Шинҗаңниң һәрқайси йәрлиридин илтимас қилса болиду. Һәр вилайәткә сан бар. Бу илтимас муддити 11-айниң 15-кунигичә давам қилиду. - У йәрдә иш болмиғанлиқи үчүн ичкиригә берип иш тапамду уйғурлар? - бу йәрдә иш йоқ дегәнлик әмәс. Биз пәқәт кәмбәғәл яшларға ярдәм қилиш үчүн, уларниң аилә иқтисадиниң яхшилиниши үчүн бу ишни қиливатимиз.

- Уйғурлар у йәрдә тил билмисә қандақ қилисиләр? -тил өткилидин чоқум өтиши керәк, хитайчә билмисә у йәргә баралмайду. Униң үстигә пәқәтла уйғурларлар әмәс, шәрти тошсила қайси милләттин болса болсун тизимлатса болиду. - Бу хизмәткә орунлишишниң шәрти нимә ? -саламәтлики яхши болуши, аилисиниң иқтисади әһвали яхши болмиған болуши керәк. Намратлиқиға даир испат хети болуши керәк. Бизниң асаси мәқситимиз кәмбәғәлләргә ярдәм бериш - 1400 кой берилиду дәпсиләр, бу шенҗенда аз әмәсму? - бу биз шинҗиаңлиқларға нисбәтән бу юқири мааш һесаблиниду. Охшаш хизмәтни шинҗаңда қилса бундақ маашни алғили болмайду. - Шинҗиаңдики яшларни ичкиригә әвәткичә, ичкиридин келиватқан аққунларниң санини азайтсаңларла болмидиму? - яқ, бизниң мәқситимиз кәмбәғәлләргә ярдәм бериш. Қолида һүнири йоқ, пули йоқ яшларни биз иттипақ комитети болуш сүпитимиз билән иқтисадини яхшиливалсун дәп қилимиз. Шинҗаңда орунлаштурайли десәк, бу йәрдә мааш бәк товән.

Биз үрүмчидики мәлум бир яшқа телефон қилип бу хизмәткә қандақ қарайдиғанлиқини соридуқ. У яш бу һәқтә өз қарашлирини оттуриға қойди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.